Мана, Алланиң хаһиши билән айлар султани – Рамизан ейиғиму аман-есән йетип кәлдуқ. Мусулманлиқ пәрзини ада қилип, Роза тутқан барчә мусулман әһлиниң нийити қобул болғай! «Рамизан – инсанларға тоғра йолни көрсәткүчи, ақ билән қарини айриғучи, турақлиқ тутулидиған дәлил ретидә Қуръан чүширилишкә башлиған ай. Рамизан ейи чиққанлиғини көргән адәм Роза тутсун. Кимдә-ким ағриқ болуп яки сәпәрдә жүрсә, башқа күнләрдә өтисун. Алла силәргә …