Язниң көйдүргидәк иссиқ-аптивиға, қишниң қаттиқ соғиға қаримастин, өз кәспини шәрәп билән атқуруп жүргән, шундақ болсиму, әмгиги көп тилға елинивәрмәйдиған кәсип егилири у – қурулушчилар.
Немә үчүн һазирқи яшлар-ниң нурғуни нахшичи, кино юлтузи, башлиқ болушни халайдию, қурулушчи, инженер болушни халайдиғанлар камдин-кам? Дәл мошу соал көптин бери мени толғандуруп жүрәтти.
Әгәрки, телевизор, радио, интернет, гезит-журналларда кечә-күндүз әйнә шу нахшичи, кино юлтузлириниң һаяти һәққидә қәйт қилинип, аләмгә җар селинса, балилар башқа мутәхәссисликләргә қандақму қизиқсун?! Шүбһисизки, һәммә бала кичигидин атақлиқ болушқа тиришиду, лекин атақ пәқәт эстрада сәһнисигә бағлинип қалғини йоққу… Әгәр шу телепрограммилар, гезит-журналлар, интернет бәтлири арқилиқ бүгүнки күндә Қазақстанимизға муһтаҗ кәсипләр һәққидә көпирәк тәрғибат-тәшвиқат қилинса, елимиздики орни бош бәзи мутәхәссисликләрниң сани азайған болар еди, әмәсму. Йошуридиғини йоқ, қурулушчилар ақ көйнәк кийип, юмшақ креслода олтирип, ақ варақ толтармайду, әксичә маңлай тәрини төкүп, қолиға қурал-сайминини елип, шу ақ қәғәзгә сизилған лайиһәләрни әмәлиятта моҗут әткүчиләрдур. Бу инсан балиси пәйда болуп, өзигә баш пана ясиған қедимий дәвирләрдин тартип қанат йейип келиватқан, томури чоңқур, тарихи узун бирдин-бир кәсиптур. Бүгүн биз аләмниң йәттә карамити дәп қизиқип қарайдиған имарәтләрниму өз вақтида әйнә шундақ қурулушчилар бәрпа қилған. Һазирниң өзидә, йәр йүзидики һәйран қаларлиқ, адәмниң әқли йәтмәйдиған беналар өз-өзидин пәйда болуватқини йоқ. Мошундақ әҗайип әмгәк йәнила шу қурулушчиларниң төһписидур.
Һәммимизгә мәлумки, елимиздә томуз ейиниң иккинчи йәкшәнбиси – қурулушчилар күни дәп атап өтүлиду. Шу мунасивәт билән мәзкүр саһада мәшәқәтлик әмгәкниң һөддисидин чиқиватқан кәсип егилирини мәйрими билән тәбрикләп, наһийәмиздә жүргүзүливатқан қурулуш ишлири һәққидә билип қайтиш мәхситидә наһийәлик қурулуш бөлүминиң башчиси Ғәйиндин Баратов билән һәмсөһбәттә болуп, иш жүргүзүливатқан мәйданни зиярәт қилип, қурулушчи кәспиниң қир-сирини ениқлап қайттим. Ойлиғинимдәк, наһийәмиздә әмәлгә ешиватқан ишлар нурғун екән. Ениғирақ қилип ейтсақ, қурулуш бөлүмигә наһийәмизни аватландуруш үчүн бюджеттин 1 миллиард 988 миллион 316 миң тәңгә бөлүнүп, бүгүнки күндә 1 миллиард 220 миллион тәңгиси хираҗәт қилинипту. Президентимиз Нурсултан Назарбаев өзиниң йеқинда хәлиққә йоллиған Мәктүбидә ихтисатниң драйвери ретидә қурулуш секторини техиму риваҗландуруш миннитини жүкләп, «Нұрлы жер» программисини һазирлиған еди. Шуниңға мунасивәтлик, ушбу программа бойичә, наһийәмизниң мәркизи һесаплинидиған Чонҗа йезисиниң шималий-ғәрибидә инженерлиқ-коммуникациялиқ йәрләр қурулушиға 174 га мәйдани бөлүнүпту. 2016-жилниң октябрь ейидин қурулуш ишлири башлинип, униңға миллий фондтин 250 миллион тәңгә, 2017-жили 1 миллиард 711 миллион 041 миң тәңгә бөлүнүп, униң ичидә вилайәтлик бюджеттин 202 миллион 178 миң тәңгә қараштурулупту. Баш орунлиғучиси «Киікбай строй Сервис» ЖЧЙғи болуп, қолға елинған иш аяқлашқандин кейин, йәр елишқа новәттә турған 846 пухраға йәр берилмәкчекән.
Һөкүмәтниң 2017-жилда алға қойған муһим реҗилириниң бири инфрақурулум вә турғун өй нишанлирини турғузуш арқилиқ, турушлуқ өйләрниң санини көпәйтиштур. Хәлиқниң һал-әһвалини яхшилаш, иҗтимаий- ихтисатни риваҗландуруш мәхситидә «Халықты тұрғын үймен қаматамасыз етудің жай күйі мен переспективалары туралы» парламент олтиришида ейтилған тәклип бойичә Чонҗа йезисида 10 иҗарилик өйниң қурулушиға вилайәтлик бюджеттин 83 миллион 036 миң тәңгә бөлүнүп, бүгүнки күндә 63 миллион тәңгә хираҗәт қилинғанлиғи мәлум болди. Ейтилған рәқәмләр бойичә әмәлгә ашқан ишларға көз йәткүзүш үчүн, иш жүргүзүливатқан мәйданға йол салдим. Һәқиқәтнму, 10 өйниң һули тиклинип, чедири йепиливетипту. Шуни ишәшлик ейталаймәнки, аманчилиқ болса, пат йеқинда қурулуш ишлири аяқлашса, 10 аилә турғун өй билән тәмин етилидиған болиду. Қурулуш нишанида һазир 35 ишчи әмгәк қилип, уларға 2 техника пайдилинишқа берилгән екән.
Ишниң нәтиҗидарлиғиға кәлсәк, 2016-жили Довун йезисидики оттура мәктәпниң спортзали қурулишиға 57 миллион 724 миң тәңгә бөлүнүп, һазир бу иш толуғи билән аяқлишип, нишан мәмликәтлик комиссия билән қобул қилинип, пайдилинишқа берилгәнлиги һәм Қирғизсай йезисида 2016-жили дохтурлуқ амбулаторияниң қурулуши башлинип, бүгүнки күндә жутниң көңлидин чиққидәк имарәтниң ичи-теши толуғи билән ясилип пүткәнлиги һәққидә хәвәрдар болдум. Жуқуридики мәлуматларни йәткүзгән Ғәйиндин ака Баратов алдики вақитқа реҗиләнгән ишлар нурғун екәнлигини тәкитләп, вақти кәлсә наһийәмизниң һәр қайси йезилирида йеңи имарәтләрниң қәд көтиридиғанлиғиға ишәндүрди. Шундақла, сөз арисида қурулуш саһасида әмгәк қиливатқан хадимлирини кәспий мәйрими билән тәбрикләйдиғанлиғини ейтти.
Мәзкүр мақаләмни йезиш җәриянида мән наһийәмиздә атқуруливатқан ишлардин мәмнун болдум. Қурулушчиларниң әмгигидин сөйүндим һәм өз кәспигә иштияқ бағлиған мутәхәссисләргә «апирин» ейтқум кәлди. Шуни чүшәндимки, қурулушчи болуш үчүн әң муһими Вәтәнни сөйүдиған жүригиң болуши керәк екән. «Күч биләктә әмәс, жүрәктә» дегән мақалниң мәзкүр саһада маһийити жуқуридур.
Пурсәттин пайдилинип, бизму қурулуш саһасида хизмәт қиливатқан барлиқ хадимларни кәспий мәрикиси билән қизғин тәбрикләймиз!
Сабирәм
ӘНВАРОВА