Туюқсиз пәйда болуп, тез сүръәтә йәр-аләмгә тариған ағриқ бизниң әлниму айлинип өтмиди. Дәсләпки бемарлар ениқланған бойда, сақлиқ чарилирини йолға қоюп, ағриқниң алдини елишқа күч чиқардуқ. Шундақла, бүгүнгичә хәтәрлик дәрт билән күришип кәлмәктимиз. Лекин бу мәсилиниң биз ойлиғандәк оңай һәл қилинмайдиғанлиғиға көзүмиз йәтти. Елимиздә коронавирус жуқтурғанларниң сани саат санап өсүп, һәммимизни тәшвишкә салмақта. Җүмлидин, әлдики вәзийәткә бағлиқ ахшам Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев …