Басты бет Өңір тынысы Келәчигидин үмүт зор

Келәчигидин үмүт зор

0
1,655

«Балаңни тәрбийиләймән десәң – өзәңни
тәрбийилә» дегән конилардин қалған яхши бир сөз бар хәлқимиздә. Чүнки бала
ата-аниға қарап өсиду. Һаятта устазлар аилисидә өскән балилар устазлиқ кәспини,
дохтурлар аилисидә өскән балилар дохтурлуқ кәспини таллиған әһвалар көпләп
учришиду. Бүгүн биз мана шундақ ата-анисиниң изини басқан сәнъәткар жигит Руфат
Сәйдалимов һәққидә қәләм тәврәтмәкчимиз.

         Руфат Сәйдалимов баһарлиқ сәнъәткарлар Тиләп Молотов билән
Гүлчехра Кәнҗаеваларниң аилисидә дунияға кәлгән. Ата-аниси 1979-жилдин
1989-жилғичә наһийәлик «Арзу» ансамблида һинәр көрсәт кән. Атиси Тиләп
1989-жилдин бүгүнки күнгә қәдәр Баһар йезилиқ клубиниң йетәкчиси болуп хизмәт
қилмақта. Молотовлар аилисидә үч оғул. Йәнә келип, һәр үчилиси сәнъәт йолида
екән.

– Әсли
мәктәптин кейин программист вә медицина хадими мутәхәссисликлири бойичә билим
егилигән болсамму, сөзниң расти, 
нахша-саз мениң жүригимгә йеқин болғачқа, ата-анамниң басқан изини давам
етиш қарариға кәлдим.  Шундақ қилип, 2018-жилниң
март ейидин башлап наһийәлик «Арзу» 
ансамблиниң тәркивигә ишқа қобул қилиндим, –  деди мәзкүр мақалимизниң баш қәһримани сөһбитимиз
давамида.

         Ушбу бир ярим жилниң ичидә чоң-кичик сәһнидә һүнәр көрситип,
қабилийити билән көзгә чүшүп жүргән сәнъәткар жигит Руфат Тиләп оғли сәнъәтхумар
хәлқимизниң иссиқ инкасиға еришмәктә. Техи йеқинда у Талдиқорған шәһиридә «Бірлігіміз
жарасқан» форуми асасида уюштурулған «Өз елім» вилайәтлик
вокаллиқ-хореографиялик  конкурсиға Уйғур
наһийәсигә вакаләтән қатнишип, «Ән салу» номинацияси бойичә І дәриҗилик диплом
һәм телевизор билән мукапатлинип қайтти. Вилайәтниң һәр тәвәсидин жиғилған 32
қатнашқучиниң ичидә қазақ хәлқиниң «Қазақ елі» нахшисини иҗра қилип,
биринчиликни қолдин бәрмигән уйғур жигитиниң утуғи махташқа лайиқ, әлвәттә.

         Сәнъәт йолида тонулуп келиватқан Руфат Сәйдалимовниң
келәчигидин жутдашлири вә ата-аниси чоң үмүт күтиду. Бизму униң келәчәктә
техиму чоң чоққиларни беқиндурариға ишәнчимиз камил.

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

СЫР САҚТАҒАН САРЫТОҒАЙ

Адамзатпенбіргежасасыпкележатқанбірдүниеболса, ол – тарих. Тарих – өткеніңді бағамдатар, с…