Басты бет Көкжиек ЗАМАН ТӘЛӘПЛИРИГӘ РИАЙӘ ҚИЛИП

ЗАМАН ТӘЛӘПЛИРИГӘ РИАЙӘ ҚИЛИП

0
49

    Бүгүнки таңда жумһурийитимиздә маарип саһаси өзигә хас миллий үлгисини қелиплаштуруш жәриянини баштин кәчүрмәктә. Бу жәриян билим бериш усулиниң өзгиришигә маслашқан һалда әмәлгә ашурулмақта.

Устаз – дехан кәби «билим кәтмини» билән шагиртларға билимниң нурини чачиду. Устаз – пәрвиш қилған беғиниң мевилик болушини халайду. Һәр қандақ даңлиқ әзимәтниңму устази болған. Шуңа устазниң бебаһа әмгигини көпчилик һөрмәт-иззәт билән тилға алиду. Билим очиғи болған мәктәп дайим шагиртиниң ядида сақлиниду. Шагирт бирәр утуққа йәтсә, устазниң беши көккә йетиду. Шагиртниң утуғини өзиниң утуғи һесаплап шатлиниду. Әмгигиниң бекар кәтмигинигә хурсән болиду.

Өз кәспигә меһир бағлиған Бәхтинур Ғәниева оттуз жилдин ошуқ әмгәк стажида нәччә йүзлигән шагиртларға уйғур вә рус тиллиридин дәрис берип, камаләткә йәткүзди. Биз «Тәтқиқатчи устаз» (зерттеуші ұстаз) мәртивисигә еришкән, оқутушниң қир-сирлирини мукәммәл билгән Бәхтинурниң иш-паалийити һәққидә гәп қилмақчимиз.

Бәхтинур Ғәниева 1971-жили Чонжида аддий инсанлар болған Ғәниев Керимахун билән Руқийәм Исмайилованиң аилисидә төрт оғулниң ичидә бир қиз болуп вайиға йәткән. У 1978-жили Баһар йезисидики А.Розибакиев намидики оттура мәктәпниң 1-синипиға бариду. Мәзкүр дәргаһни 1988-жили тамамлап, Алмутидики Абай намидики педагогикилиқ институтниң рус вә уйғур тили бөлүмигә  оқушқа тапшуруп, 1993-жили мәзкүр билим юртини муваппәқийәтлик тамамлап, алий билим гуванамисини елип чиқиду. Шу жили өзи дәсләпки билим алған Баһар йезисидики оттура мәктәпкә мутәхәссислиги бойичә ишқа орунлишиду. Өз кәспигә иштияқ бағлап, оқутушниң заманивий үлгилиридин дайим үгинип, әмәлдә қоллинип, тинимсиз әмгәк қиливатқан, қәйәрдила болмисун өзиниң адил әмгиги билән сәмимий еһтирамға бөлүнүп жүргән Бәхтинурни көргән мәктәп мәмурийити 2008-жили мәктәп мудириниң методикилиқ ишлар бойичә орунбасари қилип тайинлайду. Бу хизмәттә та 2018-жилғичә ишләйду.

Мошу жиллардики устазлиқ паалийитидә көплигән наһийәлик, вилайәтлик вә жумһурийәтлик даиридики әнжуманларға қатнишип, өзиниң иш-тәжрибиси билән бөлүшти. Мәсилән, 2022-жили «заманивий дәрис – сапалиқ билим беришниң капалити» намлиқ наһийәлик чиқан топламда, «Тил-әдәбият дәрислиригә балиларниң қизиқишини ашурушта «Алтә булуңлуқ» оқутушниң әһмийити», 2023-жили «Атамекен» жумһурийәтлик журналида «Мелис оюни» мақалилири йоруқ көрүп, уларни барлиқ устазлар өз ишлирида пайдиланған. Улардин ташқири наһийәлик, вилайәтлик уюштурулған семинарларда оқуған тәлим-тәрбийә вә педагогикилиқ-методикилиқ онлиған докладлири һәмминиң диққитини жәлип қилип турған. 2023-жили наһийәлик «Шебер ұстаз» конкурисида биринчи орунни йеңивалған. Мундақ ишларни тизивәрсәк, Бәхтинурниң утуқлири түгимәйду.

Бу утуқлар шагиртларда өз әксини тапқан: жүмлидин, наһийәлик, вилайәтлик дәрижидә шагиртлири Алимжанова А, Султанмуратова А, Шерипова Р. Жамалова З, Кебиров Ғ, Шапиева А, Мәсимова Н. кәбиләр тил вә дәдәбияттин жуқарқи орунлардин көрүнүп, мәктәп шәнини көтәргән. Шундақла, бүгүнки күндә униңдин тәрбийә көргән Баситова Н, Илахунова Д, Измахунова З, Сраждинова Г. охшаш шагиртлири устаз изини бесип оқутқучилиқ қилип кәлмәктә. Мундақ йүксәк пәллиләргә қол йәткүзгән Б.Ғәниевани жуқарқи орунларму баһалашни билгән: униң жумһурийәтлик мәдәнийәт мәркизи тәрипидин «За заслуги в сфере образования» медали, ҚЖ Билим вә илим министриниң «Алғыс хат», 2023-жили вилайәтлик билим бөлүминиң «Құрмет грамотасы», 2023-жили жумһурийәтлик этномәдәнийәт бирләшмисиниң грамотилири вә маддий соғатлири билән тәғдирләнгән.

Бүгүнки таңда Бәхтинурға һәмра болуп, хәлиқ хизмитидә жүрүп адил әмгәк қиливатқан, шундақла аилидики бала тәрбийисигә һисдашлиқ билдүрүватқан йолдиши Долқун Тайипов билән 1992-жили аилә қуруп, үч қиз сөйгән жанлардур. Тунжа қизи Сәйярә мәктәпни «Алтун бәлгүгә» тамамлап, Асфендияров намидики медицинилиқ институтни әла баһаларға түгитип, Уйғур наһийәлик мәркизий ағриқханиниң терапия бөлүмини башқурса, оттуранчә қизи Дияра Абылайхан намидики чәт тиллар институтини тамамлап, бүгүнки күндә Чонжа №3-Илья-Бәхтия намидики оттура мәктәптә инглиз тилидин муәллим, кәнжә қизи Нигара Абылайхан намидики чәт тиллар институтида билим егиләп, Чонжидики №2-Ж.Қудайбергенов намидики оттура мәктәптә инглиз тилидин дәрис бериду.  Һазирқи күндә уйғур вә рус тиллиридин дәрис берип келиватқан Бәхтинур Керимахун қизи билән Долқун тапқан балилиридин Рамизан, Али, Ибрагим, Ислам вә Алим исимлиқ нәвриләрни сөйүп, уларниң қилиқлириға имрақ болуп яшап кәлмәктә.

Оттуз жилдин ошуқ һаятини мәрипәткә беғишлиған, оқутушниң үлгилирини яратқан, оқутқан шагиртлириниң һаятиға ишәшлик йолланма бәргән тиришчан устаз Бәхтинурни йетип кәлгән кәспий мәйрими билән мубарәкләп, аилисигә хатиржәмлик, өзигә саламәтлик, мәшәқәтлик ишида муваппәқийәтләр болсун дегән тиләкни билдүримиз.

                                                                                Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ЖЕР – ОРТАҚ ҮЙІМІЗ

«Жер елшілері» креативті жастардың бүкілқазақстандық экологиялық қозғалысы соңғы кезде жаң…