Басты бет Өңір тынысы ӘМГӘК ҚИЛСАҢ ЙӘР СЕХИ

ӘМГӘК ҚИЛСАҢ ЙӘР СЕХИ

0
1,756

Һәммимизгә мәлумки, чиллә-томуз айлирида йәрлик қоғун-тавузлар раса бабиға йетип, һосул беришкә башлайду. Базарларда, йол бойлирида, хусусән, Ақтам, Шеринларниң тавузлириниң содиси маңиду. Немила дегән билән, «өзимизниң йериниң» дегән сөз қулаққа шундақ йеқимлиқ аңлиниду. Тәмини десиңизчу?..Йәрлик қоғун-тавузларни тилидиған болсиңиз, пуриғи димақни яриду һәм бирдин етизниң һиди келиду. Иштиһамиз ечилип, һеч қандақ дора-дәрмәкниң ярдимисиз пишқан йәл-йемиштин еғиз тәккинимиздә, «Кимла өстәргән болсиму, қоллириға дәрт бәрмисун!» дәп махтап кетимиз. 


Мана шундақ хәлиқниң «апириниға» еришип жүргән деханларниң бири ақтамлиқ Абдурусул ака Анаятовтур.
Көптин бери униң тавузлириниң қешидин херидар үзүлмәйдиғанлиғини байқап жүрәттим. Мәзгилдин пайдилинип, ишләмчан деханниң әмгигини хәлиққә һәм көпчиликниң миннәтдарлиғини униңға йәткүзүш үчүн қолумға фотоаппарат, блакнотимни елип Абдурусул акиниң етизиға йол тарттим. Абдурусул ака билән сөһбәтләшкинимдә, у өзиниң 1984-жилдин башлап етизда тәр төкүп жүргәнлигини, колхоз тариғандин кейин өз алдиға деханчилиқ билән бәнт болуватқанлиғини ейтти. Бүгүнки күндә, у 1,5 гектар йәргә қоғун, тавуз, пияз, сәвзә, помидор, тәрхәмәк, кава, лаза қатарлиқ йәл-йемиш, көктат түрлирини өсүрүп, күн көрүш көзигә айландуриватқан екән.
Етизлиқтики йешил-сериқ дүгиләп ятқан қоғун-тавузлар йәр қойнидики бәрикәтниң өзи. Бу – җапалиқ әмгәкниң йемишидур. Абдурусул акиниң рәпиқиси Халидәм һәдә Абитова қоғун-тавузлириниң һеч қандақ химиялик оғутниң ярдимисиз пәрвиш қилинидиғанлиғини, шуңлашқиму башқилар билән селиштурғанда, вақчәрәк пишидиғанлиғини қәйт қилди. Сәпәр ейида наһийәмизгә чәттин кәлгән тавузлар башта қиммитигә сетилиду, лекин базарға өзимизниң тавузлар киргинидә баһа төвәнләшкә башлайдиғанлиғи һәқиқәт. Абдурусул ака башта бираз күн тавузлириниң килосини 50 тәңгидин сатса, һазир 40 тәңгидин сетиватқанлиғини ейтти. Бултурқи жил билән селиштурғанда,бийил мол һосул алғанлиғиниму йошурмиди. Етизниң иш-оқитини һәр ким чүшинивәрмәйду. Бир қаримаққа, бәзиләр үчүн деханчилиқ билән шуғуллиниш чүшәнчиси әтиязда уруқ терип, яз-күздә тәйяр үнүмни жиғивелиш билән чәклинип қалғини билән, әмәлиятта әмгәкниң җапасини әмгәк әткән адәм яхши билиду. Һазирқидәк язниң иссиқ аптивида етиздин һосул жиғип, күнниң астида олтирип сетишниң өзи зор мәшәқәт.
Абдурусул ака уруқни тәргән билән у өз-өзидин өсүп чиқмайдиғанлиғини, уни вақти-вақтида суғирип, күтүш тәләп қилинидиғанлиғини чүшәндүрди. Болупму, тавуз-қоғун суни көп тәләп қилғачқа, пат-пат суғирип туридиғанлиғини ейтти. Улар таң сәһәр саат бәш-алтиләр арисида етиздин тәйяр болған қоғун-тавузларни жиғишқа башлайдекән, кейин әтигәнлик саат сәккиздин кәчки саат сәккизгичә сетиш билән мәшғул болидекән. Болупму, қоғун-тавузлар аришаң сулириға башлайдиған йол бойида сетилғачқа, жирақтин дәм елиш орунлириға кәлгүчиләр көпләп сетивалидекән.
Ярим саатчә сода-сетиқ жүриватқан орунда болуп, херидарларниң ой-пикрини тиңшап көрдим. Уларниң тавуз-қоғунларни 5-10 данидин кам алмайдиғанлиғиға көзүм йәтти. Һәммиси қоғун-тавузларниң өзгичә тәмлик екәнлигини ейтип, дайим Абдурусул акидин алидиғанлиқлирини сөз қилди. Астаналиқ уруқ-туққанлирини наһийәмиздики аришаң сулириға дәм елишқа башлап келиватқан Бибинур Данахунова һәм астаналиқ Жамал Азатовалар херидар болуп, биз билән сөһбәткә чүшүп, Абдурусул ака билән Халидәм һәдиниң қоғун-тавузлириға жуқури баһа беришти.
«Йәрни тойдурсаң, йәр сени тойдуриду» дәйду хәлқимиз. Яз бойи йәргә тәр төкүп, әмгәк етип, тапқан тапавитини қишниң отун-көмүригә сәрип қилидиған Абдурусул ака билән Халидәм һәдә 5 пәрзәнтниң ата-аниси, 11 нәвриниң мома-бовисидур. Улар тәрбийилигән төрт қиз, бир оғул бир-бир өйниң чириғини яндуруп, һазир һәр қайсиси өз алдиға тирикчилик қилидекән.
«Бизгә буниңдин артуқ бәхитниң кериги йоқ, бала-чақам аман, ненимизни адил әмгигимиз билән тепип йәватимиз», дәп бүгүнки күнигә шүкүрчилик қилидиғанлиғини йәткүзди қәдирдан инсанлар. Мана һәқиқий меһнәт дегән мошу әмәсму? Язда етиздин тапавәт чүширип, қишта маллирини бодап сетип кирим қилидиған Абдурусул ака Анаятовниң әмгиги һәммигә үлгә тутарлиқтур.
Сөз ахирида, Абдрусул ака билән Халидәм һәдигә әмгигиңларниң һалавитини көрүңлар, «Ишлиқниң иши пүтмәс, ишсизниң күни өтмәс», демәкчи яз болсун, қиш болсун әмгигиңлар алға маңсун демәкчимиз.
Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

СЫР САҚТАҒАН САРЫТОҒАЙ

Адамзатпенбіргежасасыпкележатқанбірдүниеболса, ол – тарих. Тарих – өткеніңді бағамдатар, с…