Басты бет Рухани жаңғыру САРТОҚАЙ ЕРӘНЛИГИ

САРТОҚАЙ ЕРӘНЛИГИ

0
1,803

Бу маканни көпчилик «Чарин ерәнлиги» дәпму атайду. У Қазақ ССР Министрлар Кеңишиниң 1964-жили 5-январьдики тотамиға бенаән қурулған. Йәр мәйдани 5014 гектар Җумһурийәтлик әһмийити бар бу тәбиәт ядикарлиғиниң дәл-дәрәқ һәм һайванат дуниясиға хелә бай екәнлиги мәлум. Бу йәрдә ерән, қарияғач, өрүк, җигдә, терәк вә башқа дәл-дәрәқләрму өсиду.
«Қизил китапқа» киргүзүлгән ерән һәққидә ейтмай мүмкин әмәс. Җаһанда кам учрайдиған бу дәрәқниң бир нәччә түри болсиму, нәқ мошу Соғда ерини пәқәт Америкиниң Соғда тәвәсидә һәм Қазақстанда, йәни Алмута вилайити, Уйғур наһийәсидики Сартоқай вадисида өсүдекән. Бу дәрәқниң өтмүшини тәтқиқ қилиш нәтиҗисидә, униң төрт ярим миллион жиллиқ тарихқа егә екәнлиги мәлум болған. Ерән адәттә суни яхши көриду.
Сартоқайда әҗайип чирайлиқ, зилва бойлуқ ерәнләр бар. Униң бәзилири шунчилик йоғанки, һәтта төрт-бәш адәмниң ғуличи йәтмәйду…
Биз мундақ дунияға мәшһур маканлиримиз, орманлиримиз билән һәқлиқ йосунда пәхирлинимиз. Чүнки бу мәнзилимизгә дуния тәшна. Униң көркәм тәбиити һәммини қайил қилип, сәяһәтчиләрниң көпләп келишигә зәмин яратмақта. Бу тәвәниң һаваси тәнгә дава болуши билән тәң, тәбиити жанға шипа һөзүр беғишлайдиған әжайип орманзарлиқ болуп, дәм елишқа кәлгүчиләрни роһландуруп, тенигә раһәт вә қувәт һәдийә қилиши диққәткә сазавәрдур. Шуңа биз бу тәбиәт әта қилған улуқ маканни муһапизәт қилип, уни кәңәйтип, келәчәктә дуниявий әһмийәткә егә дәм елиш орниға айландуруш үчүн күч селишимиз лазим. Буниңға дана рәһбиримиз Нурсултан Назарбаевниң бүгүнки яритиватқан Мәктүб вә мақалилири асас болмақта, йәни қутлуқ диярдики тарихий җайларни әксигә кәлтүрүп, уни әмәлиятта пайдилиниш бүгүнки заман тәливиниң кечиктүрүп болмайдиған бирдин-бир амиллиридин. Тарихий тәбиий ядикарлиқлиримизни қәдир тутуп, уни муһапизәт қилишни биләйли!

Худавәди
МӘҢСҮРОВ

  • Ялғузниң яри…

    (Яки атиниң ағриған қәлби) (һекайә) У күн бойи, ай бойи, жил бойи ялғуз болуватқинини жүри…
  • Хәсийәткә толған мунбәт макан

    ЙЕҚИНДА ТАЛДИҚОРҒАНДА «ХӘСИЙӘТЛИК ҚАЗАҚСТАН» ҖУМҺУРИЙӘТЛИК ИЛМИЙ-ТӘТҚИҚАТ МӘРКИЗИНИҢ УЮШТУ…
  • ЙЕҢИ САНАӘТ – ДӘВИР ТӘЛИВИ

        Қазақстан дуниядики һәр хил синақларға тақабил туруп, сүръәт билән ихтисадий тәрәққият…

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АЛАМАН БИ МӘМБЕТҰЛЫ

Ата тарихын және шежіресін білу – әр ұр­пақтың парызы. «Жеті атасын білмеген же­тесіз» деп…