Басты бет Қазақстан Республикасының Тәуелсіздігі МУСТӘҚИЛЛИК ПАРАВӘНЛИГИМИЗНИҢ АСАСИ

МУСТӘҚИЛЛИК ПАРАВӘНЛИГИМИЗНИҢ АСАСИ

0
9

Әтә елимиз Қазақстан хәлқиниң «Жумһурийәт мәйрими» күни нишанлиниду. Мәзкүр сәрләвһә әтрапида жутдашлиримизниң пикирлирини диққитиңларға һавалә қиливатимиз.

Қасим Мәсими, тарихшунас һәм тәтқиқатчи:

– Мустәқиллик алғинимизға оттуз үч жил толди. Бу жиллар ичидә биз ейтип түгәткүсиз утуқларға қол йәткүздуқ. Бу яхшилиқларниң һәммисини шәхсән өзәм, көп милләтлик елимиздики хәлиқләр достлуғиниң мустәһкәмлигидин дәп чүшинимән. Мустәқил дөлитимизниң тәрәққиятиға яшларму өз үлүшлирини қошуши шәрт. Чүнки мәмликәтниң тәғдири билән келәчиги биз һәм яшларниң қолида екәнлиги бәлгүлүк.

Елимиздә яшларниң сапалиқ билим елип, әмгәк қилишиға кәң йол ечилған. Ата-бовимиздин мирас болуп қалған ана йәрни, ана жутумиз билән умумий өйүмиз болған Қазақстанниң паравәнлигини ашурушқа барлиқ күч-ғәйритимизни жигәрлик түрдә сәпәрвәр қилишимиз лазим. Бизниң асасий мәхситимиз – қолға кәлтүрүлгән утуқларни сақлап қелип, келәчәктә уларни көпәйтиш, ихтисатни тәрәққий әткүзүш вә қут-бәрикәтлик жәмийәт қуруш. Ишинимәнки, биз буниңға сөзсиз йетимиз.

Бәхтинур Ғәниева, Баһар йезиси, А.Розибакиев намидики оттура мәктивиниң Уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими:

– Чонжида хәлиққә электронлуқ хизмәт көрситиш орни, көпчиликниң һәр қандақ һөжжәткә бағлиқ еһтияжлирини қанаәтләндүрүп кәлмәктә. Илгири жирақ йезилардин һөжжәтләрни рәсмийәттин өткүзүш үчүн жутдашлиримиз наһийә мәркизигә келип, хелила аваригәрчиликкә селинидиған. Һә, әһвал әнди хелила яхшиланған. Мәркәзгә кәлгән адәм инспекторлардин мәслиһәт елип, өзигә һажәт деризигә келип, ишини түгитиду. Хәлиққә хизмәт көрситидиған инспекторлар этикиға жиддий әмәл қилған һалда аһалиниң һөжжәтлирини рәсмийәттин өткүзүп, һажәт болса мәслиһәт беришкә тәйяр екән.

Йеқинда көпчиликтин коммуналлиқ төләмләрниң һөжжәтлирини қобуллиғанда хәлиқниң новәттә туруп, қалаймиқанға чүшкән һеч ким болмиғанлиғиниң гувачиси болдум. Билдуқки, күндин-күнгә хизмәт түрлириму көпәймәктә. Демәк, Мустәқиллик жиллири өз паалийитини башлиған хәлиққә хизмәт көрситиш мәркизи буниңдин кейинму һәр дайим көпчиликниң хизмитидә болуп, адил хизмәт етидиғанлиғиға ениқ көз йәткүздим. Бу болса Мустәқилликниң нишани.

Меһриниса Нуриева, Асфендияров намидики медицина институтиниң 7-курс студенти:

– Мәзкүр билим дәргаһида билим елишимизниң өзи бир бәхит. Әла баһалар билән оқуватқан студентларға стипендия берилип, улар маддий жәһәттин қоллап-қувәтләнмәктә. Униңдин бөләк йол һәққи кирасиму, жирақ жутлардин кәлгәнләр ятақхана билән тәминлиниду. Студентларниң сапалиқ билим елишиға мүмкинчиликләр толуқ яритилған. Институтта паалийәт елип бериватқан өмәкләрму бизниң һәр тәрәптин билим елип, заманға лайиқ пухралардин болуп чиқишимизға түрткә болмақта.

«Һәр кәсипниң өз гөзәллиги бар» дегәндәк, таллап алған мутәхәссисимизгә бағлиқ, уларниң қир-сирлирини еринмәстин оқуп, үгиниватимиз. Демәк, институтта еливатқан билимимиз билән тәжрибимизни Мустәқил Қазақстанниң гүллинишигә, тәрәққиятиға қошмақчимиз…

     Ярмуһәммәт Худавадиев Нурмахамет оғли, Алмутидики һәрбий академияниң иккинчи курс студенти.

– Бийил Қазақстан Жумһурийити Мустәқиллигиниң 33 жиллиғи нишанланмақчи.

Президентимиз елимизгә рәһбәр болуп кәлгәндин бу ян «Дәсләптә ихтисат, андин сәясәт» дегән қанатлиқ сөзлири қазақстанлиқлар турмуш паравәнлигиниң һули болди. Һазир шәһәр билән йезиниң пәрқи анчивала әмәс. Сөзүмниң испати үчүн, мисалға чапсанлиққа егә интернетнила алайли. Мошу күнләрдә наһийә мәркизидила әмәс, бәлки тағ бағридики йезилардиму йеңи технология билән ишләнгән талчиқлиқ алақә линиялири тартилип, хәлқимиз дунияда болуватқан йеңилиқларға бемалал қол йәткүзмәктә. Демәк, Мустәқиллик жиллар бизгә әркинлик билән бәрикәт әта қилипла қоймастин, бәлки башқа дөләтләр қатарида оттуз әлниң қатаридин сәп түзүш мүмкинчилигигә егә қилди.

Жумһурийәт күнигә (мәйримигә) беғишланға ихчам сөһбәтләрни уюштурған Худавәди МӘҢСҮРОВ  

 

 

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ЕЛ БІРЛІГІН САҚТАҒАН ЕЛМІЗ

Құрметті жерлестер! Ұлттық мерекеміз 25 қазан – Республика күні құтты болсын! Бүгінде тату…