Басты бет Жолдау АЭС – ТӘРӘҚҚИЯТИМИЗНИҢ МӘНБӘСИ

АЭС – ТӘРӘҚҚИЯТИМИЗНИҢ МӘНБӘСИ

0
30

Әл башчимиз Қ.Ж.Тоқаевниң «Адаләтлик Қазақстан: Қанун билән тәртип, ихтисадий тәрәққият, жәмийәтлик оптимизм» намлиқ Мәктүбини наһийәмиз аһалисиму қизғин қарши елип, йеқиндин тонушмақта. Хусусән, Мәктүбтики атом энергиясиниң әһмийити тоғрисидики муһакимә ишлириға бағлиқ бир нәччә топ тәшкил қилинип, наһийәмизниң кәнтлиридә тәшвиқат ишлирини әмәлгә ашуруп кәлмәктә. Наһийә һакиминиң қарариға асасән тәрғибат-тәшвиқат топиниң барлиқ әзалири наһийәмизниң барлиқ йеза округлирида болуп, турғунлар билән учрашти. Тәшвиқатчилар бүгүнки таңда, дуния йүзидә энергия тапчиллиғиниң күчийиватқанлиғини, мәмликитимиздә ишәшлик вә экологиялик таза қувәт мәнбәлириниң һажәтлигини ейтип, атом электр станциясини селишқа мунасивәтлик Дөләт рәһбириниң мәвқәсини, йәни униң әһмийитини тәрғибат давамида хәлиққә чүшәндүрүш ишлирини жүргүзүп келиду.

«Ихтисадимиз күн санап мол энергия һажәт қилмақта. Мундақ һажәтмәнликни атом энергетикиси тәминләйду. Аләмдә тәрәққий әткән оттуз әлниң икки йүзгә йеқинида атом электр станцияси ишләватиду. Биз елимизниң өзигә хас алаһидилиги билән узақ муддәткә беғишланған миллий мүддилиримизни ойлап, пәқәт алға интилишимиз керәк. Башқичә тәриплисәк, келәчәкни ойлишимиз керәк»,- дәп очуқ ейтқан мәмликәт башчиси бу зор вә һәр тәрәплимә әһмийити муһим қурулушниң һули қурулуп, турғузулушиға хәлиқ өзиниң таллаш ясаш керәклигини мәлум қилди. Мундақ стратегиялик планларни жәмийәттә кәң муһакимә қилиш керәклиги көрситилгән.

Келәчигимизни ойлап күч селиватқан Әл рәһбириниң мошу Мәктүбидә: «Әл турмушидики һәр бир әһмийәтлик қәдәм аһалә билән бирлишип ишләшкә тегиш. Атом электр станцияси тоғрилиқ референдумға бағлиқму чариләрму шундақ болуши керәк. Мән бу һәққидә булту өз пикримни йоллиған. Референдум муһакимисигә чүшкинигә бир жил болди. Бу болсиму хәлиқниң һәр тәрәптин ойлинип, муқум бир қарарға келидиған вақит дәп ойлаймән. Шуңлашқа мән Һөкүмәтниң тәвсийәсини мақуллаймән»,- дәп хуласилап келип, мәзкүр сәясий мәвсүм мошу жилниң 6-октябрь күни өтүдиғанлиғини ениқлап бәрди. Әнди барлиқ хәлиқ өзиниң әһмийәтлик таллишини билдүрүп, әвлатлиримизниң келәчигиниң парлақ болуши үчүн тоғра қәдәм ясашни билишимиз керәк дәп ойлаймән.

Қайси мәмликәт болмисун, атом энергеясидин пайдилинишниң ижабий һәл қилинишини көрсәтмәктә. АЭС өзиниң күч-қувити билән келәчәк тәрәққиятиниң мәнбәсигә айлинип турғанлиғини башқа әлләрдики тәрәққияттин көрүшкә болиду.  Раст, хәлиқни қорқитип турған – ховупсизлиқ. Қарисақ, бүгүнкидәк технология риважланған заманда һәр тәрәптин адәмләр әмәс, әқиллиқ заманивий техникилар билән тәкшүрүшләрниң болидиғанлиғини ойлисиңиз, қорқунуч билән чөчүшкә мутлақ болмайду. Бәлгүлүкқу, мошу күнгичә талай техногенлиқ апәтләрдин мол тәжрибә жиққан атом саһасидики илимму бехәтәрлик мәсилисини биринчи орунға қойғини талашсиз. Атом қурулушиниң һәр бир қаидисини назарәткә алидиған хәлиқ ара тәшкилатниңму жавапкәрлик ишиниңму бар екәнлигини билишимиз керәк.

Бийилқи жилимиз башқа жиллардин тарихта қалидиған әжайип әһмийити билән пәриқләнмәк. Сәвәви, елимиз тарихида тунжа қетим атом электр станциясини селиш мәсилиси жошқун муһакимигә чүшүп олтириду. Бу жәриянда қисмән вәтәндашлиримиз қоллашни билдүрсә, бәзилири қарши болмақта. Мошу әһвалларни билгән Президентимиз атом электр станциясини селиш мәсилисини хәлиқниң таллишиға қойди. Мошу йәрдә биз Қазақстан Президентиниң «Хәлиқ авазиға қулақ тутидиған мәмликәт» концепсияси даирисидә утуқлуқ паалийәт елип бериватқанлиғиниң нәтижиси дәп билимиз. Қудрәтлик ихтисадимизниң асасий тириги атом электр станцияси екәнлигини билип, елимиздә АЭСниң һули қурулидиғанлиғи бойичә таллашта вәтәндашлиримиз хаталиққа йол қоймайду дәп үмүт қилимән.

                                                                Худавәди Мәңсүров

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

БӘСЕКЕЛЕСТІККЕ ТӨТЕУ КЕРЕК

Мемлекет басшысы Қасым-Жомарт Тоқаев биылғы Жолдауында экономикаға басымдық берді. Салық с…