Басты бет Рухани жаңғыру КЕҢӘШЛИК ИШНИҢ КЕМИ БОЛМАС…

КЕҢӘШЛИК ИШНИҢ КЕМИ БОЛМАС…

0
1,185

Дөләт рәһбиримизниң хәлиққә һавалә қилған «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалисида елимизниң тәрәққиятиға мунасивәтлик көплигән җәриянлар оттуриға қойилиду. Шуларниң бири – латин графикисиға көчүш. Чүнки бу заман тәливи. Қазақстанимиз ушбу 26 жилниң ичидә көплигән муваппәқийәтләрни қолға кәлтүрди. Әң муһими мана мошу йолимиздин қайтмаслиғимиз керәк. Йәни, көч башлиған әлләрниң қатаридин қалмаслиқ үчүн тәрәққият еқимиға әгишип давамлиқ йеңилинишимиз шәрт. Әнди, латин алфавити – қазақ тилиниң кәң даиридә тарилишида зөрүр башланма болалайду.


Президентимиз латин алфавитиға көчүш мәсилисини хәлиқ билән бирликтә һәл қилиш үчүн, көпчиликкә ой ташлайду. Бүгүнки күндә бу мәсилә җавапкәр шәхсләрниң һозуриға чүшүп, чәт-чети тәтқиқ қилинмақта. Шуниңға бағлиқ өткүзүливатқан баш қошушлар латин алфавитиға көчүшниң һәл болмайдиған, қийин дегидәк мәсилә әмәс екәнлигини испатлимақта. Пәқәт, бу иш хәлиқниң қоллиши билән әмәлгә ашса, дөлитимиз үчүн чоң бир өзгириш болмақ. Дөләт рәһбиримизниң ейтип кәткинидәк, латин алфавитиға көчүш пәқәт қазақстанлиқлар буниңға толуғи билән тәйяр болғандила әмәлгә ашиду. Бүгүнки вәзипә – хәлиқни һазирлаш.
Башта, латин алфавитиға көчүш һәққидә сөз қозғалғанда, әлдә «Ахири қандақ боларекин?..» дегән әндишә пәйда болған. Лекин вақит өтүп, һәр тәрәплимә чүшәндүрүшләр, муһакимиләр хәлиқтә ишәнч һасил қилди. Ян-яқлиқ издинишләрниң нәтиҗисидин қазақ алфавитиниң латинчә үлгисиниң дәсләпки нусхилириму йоруққа чиқти. Бу нусха қизғин муназиригә чүшмәктә. Җавапкәр шәхсләр алфавитниң камчилиқлирини толуқтуруш билән давамлиқ бәнт болмақта. Латин алфавитиниң ахирқи пишип йетилгән үлгиси тәйяр болмиғичә, бу мәсилә техи талай талаш-тартишқа чүшүп, өңдилидиғанлиғи һәқ.
ХХІ әсир тәрәққиятниң тезлигән дәври. Йеңи заман яшлири үчүн латин алфавити натонуш әмәс. Көпчилигимиз, компьютер вә ян телефонни ишләткәндә инглиз һәриплирини пайдилинип йезишниму, көптин бери адәткә айландурған едуқ. Ишинимәнки, яш боғум латин алфавитини тез өзләштүривалидиған болиду. Башқичә ейтидиған болсақ, шуниси ениққи, латин алфавитиға көчкәндин кейин, елимиздә мәхсус курслар ечилидиғанлиғи талашсиз.
«Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» дәп намидин чиқип турғинидәк, дөләт рәһбиримизниң новәттики кичик бир мақалисида пүтүн бир дөләтниң өтмүши, бүгүни һәм келәчиги һәққидә чоң-чоң мәсилиләр намайән болған. Шундақ екән, латин алфавити әл тәғдири билән зич мунасивәтлик мәсилә десәк хаталашмаймиз. «Йәттә өлчәп, бир кәс», демәкчи биз бу ишни әстаидиллиқ билән һәл қилишимиз лазим. Бирлигимиз билән бәрпа қилған бүгүнимизни келәчигимизгә бағлаштуридиған йәнила шу бирлигимиз болуп қалмақ. Бирлигимиз болсила һәр ишимиз нәтиҗилик болғуси.

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АЛАМАН БИ МӘМБЕТҰЛЫ

Ата тарихын және шежіресін білу – әр ұр­пақтың парызы. «Жеті атасын білмеген же­тесіз» деп…