Тәрәққият – йезилардин башлиниши керәк. Немишкә десиңиз, дәстихандики ненимиздин тартип күндилик истимал қилидиған озуқ-түлүклиримизниң барлиғи йеза егилиги саһаси билән чәмбәрчас бағлиқ. Шуңлашқа бу саһани заманивий технологияләр асасида риваҗландуруш, ишләпчиқириш үнүмдарлиғини ашуруш һәрқачан муһим әһмийәткә егә. Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң новәттики Мәктүбидә йеза егилиги саһасини йеңи басқучқа көтириш бойичә ейтқан тапшуруқлири мошу йөнилиштики ишларни изчил давамлаштурушниң зөрүрлигини көрситиду.
Ахирқи жилларда малчи, дехан вә бағвәнләрни қоллап-қувәтләш үчүн нурғун мәбләғ бөлүнүп, йеза турғунлириға имтиязлиқ несийә бериш бойичә бирқатар чариләр әмәлгә ашурулмақта. Амма муһими шуки, бөлүнгән мәбләғдин үнүмлүк пайдилинип, заманивий технологияләрни ишләпчиқиришқа җарий қилиш вә әмгәк үнүмдарлиғини ашурушқа диққәт бөлүшимиз керәк. Чүнки йеза егилиги саһасиниң утуққа йетиши пүткүл иш җәрияниниң тоғра уюштурулушиға бағлиқтур.
Бүгүнки күнниң тәрәққиятиға яриша, дехан егиликлири мәһсулатни йетиштүрүш биләнла чәкләнмәй, шундақла уни қайта ишләш, тәйяр мәһсулатни базарға йәткүзүш вә экспорт қилиш мәсилилиригиму чоңқур көңүл бөлүши лазим. Президентимиз ейтқандәк, бу җәһәттин һәрбир өлкиниң тәбиий вә ихтисадий имканийәтлиригә асасланған ишләпчиқириш вә логистика системисини шәкилләндүрүш муһим әһмийәткә егә. Униң үчүн чәтәллик инвесторлар билән һәмкарлиқни күчәйтишимиз керәклигиму қәйт қилинди. «Йотқанға қарап, путуңни сун» демәкчи, өз һесавида бу һәмкарлиқ биздин заманға лайиқ ишләшни, сүнъий әқил яритип бәргән имканийәтләрни тоғра пайдилинишни тәләп қилидиғанлиғи ениқ.
Қазақстанниң бепаян даласи малчилиқ билән шуғуллинишқиму бәк қолайлиқ. Болупму бу йеза хәлқи үчүн асасий кәсипләрниң биридур. Дөләт рәһбириниң мәзкүр Мәктүбидәички базарни гөш мәһсулатлири билән толуқ тәминләш, чарвичилиқниң экспорт иқтидарини ашуруш үчүн ишләпчиқиришни қоллап-қувәтләш билән биллә ветеринария хизмитини, мәһсулат сүпитини вә логистика системисини мукәммәлләштүрүшкә етибар бериши бекар әмәс. Сәвәви бу бир-бири билән зич мунасивәтлик мәсилиләр.
Мениңчә, мәбләғ, илим-пән вә заманивий технологияләр өзара уйғунлашса, йеза егилигиниң иқтидарини толуқ ечишқа, йеңи иш орунлирини яритишқа вә хәлқимизни өз мәһсулатлиримиз билән тәминләшкә кәң йол ечилиду. Йеза егилиги саһасидики һәрбир утуқ – йеза турмушиниң яхшилиниши вә дөләт ихтисадиниң мустәһкәмлинишигә қошулған зор һәссидур.
Фархат АХМУЛЛАЕВ,
наһийәлик йеза егилиги бөлүминиң рәһбири
