Басты бет Көкжиек ҺӘСӘЛДИН – БАЛА ТАТЛИҚ!

ҺӘСӘЛДИН – БАЛА ТАТЛИҚ!

0
2,580

Мөлдүр булақ, қара шәһла көзлири,
Гүлдәк гөзәл, күндәк иллиқ йүзлири.
Бала дегән – баһаси йоқ байлиққу?!
Ширин-шекәр, һәсәл униң сөзлири.
Һәр қандақ көңүлсизлик, қайғу-һәсрәтниң бирдин-бир шипаси – балиларниң күлкисидур. Бала – бәхит, бәрикәтниң чириғи, һаят риштиси. Язниң дәсләпки күни билән қатар 1-июнь – хәлиқ ара балиларни һимайә қилиш күнидур. Шу мунасивәт билән наһийлик мәдәнийәт өйидә “Бар яхшилиқ балиларға” намлиқ мәрикилик иш-чарә болуп өтти. Бу мәйрәмни тақәтсизлик билән күтмәйдиған гөдәк болмиса керәк. Мәдәнийәт өйигә жиғилған балиларниң санида чәк йоқ, зал кичиккинә қара көзлиримиз билән лиқ толди. Һәмминиң чирайида иллиқ тәбәссүм. Мәзкүр иш-чаригә наһийә һакиминиң орунбасарлири, мәктәп муәллимлири, оқуғучилар вә бағчә балилири қәдәм тәшрип қилди.
Мәйрәмлик иш-чарини һәр хил чөчәк қәһриманлириниң киймини кийгән балилар башлап, тамашибинларға көңүллүк кәйпият беғишлиди. Хусусән, гөдәкләрниң хурсәнлигидә чәк йоқ. Кейин сәһнигә кичиккинә риясәтчиләр чиқип чарини қазақ, уйғур, рус, инглиз тиллирида елип маңди. Көп тилни мукәммәл өзләштүргән яш әвлат – парлақ келәчигимизниң кәлгүси варислиридур. Сөзгә чечән кичик риясәтчиләрдин көрүрмәнләр толиму сөйүнди.
Дәсләпки сөз новити наһийә һакиминиң орунбасари Қ.Бекмухамбетовқа берилип, у балиларни мәйрими билән тәбрикләп, изгү тиләклирини изһар қилди. Шундақла, балиға дәсләп тәрбийә бәргүчи ата-аниси болса, чоң һаятқа йетәкләйдиған балилар бағчиси, мәктәп вә бүгүнки җәмийәт екәнлигини алаһидә тәкитләп ейтти. Иш-чаридә, №1,2,3,4-Чонҗа оттура билим дәргаһлириниң оқуғучилири музыкилиқ саламлирини йоллиди. Атап ейтиш керәкки, балилар бағчисида тәрбийилиниватқан гөдәкләрниң һүнири һәммини қайил қилди. Залдикиләр қизғин алқиш-чаваклирини айимиди. Кичиккинә омақ қара көзлиримиз шох қилиқлири, йеқимлиқ авази билән ейтқан нахшилири, сәһнини пир пеқирап ойниған уссули билән мәйрәмлик тәнтәнини техиму җанландуривәтти.
Балиниң хошаллиғи – аләмниң хошаллиғидур. 1950-жилдин тартип тойлинип келиватқан бу мәйрәмниң мәхсити – балиларни (2-18 яш) уруш ховупидин қоғдаш, саламәтлигини сақлаш, демократия асасида аңлиқ тәрбийә вә сапалиқ билим беришни әмәлгә ашуруштур. Бала – көңүлниң гүли, көзниң нури. Бизму, пурсәттин пайдилинип, барчә балиларни мубарәк мәйрими билән тәбрикләймиз. Һәр бир өйдин пәқәт балиларниң шох күлкиси аңлансун демәкчимиз.

 

Тегтер
Бөлісу:
  • ШЫРЫНДА ШАШУ ШАШЫЛҒАН КҮН

    Әрбір жанұяның шаттығы, бақыты, берекесі мен мерекесі бала екендігі анық. «Балалы үй базар…

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысында жаңа инновациялық мектеп ашылды

2024 жылғы 6 қарашада Алматы облысы Еңбекшіқазақ ауданы Рахат ауылдық округіне қарасты Өрі…