Мәлумки, 2023-жилдин етиварән елимиздә 25-октябрь – Җумһурийәт күни сүпитидә атап өтүлмәктә. Җумһурийәт миқиясида тойлинидиған Җумһурийәт күни – дөлитимиздики әң асасий вә әһмийити жуқури мәйрәмләрниң бири. Бир қанчә жилдин буян бу сәнә бирлиги ярашқан қазақстанлиқлар тәрипидин дағдуғилиқ тойланмақа.
Бу туюқсиз бәлгүләнгән мәйрәм әмәс. Чүнки бу күнниң тарихи тохсининчи жиллардин башлиниду. 1990-жили 25-октябрьда «Қазақ КСР-нің мемлекеттік егемендігі туралы»декларация қобул қилинди. Бу Қазақстанниң мустәқиллик елишиға йол ачқан муһим һөҗҗәт һесаплиниду. Декларациядә Қазақстанниң мустәқил дөләт сүпитидә сәясий-қануний асаслири җәрия қилинди. Шуниң нәтиҗисидә «ҚазКСР» өз әскирини, дөләтлик бехәтәрлиги билән ички ишлар органлирини қуруш һоқуқиға егә болди. Қазақстан мустәқиллик алғандин кейин Җумһурийәт күни жилда 25-октябрь күни атап өтүлди, шундақла, 1995-жили 18-октябрьда дәсләпки қетим «Миллий мәйрәм» болуп бәлгүләнди. Амма 2001-жили бу мәртивидин айрилип, «дөләтлик» мәйрәмләрниң қатариға қетилди. 2009-жили болса, «ҚазақстанҖумһурийитидики мәйрәмләр тоғрилиқ қанунға» өзгиришләр киргүзүлүп,Җумһурийәт күни мәйрәмләр қатаридин тамамән елинип ташланди.
Арида он жилдин ошуқ вақит өтүп, Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев Җумһурийәт күнини қайтидин атап өтүш тоғрилиқ тәкливини оттуриға қойди. Шундақла, бу күнгә «миллий мәйрәм» мәртивисини бериш тоғрилиқ башланма көтәрди. Дөләт рәһбириниң бу тәкливини хәлиқ қоллап-қувәтләп, 2022-жили миллий мәйрәм қайтидин каленьдардин оюп туруп өз орнини алди. Бир сөз билән ейтқанда, Мустәқиллик йолидики муһим қәдәм – бүгүнки миллий мәйрәмгә айланди.
Шундақ қилип, 2023-жили қазақстанлиқлар қайтидин Җумһурийәт күнини тойлиди. Миллий мәйрәм һарписида һәрхил чарә-тәдбирләр өткүзүлүп, елимизниң тәрәққиятиға, хәлиқләр бирлигини мустәһкәмләшкә төһпә қошқан, җәмийәтлик ишларда җанпидалиқ тонутқан шәхсләр дөләт мукапити билән мукапатлинидиған болди. Мәйрәм мунасивити билән уюштурулидиған концертлиқ программа, фестивль, флешмоблар, миллий спорт түрлиридин өткүзүлидиған мусабиқиләрму шу җүмлидиндур.
«Җумһурийәт» дегән сөзни латин тилидин тәрҗимә қилидиған болсақ, «ортақ иш» дегән мәнани билдүридикән. Хуласиләп кәлгәндә, һәммимизгә ортақ мәйрәм мубарәк болсун демәкчимиз. Җумһурийитимиз гүллинип, мустәқиллигимиз мәңгүлүк болғай! Мәйрәмлиримиз көпийип, көк байримиз көктин чүшмисун!
Сабирәм ӘНВӘРОВА
#RepublicDay
#25Қазан
#Декларация35жыл
#МеніңҚазақстаным
