Мәйрәмлик кәйпият бәхш әтти

0
1,160

Йеқинда наһийәлик Мәдәнийәт өйиниң һойлисида елимиз Мустәқиллигиниң 30 жиллиғи вә шаир М.Мақатаевниң 90 жил толушиға мунасивәтлик концерт уюштурулди.

«Жазерке» вә «Арзу» ансамбли сәнъәткарлири тәрипидин тәйярланған тәнтәнилик чарә «Шашу» композицияси билән ечилди. «Арзу»ниң уссулчи қизлири қазақ хәлқиниң миллий уссули билән сәһнини чаң кәлтүрсә, мәрикә вә хошаллиқниң ипадиси сүпитидә ансамбльниң ақ ромаллиқ анилири татлиқ-түрүмлиридин чачқа чачти. Алаһидә башланған концертлиқ программа қош ансамбль сәнъәткарлириниң орунлишидики нахша-сазлар билән давам тапти. Болупму, шеирийәт сәрдарлири аталған Муқағали Мақатаев билән Илья Бәхтияниң обризи гәвдиләнгән сәһнилик көрүнүш арқилиқ тамашибинлар икки шаирниң әмәс, бәлки икки милләтниң, йәни  қазақ вә уйғур хәлиқлириниң қәдинас достлуғиға гува болди. Бир сөз билән ейтқанда, бәш-он минутлуқ көрүнүш һәммидә унтулмас тәсират қалдурди.

Андин «Жазерке» ансамбли «Көңілашар» күйини орунлап бәрсә, «Арзу» ансамблиниң нахшичилири И.Бәхтияниң қәлимигә мәнсуп  «Уйғурларни тонуштуруш»   нахшисини иҗра қилип, көпчиликкә көтирәңкү кәйпият бәхш әтти. Карантинлиқ вәзийәткә бола узаққа созулмиған концертниң ахири қош ансамбльниң орунлишидики «Елім менің» нахшиси билән йәкүнләнди. Мустәқиллигимизниң оттуз жиллиғи һарписида  уюштурған сәнә ахирида көк туғимиз көккә көтирилип, рәңму-рәң шарлар көккә учурулди.

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

МУСТӘҚИЛЛИК ПАРАВӘНЛИГИМИЗНИҢ АСАСИ

Әтә елимиз Қазақстан хәлқиниң «Жумһурийәт мәйрими» күни нишанлиниду. Мәзкүр сәрләвһә әтрап…