Басты бет Денсаулық ӨЗ ИШИҒА ЖАВАПКӘР

ӨЗ ИШИҒА ЖАВАПКӘР

0
557

Саламәтлик сақчилириниң әң улуқ даваси – бемарларға болған меһир-шәпқити, иллиқ муамилисидур. «Яхши сөз – жан озуғи» дегән ибрәтлик сөз бар. Һәр қандақ ағриқ азавини тартиватқан бемарниң көңлини елип, сирлиқ сөзлири билән еғир кесәлни аз вақит ичидила сақийип кетидиғанлиғиға ишәнч һасил қилдуридиған сөзлирини ейтишниң өзи зор дава.

Бүгүнки таңда муамилиси билән көпниң көңлидин чиқиватқан шипагәрләр аз әмәс. Өзлириниң мәйин сөзлири вә шипалиқ қоллири билән бемарларниң көңлини йорутуп келиватқан һәмширә-шипагәр ханим-қизлиримиз барчилиқ. Йезимизда тиббий билим алған, йәни он жилдин ошуқ шипаханида хизмәт қилип келиватқан Тахминәм Исеева әйнә шуларниң биридур.

Уйғур наһийәлик ағриқханиниң дөләт тәрипидин бемарларға һәқсиз дора-дәрмәк берилидиған бөлүмигә йоли чүшкән һәр қандақ адәм мунасивәттә силиқ-сипайә, кам сөзлүк, кичик пейил бу қизни көргәндә, худди меһриван қериндишини учратқандәк һиссиятқа бөлүнидиғанлиғи һәқ гәп. Саламәтлигимиз сир бәрсә, дохтурларниң иллиқ беқиши, сирлиқ болған сөзлириму адәмгә шипа болудиғанлиғи тәбиий һал.

Бу бөлүмниң ишиға рәһбәрлик қилип, Тахминаниң провизор болуп әмгәк қиливатқанлиғиға он жилдин ашти. Дора-дәрмәк, бемарларға һажәтлик үскүн қолланмиларниң вақтида кәлтүрүлиши, һесапта турған бемарларниң уларни өз қәрәлидә елиши, дохтурларниң тәвсийәси билән берилиши униңға зич мунасивәтлик.

Тахминәм Исеева һәмшириләрни тәйярлайдиған колледжни қизил дипломға тамамлап, Асфандияров намидики медицина университетида тәһсил көрүп, Алмутидики фармацевтикилиқ ширкәттә үнүмлүк вә үлгилик хизмәт атқурди. Үч пәрзәнтниң меһриван аниси Тахминәм Адил қизи миллий қәдрийәтлиримизниң жан көйәри. Өз ишиға жавапкәр бу ақ халатлиқ әвзәл жанға бемарларниң ейтар алқиши чәксиз.

Тахминәм балилириниң һаятиға зоқмәнлик билән қарап, келәчәктә сөйүмлүк Вәтини Қазақстан, жути вә хәлқи үчүн хизмәт қилишини бир Алладин сорап, күндә дуга тилавәт қилидекән. Бу аддий әмгәкчан Тахминәмниң зор һөрмәткә еришиватқанлиғи, балилириниң заманға мувапиқ йетиливатқанлиғи һәр кимни мәһлия қилиду. Биз өз ишиға әстаидил жавапкәрлик билән қарайдиған Тахминәм Адил қизиға аманлиқ, ишлирида зор муваппәқийәтләргә йетишигә, йәни йетип кәлгән тиббий хадимларниң кәспий мәрикиси һарписида ишлирида зор муваппәқийәтләргә йетишигә сәмимий вә қизғин тилигимизни билдүримиз.

Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АИТВ-ке қарсы антиретровирустық терапия оң нәтежиесін беріп жатыр

Алматы облысында АИТВ инфекциясын емдеу бойынша үлкен жетістіктерге қол жеткізілді. Бұл ту…