Басты бет Ақпарат ағыны УСТАЗ – УЛУҚ ИНСАН

УСТАЗ – УЛУҚ ИНСАН

0
9

    «Адәмниң адәмлиги яхши устаздин», дәп данишмәнлиримиз ейтқандәк, әдәплик, үлгилик, мәдәнийәтлик, билимлик оқуғучини көрүп, униң устазиниң қандақ екәнлигини биливелишқа болиду. Устази меһриванниң шагирти иззәтлик болиду. Билимлик устаз өзиниң тәбиитидики барлиқ үлгә тутарлиқ хәсийәтләрни шагиртиниң сәвийәсигә қуюшқа тиришиду. Жәмләп кәлгәндә, бурунқи даналиримиз ейтқандәк, «Яхши муәллим, яхши шагирт йетилдүриду». Һә, һәр бир үлгилик шагирт «Устази яхшиниң чүшиниги яхши», дәп һәр қачан яхши сезимда жүрүшкә тиришиду.

«Адәм болуп кәлдим һаятқа, адәм болуп өтүш мениң пәризим», дәп Абай ейтқандәк, адәмни адәм қилип қелиплаштуруш вәзиписиниң көп салмиғи муәллимниң бойниға жүклинидиғанлиғи талашсиз. Шуңлашқа әлниң келәчиги – устазниң қолида дәп ейтсақ хаталашмаймиз. Демәк, устазлиқ еғир вә мәшәқәтлик иш, лекин алийжанап вә шәрәплик кәсиптур. Чүнки у «адәм инженери» дегән ибаригә мувапиқ инсан. Билимлик устазниң шагирти сахавәтлик инсан болуп йетилиши ениқ.

Қәдирлик устазлар, еғир вә шәрәплик ишларда муваппәқийәтләргә йетип, келәчәк әвлатларға пухта билим беришиңларға тиләкдашлиқ билдүримән. Ахирида ейтарим, ҺӨРМӘТЛИК УСТАЗЛАР, йетип кәлгән кәспий мәйримиңлар мубарәк болсун! Шагирт үчүн ачқан йолуңлар нурлуқ болсун!

                                                          Худавәди МӘҢСҮРОВ,

                            Пешқәдәм устаз, Уйғур наһийәсиниң Пәхрий пухраси

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ҰСТАЗ АТЫ БИІК ӘРІ МӘҢГІЛІК

Жыл сайынғы жомарт күз астығын шашып, қамбаларды толтырып, одан қалса бірнеше жайдары мере…