Оқурмәнләргә мәлумки, йеңи жил кириши биләнла, йәни январь ейиниң иккинчи йеримидин башлап һакимларниң һесават бериш жиғинлири өткүзүлмәктә. Бу новәт һакимларниң хәлиқ алдида һесават бериш жиғинлири Баһар вә Чонҗа йезилирида болди. Сешәнбә күни Баһар йезисида болған жиғинда сөзни наһийәлик мәслиһәтниң кативи Нурәким Есжан башлап, күн тәртивидики мәсилиләр билән тонуштурди. Униңдики биринчи мәсилигә мувапиқ сөз Баһар йезилиқ округиниң һакими Қ.Бағбаевқа берилди. У …