Әтә елимиз Қазақстан хәлқиниң «Жумһурийәт мәйрими» күни нишанлиниду. Мәзкүр сәрләвһә әтрапида жутдашлиримизниң пикирлирини диққитиңларға һавалә қиливатимиз. Қасим Мәсими, тарихшунас һәм тәтқиқатчи: – Мустәқиллик алғинимизға оттуз үч жил толди. Бу жиллар ичидә биз ейтип түгәткүсиз утуқларға қол йәткүздуқ. Бу яхшилиқларниң һәммисини шәхсән өзәм, көп милләтлик елимиздики хәлиқләр достлуғиниң мустәһкәмлигидин дәп чүшинимән. Мустәқил дөлитимизниң тәрәққиятиға яшларму өз үлүшлирини қошуши шәрт. Чүнки мәмликәтниң …