Басты бет Ақпарат ағыны ИМИДЖ – ӨМҮР ТӘЛИВИ

ИМИДЖ – ӨМҮР ТӘЛИВИ

0
17

    Илим-пән саһасида, хусусән, маарип саһасида йеңи чүшәнчә, уқум тәрәққий етип кәлмәктә. Шундақ уқумларниң бири «имидж». «Имидж» дегән уқумни қандақ чүшинимиз? дегән бизниң соалимизға Чонжа №3-Илья-Бәхтия намидики оттура мәктәпниң тәжрибилик устази, илмий мудири, йәни «Ы.Алтынсарин» мукапитиниң, Қазақстан Билим министриниң «Һөрмәт грамотисиниң», Жумһурийәтлик этномәдәнийәт мәркизиниң «Сахавәт» төш бәлгүсиниң саһиби, бир нәччә педагогикилиқ мақалиларниң муәллипи вә башқиму вилайәтлик, наһийәлик билим бөлүмлириниң тәшәккүр-ярлиқлириға егә болған, шундақла жәмийәтлик ишларниң тәшәббускари аталған 45 яшлиқ Гүлвира Мансурова шундақ дәйду:

– Имиджи – инглиз тилидин тәржимә қилғанда «қияпәт», «чирай» дегән мәналарни билдүриду. Имидж – адәмниң «мән» дегән алимини (дуниясини) көрситидиған тәсвир. Заманивий педагогниң кәспий иш-һәрикитиниң утуқлуқ болуши көпирәк имиджиға бағлиқ, – дәп төвәндики жәриянларни ейтип өтти.

– Устазниң имиджи һәққидә оқуғучиларниң пикирлирини қошуп қоюшни тоғра көрдим: 10-«ә» синип; Қапиғини түрмәй, күлүмсирәп жүридиған, қаттиқ вақиримайдиған, силиқ-сипайә чүшәндүридиған, һәр қачан яришимлиқ, таза кийинип жүридиған муәллим. 11-«ә» синип; кийгән кийими өзигә яришип турса, шундақла дайим бир кийим билән жүривәмәй, һәр түрлүк кийинип жүрүши лазим, чач үлгиси мәхсәткә мувапиқ болуши керәк вә нутқи ениқ, чүшинишлик болуши керәк дәп ойлаймиз.

Йеқимлиқ имидж – әтрапидики адәмләрниң көңлини елиш кепили. Һәр қандақ утуққа йетишниң асасий шәрти. Оқуғучи муәллимгә үлгилик шәхс ретидә қизиқмиса, пәнгә дегән қизиқишму болмайду. Бала өмриниң йерими уларға билим берипла қоймай, бәлки улар билән бир қатарда уларниң алаһидә бир шәхс ретидә тәрбийилиниши мәктәптә өтиду.

Сиртқи имиджи бу – мимика, тавуш күчи билән тембри, кийими вә иш-һәрикити. Әтрапиңдики адәмләрниң сәвийисидә сизниң қияпитиңиз тоғрилиқ көз қараш болуп, сиз билән учрашқандин кейинқи сиртқи көрүнүшиңиз, өзиңизни тутушиңизниң тәрбийәвий әһмийити билән нутуқ мәдәнийитиңизгә бағлиқ шәкиллиниду, халас. Сиртқи қияпитиңиз яхши тәсират қулдуруш үчүн: ипадилик сөзләш стили билән кийимниң рәң өзгичилигиниң тәсирини билиши.

Имидж – сизниң боюңиздики талантиңизниң техиму ярқин көрүнүши, өзиңиз тоғрилиқ яхши пикир шәкилләндүрүш йоли. Америкилиқ психологларниң пикричә, «Адәмниң имиджи билән кәспий өсүши бир-бири билән зич бағлинишлиқ», – дәп ейтқан. Амма устазниң ташқи қияпити көркәм болғини билән, өз ишиға, билимигә пухта болмиса, у вақитта у муәллимни идеал дәп ейтишқа һәргиз болмайду.

Шуниң үчүн кәспий чевәрлик, һәр тәрәплимә издәнгән, өз дәрисигә пухта тәйярлиқ қилған устазла жуқури баһалинип, кәсипдашлири билән шагиртлири арисида жуқури һөрмәт-екрамға егә болмақ.

Умумән, адәмләрниң 85 пайизи биз билән тонушқан пәйтниң дәсләпки бәш секунтида сиртқи қияпитимиз бойичә баһа бериду. Шу сәвәптин педагогқа өзини көрситишни билиш, өзгигә йеқиш, өзи һәққидә яхши пикир қалдуруши муһим һадисә. Әхбаратниң көп қисмини биз көрүш арқилиқ қобул қилимиз. Шу сәвәптин бизниң сиртқи қияпитимиз алаһидә болуши лазим. Устазларниң арисида өзи һәққидә ижабий һис қалдурушни муһим вәзипә дәп һесаплимайдиған кәсипдашлиримизму бар. Һәтта бәзи бир педагоглар имджи – оқуш жәрияниниң муһим бир бөлүги екәнлигигә ишәнмәйду.

Башқа кәсип егилиригә қариғанда, устазлиқ – алаһидә бир кәсип, у һәр дайим чоң аудитория ичидә вә көпчилик көз алдида.

Жәмләп ейтсақ, заманивий педагог имиджини шәкилләндүрүш – өмүр тәливи. Муәллимниң асасий вәзипилириниң бири – шагиртлириниң шәхс болуп шәкиллинишигә ярдәмлишиш. Әхбаратниң көп қисмини биз көрүш арқилиқ қобул қилимиз. Шу сәвәптин, йеқимлиқ қияпитимиз наһайити муһим. Устаз өзини қандақ көриду вә уни оқуғучилири қандақ тәсаввур қилиду? Һәммә мәсилә имиджида, – дәп заманивий устазниң алаһидилигидин мәлумат бәрди тәжрибилик устаз.

Худавәди Мәңсүров

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ҰСТАЗ АТЫ БИІК ӘРІ МӘҢГІЛІК

Жыл сайынғы жомарт күз астығын шашып, қамбаларды толтырып, одан қалса бірнеше жайдары мере…