Басты бет Жолдау БИЗ ТӘЙЯР, СИЗ ТӘЙЯРМУ?

БИЗ ТӘЙЯР, СИЗ ТӘЙЯРМУ?

0
21

Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев новәттики Мәктүбидә елимиздә икки миллиондин ошуқ кичик бизнессубъектиси болғини билән, мәһсулат ишләп чиқириш көрсәткүчи интайин төвәнлигини тәкитлиди.

Немисини йошуримиз, базарға барсақ, өзимизниң әлдә ясалған буюмларни тепиш толиму тәс. Йегинимизму, кийгинимизму, һәтта мингинимизму (машина) – чәт әлдин келиватиду. Қазақстанда ишләп чиқириливатқан азду-тола мәһсулатимиз чәттин киргән пүтмәс-түгимәс әрзән товарларниң көләңкисидә қеливатиду. Дөләт рәһбири ейтқандәк, әгәр йәрлик ишләпчиқарғучиларниң мәһсулатлирини ички базарда кәң тонуштуруш вә сетиш имканийәтлирини ашурушқа һазирдин көңүл бөлмисәк, бу пүткүл саһаниң раваҗлинишини теҗәйду.

Җүмлидин Президентимизниң дөләтлик органлар вә квазидөләтлик карханиларниң сетивелиш ишлириға кичик вә орта тиҗарәт субъектлириниң қатнишиш имканийәтлирини кеңәйтиш тоғрилиқ тәкливиниму қоллаймән. Бу йәрлик карханиларниң паалийәт даирисини кәңәйтип, мәһсулат вә хизмәт сүпитини яхшилашқа, йеңи лайиһиләрни әмәлгә ашурушқа түрткә болари сөзсиз. Шуниң билән биллә, Дөләт рәһбириниң ушбу саһаға қарита көпәйгән асассиз тәкшүрәшләрни рәткә селиш мәсилисигә етибар бәргәнлигидин бәк хурсәнт болдум. Чүнки бу тиҗарәтчилик билән шуғулланғуси келидиғанлар яки бу йолға йеңидин қәдәм басқучилар үчүн чоң бир тосалғуға айлинип қеливататти.

Тәкитләш лазимки, тиҗарәт саһасиниң тәрәққияти – пәқәт тиҗарәтчиләргила тәәллуқ мәсилә әмәс. Бупүткүл җәмийәтниң мәнпәитигә бағлиқ, һәммимизгә ортақ вәзипә. Биз, тиҗәрчиләр хәлиқни сүпәтлик мәһсулатлар билән тәминләшкә, йеңи иш орунлирини яритишқа вә мәмликәт ихтисадиниң раваҗлинишиға һәссә қошушқа тәйяр. «Херидариң болмиса, зибалиғиң кимгә керәк?» демәкчи, Сиз вәтәнлик мәһсулатларни сетивелишқа тәйярму?..

Алимҗан ҺАШИМОВ,

тиҗарәтчи

 

 

 

 

 

 

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

БҮГҮНКИ КҮННИҢ ТӘЛИВИ БАШҚА…

Тәрәққият – йезилардин башлиниши керәк. Немишкә десиңиз, дәстихандики ненимиздин тартип кү…