Оқурмәнләргә мәлумки, йеңи жил кириши биләнла, йәни январь ейиниң иккинчи йеримидин башлап һакимларниң һесават бериш жиғинлири өткүзүлмәктә. Бу новәт һакимларниң хәлиқ алдида һесават бериш жиғинлири Баһар вә Чонҗа йезилирида болди.
Сешәнбә күни Баһар йезисида болған жиғинда сөзни наһийәлик мәслиһәтниң кативи Нурәким Есжан башлап, күн тәртивидики мәсилиләр билән тонуштурди. Униңдики биринчи мәсилигә мувапиқ сөз Баһар йезилиқ округиниң һакими Қ.Бағбаевқа берилди. У округта 2017-жили атқурулған ишларни жипқа тизип, бәзи бир камчилиқларни атап ейтип, алдики вақитта рәткә кәлтүридиғанлиғиға ишәндүрди. Округ һакиминиң һесаватини көздә тутсақ, Баһар, Ширин йезилириниң бүгүнки турмуш-тирикчилиги яман әмәс. Болупму, өткән жили округта 136 чарва егилиги һәм 5 ЖЧЙ тиркилип, умумән алғанда 880 га йәргә терилгән көмүқонақтин 6032 тонна, 100 га йәргә терилгән арпидин 185 тонна, 132 га көктат-бағчидин 3597 тонна, 121 га аптаппеләздин 133 тонна һосул елинған екән. Лекин бир әпсуслинарлиғи, Ширин йезисиниң 588 га үзүмлүги тәбиәт қолайсизлиғиниң ақиветидин ағриққа учрап, жил бешида 1100 тонна үнүм бериду дәп реҗиләнсә, нәтиҗидә пәқәт 140 тонна үнүм жиғип елинипту. Бирақ, «Чиқим чиқмай, кирим йоқ», демәкчи йеза егилиги билән шуғуллиниватқан хәлиқ мундақ әһвалларни яхши чүшиниду. Баһар йезилиқ округиниң аһалиси бағвәнчиликниму яхши өзләштүргән. Өткән бир жилниң ичидә 240 га абрикос, 40 га алма беғидин турғунлар мол һосул елип, сиртқа сетипту.
«Құлан» программиси бойичә 8 баш байтал сетип елинса, «Сыбаға», «Алтын асық» программилири бойичә округта иш маңмиған. 2017-жили Баһар йезилиқ округида умумән 82 миң 854 миң тәңгә хираҗәткә йеза егилиги техникилири сетип елинғанлиғи, өзгә саһаларға тохталсақ, мәктәпләрдики билим дәриҗисиниң төвәнлиги мәлум болди.
Округ һакиминиң һесаватидин кейин наһийә һакими Ш.Нурахуновниң һесавати тиңшалди. Ш.Турдахун оғли өз һесаватида наһийәдә атқуруливатқан ишларни тилға елип, униң ичидә Баһар йезилиқ округидики өзгиришләрни алаһидә тәкитләп өтти. Кейин новәт соалларға берилип, язмичә келип чүшкән «Яркәнткә көчирилгән «Емтиһан тапшуруш, көлүкләрни тиркәш мәһкимиси» (РЭУ) Уйғур наһийәсигә кәлтүрүлсә боламду?» дегән соалға, наһийә һакими әтраплиқ җавап қайтурди. Турғунлар тәрипидин Қ.Дужулаев, С.Камазаев, Т.Махпиров, А.Һәмраев, М.Масимов, Г.Муртузаевалар сөзгә чиқип, һәр икки һакимниң һесаватиға қанаәтлинәрлик дәп баһа бәрди һәм субсидия, су тарифи, канал, Баһар йезилиқ клуби һәққидә сөз қозғап, бир қатар мәсилиләрни оттуриға қойди.
Сөз ахирида, наһийә һакими барлиқ ейтилған пикир, мураҗиәтләргә җавап қайтурди. Йәни, су тарифини вилайәт бәкитидиғанлиғини, субсидиягә һөҗҗәтләрни қанун бойичә субсидия алғучи өзи рәткә кәлтүрүши шәртлигини қәйт қилип, әгәр кооперация қурған һаләттә һөҗҗәт тәйярлаш ишлириниң пәқәт бир адәмгә жүклинидиғанлиғини чүшәндүрди. Канал, клуб мәсилилириниңму етивардин сирт қалмайдиғанлиғиға ишәндүрүп, хәлиқниң қоллап-қувәтлиши билән вақти кәлгәндә һәр ишниң орниға келидиғанлиғини йәткүзди.
Сабирәм
ӘНВӘРОВА