Басты бет Саясат Бирлик – бизниң бәхтимиз!

Бирлик – бизниң бәхтимиз!

0
1,629

Тунҗа Президентимиз Н.Ә.Назарбаев ейтқандәк, бирлигимиз бизниң бәхтимиз болди. Тил тәгмисун, Мустәқил Қазақ даласида йүздин ошуқ милләт вәкиллири бир өйниң пәрзәнтлиридәк, инақ-иҗил яшап кәлмәктә. Шу бирлигимиз билән камаләт тапмақтимиз. Әлвәттә, җәмләп кәлгәндә Қазақстанниң бүгүнки нәпәси, бүгүнки көрүнүши һәм тәрәққиятиниң кәйнидә Тунҗа Президентимиз Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң мәшәқәтлик әмгиги һәм дана сәясити туриду. Демәк, Н.Ә.Назарбаевниң әмгиги һеч қачан унтулмайду. Чүнки хәлиқ үчүн хизмәт қилған әзимәтни әл һәр қачан улуқлайду.

Мән өзәмни Қазақстанниң бир пухраси болғанлиғим үчүн дуниядики әң бәхитлик җан сезинимән. Сәвәви, ана тилим һәм динимни сақлап, урпи-адәт һәм мәдәнийитимни риваҗландуруп, хатирҗәм һәм бәхтияр һаят кәчүрмәктимән.  Илаһим, бирлигимиз үзүлмисун, течлиғимиз бузулмисун демәкчимән.

Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаевниң мураҗиитини тиңшиғандин кейин, һәр бир қазақстанлиқ үчүн алда жуқури җавапкәрчилик турғанлиғини һис қилдим. Һәқиқәтәнму, башчи сайлимақ – әлниң  келәчигини таллимақ билән баравәрдур. Хуласиләп кәлгәндә, алдимиздики синақтин сүрүнмәй өтүшимиз үчүн йәнила бирлигимиз керәк…

Саҗидәм ВАҖИТОВА,

Ардолата оттура мәктивиниң муәллими

 

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысы: ауылдық округ әкімдерінің жұмысына жаңа серпін беріледі

Алматы облысында ауылдық округтер әкімдерінің бірінші форумы өтті. Шара жергілікті билік ө…