«Адәмләр һелиму алий оқуш орунлири, колледжлар, һәтта мәктәпләрдики һәмкарлашқан парихорлуқни ейтип, әриз чүшириду. Парихорлуқ пухраларниң бойиға сиңип, һәтта, җәмийәтниң қелиплиқ әһвалиға айлинип кетиши мүмкин. Асасий мәсилә – мошу. Һә, тиҗарәтчиләр йәр комитети, өрткә қарши хизмәт, селиқ вә таможня органлирини парихорлуқниң ордиси дәп билиду. Йолниң сапасиға бағлиқ жут қаттиқ вайим қилиду. Шундақла, Парихорлуққа қарши иш-һәрикәт комиссияси маңа су егилиги саһасида ейтарлиқтәк қалаймиқанчилиқлар бар екәнлигини хәвәрлиди. Мана, мошу мәсилиләр бойичә җәмийәтлик назарәт механизми хизмәт қилиши керәк…», дәйду дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев һәмкарлашқан парихорлуққа қарши күрәш мәсилилири бойичә өткәзгән кеңәштә сөзлигән сөзидә.
Җүмлидин, парихорлуқ мәсилиси күн тәртивидики муһим мәсилиләрниң қатарида. Оттуз жилдин буян Қазақстан бу проблема билән җиддий күришип келиватсиму, җәмийитимиздә парихорлуқ қумға сиңгән судәк ямримақта. Гәпниң расти, саман астидин су жүгәртип, һөкүмәтниң байлиғини өз янчуғиға толтириватқан җинайәтчиләрниң қилмиши ахири түви ашкарә болуватсиму, тувақниң астида қелип тутулмиғанлар қутулуп кетишниң ғемида. Лекин «Оғриниң қуйриғи бир тутам», демәкчи һаман бир күни уларму төмүр торниң кәйнигә кириду. Парихорлуқ демәкчи, йеқинда Әл-Фараби намидики наһийәлик китапханида өткән баш қошушта яшлар мошу мәсилә әтрапида муназиригә чүшти.
Ениғирақ ейтсақ, «Жетісу – адалдық алаңы» лайиһәлик кеңишиниң менеджери І.Сайлаубайоғли билән Алмута вилайити ЖРО мутәхәссиси М.Жумабаевниң қатнишиши билән һәмкарлашқан парихорлуқ мавзусида учришиш болуп өтти. Асасән яшлар чақиртилған учришишқа наһийәлик Яшлар ресурслиқ мәркизиниң рәиси Нурсултан Болатоғли модераторлиқ қилди. У вилайәттин кәлгән вәкилләр билән тонуштурғандин кейин, мавзу кәң түрдә талқиланди. Әркин сөһбәт түридә давам тапқан учришишта яшлар ойидики соаллирини йоллап, шәхсий пикирлири билән бөлүшти. Улар парихорлуқниң ақиветидин җәмийитимиздә йүз бериватқан адаләтсизликләрни мисалға кәлтүргән һалда, яш әвлатниң бу «жуқумлуқ дәрткә» муптила болмаслиғи үчүн көч бешини рәткә кәлтүрүш керәклигини әскәртти.
Хулләс, бирәр саатқа созулған учришишта яшлар бир әлниңла әмәс, пүткүл әлниң келәчигигә палта чепиватқан парихорлуқ мәсилисиниң алдини елиш йоллири қараштурди.
Сабирәм ӘНВӘРОВА