Алмута 100 яшта

0
1,599

Алмута – Қазақстанниң әң гөзәл, әң чоң вә әң қедимий шәһири һесаплиниду.  Җәнубий пайтәхтимиз 1921-жилғичә Верный дәп аталған. Мустәқиллигимизниң 30 жиллиғи һарписида  униң «Алмута» дәп нам алғиниға 100 жил толиду. Бу әстә қаларлиқ жилдики әстә қаларлиқ вақиәләрниң бири болмақ.

Тарихи

Шәһәрниң тарихи Россия һөкүмитиниң 1854-жили Верный һәрбий қәлъәсини қуруши билән бағлинишлиқ. 1855-жилиниң оттурилиридин башлап қәлъәгә руслар көчүп келишкә башлайду. Хәлиқ саниниң көпийиши билән Верный тез сүръәттә тәрәққий етиду.

1865-жили он биринчи апрельда Верный қәлъәсиниң нами өзгәртилип, «Алматинск» шәһири дәп атилиду. Амма дәл шу жили «Дала комиссиясиниң» қарари билән бу нам өзгәртилип, «Верный шәһири» болуп йөткилиду. Шәһәр мәртивисини алған Верный  Вернинск уези билән Йәттису наһийәсиниң мәркизи болиду.

Башта тәкитлигинимиздәк, 1921-жили Верныйни «Алма-Ата» дәп өзгәртиш тоғрилиқ қарар қобул қилиниду. Бәш жил өткәндин кейин шәһәрдә Түркстан-Сибир төмүрйоли селиниду. Тоғрисини ейтқанда, Түрксиб қурулуши бу шәһәрниң Қазақстанниң пайтәхти болушиға иқпал қилди. Шундақ қилип, 1927-жили иккинчи мартта ҚазАКСР пайтәхти Қизил-Ордидин Алмутиға көчирилди. 1935-жили Алмута һава йоли ечилип, Москва билән һава арқилиқ бағлиниш орнатти. Бу Мәркәз стадион наһийәсидики ихчам аэродром болидиған. Һә, һазирқи Алмута хәлиқарилиқ аэропорти Майлин кочисида орунлашқан. Мәзкүр аэропорт 2004-жилдин бери хәлиққә хизмәт көрсәтмәктә. Алмута аэропортида аләмниң 55тин ошуқ шәһәрлиригә турақлиқ рейслар бар.

 

Мустәқиллик жиллиридики Алмута

«Алмута» нами шәһәргә 1993-жили берилди. Елбасы-Тунҗа Президентимизниң қарари билән 1997-жили әл пайтәхти Алмутидин Астанаға (һазирқи Нур-Султан) авуштурулди. 1998-жили 1-июльда Алмута шәһириниң мәртивиси тоғрилиқ йеңи қанун қобул қилинди. Аталмиш қанунға мувапиқ, Алмута илмий, мәдәний, тарихий, малийәвий вә ишләп чиқириш мәркизи болди.

Шәһәр сәккиз наһийәдин тәркип тапқан. Улар: Алмалы, Алатау, Әуезов, Бостандық, Йәттису, Наурызбай, Медеу, Түрксиб. Алмута шәһириниң һакимийити 20 башқармидин ибарәт (шәһәрлик мобильлиқ, билим, спорт, җәмийәтлик саламәтликни сақлаш, дин ишлири, йәр қатнашлири, мәдәнийәт, туризм в.б).  Шәһәр башчиси – һаким. Уни дөләт башчиси тайинлайду. Шәһәр һакиминиң бәш орунбасари бар. 2019-жилдин буян бу хизмәтни Бақытжан Сағынтаев атқуруп келиватиду.

Қазақстанниң әң чоң шәһири Тянь-Шань тағлириниң шималида, Или Алитеғиниң бағрида елимизниң жәнубий-ғәрбидә жайлашқан. Намидин чиқип турғинидәк, шәһәрниң нами «алма шәһири» дегән мәнани билдүриду. Шәһәрниң умумий мәдани – 340 киллометр квадратни тәшкил қилиду. Аһалисиниң сани тәхминән икки миллиондин ашиду. Алмутида һәрхил диндики көплигән милләт вәкиллири истиқамәт қилиду.

 

Яшлар шәһири

Җәнубий пайтәхтимизни «Мың бояулы қала», «Яшлар шәһири» дәпму атайду. Чүнки жилда җумһурийитимизниң барлиқ тәвәлиридин миңлиған учумкар билим елиш үчүн Алмутиға келиду. Һә, шәһәрдики дәсләпки оқуш орни – Қазақ дөләтлик педагогикилиқ институти 1928-жили ечилған.

Һалбуки, һазирқи вақитта Алмута шәһиридә 18 театр, 45 музей вә көплигән сүрәт галереялири бар. Җүмлидин, Абай намидики опера вә балет театри, Мухтар Әуезов, Ғәбит Мүсирепов намидики театрлар, шундақла, Қ.Ғоҗəмияров намидики Академиялик Уйғур дөлəт музыкилиқ комедия театриму Алмутида орунлашқан.

Алмутида Қазақстандики әң чоң банкларниң бөлүмчилири, көп милләтлик малийә институтлар вә алдинқи қатардики компанияләр орунлашқан. Қазақстан Миллий илим академияси, Мәркизий Азия географиялик җәмийити, «Каменское плато» обсерваторияси, шундақла көплигән йетәкчи университетлири билән илмий-тәтқиқат институтлири бар. Шәһәрниң четидә Медеу вә Чимбулақ тағ лыжиси мәркизи кәби көплигән спорт комплекслири, альпинист туристлиқ лагерлар, санаторияләр, дәм елиш мәркәзлири вә кемпинглар селинған.

Хулләс, Алмутида «Азия оюнлири – 2011», бокстин аләм чемпионати, дзюдодин аләм кубоги билән трамплиндин лыжа билән сәкрәш, волейболдин «Grand Prix – 2013», профессионаллиқ веломусабиқә «Tour of Almaty» вә дунияйүзилик қишлиқ «Универсиада – 2017» оюнлириниң өтүши – шәһәрниң хәлиқарилиқ атаққа еришишигә зәмин яратти.

 

Алмута шәһириниң герби

Алмутиниң йәнә бир алаһидилиги – шәһәрниң өз герби бар. Шәһәрниң герби 1992-жилниң май вә август айлири арилиғида өткән конкурсниң нәтиҗисидә таллап елинған. Униң автори – Шәкен Ниязбеков. Шәкен Ниязбековниң лайиһәси 1993-жили 6-июльда Алма-Ата шәһири хәлиқ депутатлири кеңишиниң қарари билән бәкитилгән.

Алмутиниң гербида Қизил китапқа киргән барс тәсвирләнгән. Гербниң алдиңқи қатаридики дүгләк – ғәриб қалқини шәклидә ясалған. Униң ичидики барс ағзи билән чишлигән алма путиғида сәккиз алма рәңдики тәсвир бар. Сәккиз алма шәһәрниң сәккиз наһийәсини ипадиләйду. Гербтики барсниң оң тапини алдиға қарап кейинки қәдәмни ташлаш үчүн көтирилгән. Бирақ барсниң беши кәйнигә бурулған. Чүнки бу шәһәрниң қедим тарихқа егә екәнлигидин далаләт бериду. Шундақла, гербта Алитағниң қарлиқ чоққилири тәсвирләнгән. Умумән, гербта ҚҖ байриғиниң рәңги, йәни көк рәң бесим қоллинилған. Чәңбәр көз тартидиған лентилар  вә чаңирақниң элементлири билән безәлгән. Алтун рәңдики үзүкниң ичигә қазақ хәлқиниң миллий нәқишлири чүшүрүлгән. Гербниң жуқури тәрипидә «Алмута» дегән йезиқ бар.

Шәһәрниң герби алтун, қизил, көк, ақ, сериқ вә күмүч рәңләр билән нәқишләнгән. 2010-жили 22-январьда Алмута шәһири мәслиһити ХХV сессиясиниң «Алмута шәһириниң герби тоғрилиқ» қарариға бенаән Алмута шәһири гербиниң қоллиниш қаидилири бәкитилгән.

 

Алмутиниң алмиси

Алмута вә алма… Қош уқум. Алмута – алминиң вәтини. Шәһәр наминиң алмиға мунасивәтлик қоюлғанлиғи барчигә аян. Өз новитидә «Шәһәрниң нами немә үчүн алмиға бағлиқ қоюлди?» дегән соалниң һасил болидиғанлиғи тәбиий.

Хош, Алмута қирғиз тилидин тәрҗимә қилғанда «алмилиқ макан» дегән мәнани билдүриду. Бу нам шәһәргә бекардин-бекарға қоюлғини йоқ, әлвәттә. Тарихий мәлуматларға асаслансақ, XV әсирләрдә дулатларниң «Алматы» дегән қишлиғи болған екән. Жилларни алға силҗитсақ, 1867-жили 11-апрельда Верный қәлъәсиниң нами «Алматинс шәһири» дәп өзгәртилгән. Сәвәви, бурунқи заманлардин тартипла бу өлкидә явайи алминиң нурғунлиған түри өскән дейишиду.

Көплигән дерәкләрдә, җәнубий пайтәхтимизниң «Алма-Ата» дәп атилишини апорт алмиси билән бағлаштуриду. Әнди айрим тәтқиқатчиларниң  көз қаришида бу тамамән хата пикир. Чүнки шәһәрниң нами явай алмилардин томур тартқан дәйду улар. Атақлиқ академик Н.И.Вавилов 1928-жили Кичик Алмута дәриясиниң бойидики алма беғини көрүп, явайи алма түрлириниң шунчә көп екәнлигини башқа һечбир йәрдин көрмигәнлигини вә бу өлкиниң алма мәдәнийитиниң вәтинигә айлинидиғанлиғини ейтип кәткән екән. Һәқиқәтән, даңқи мәшһур  Алмутиниң алмиси та бүгүнки күнгичә чоң соринишқа егә. Һәтта, Алмутиниң бренди сүпитидә чәл әл ашмақта.

1895-жили Қазақстанға Воронеж губерниясидин йәр авдуруп кәлгән Е.В.Редько апорт алмисиниң көчитини Йәттису йеригә елип кәлгән дейилиду. Көчәтләр бу йәрдә тез үнүп, мевә беришкә башлапту.

Һазирқи вақитта Алмута, Җәнубий Қазақстан вә Жамбул вилайәтлиридә апортниң «Александр» вә «Қан-қизил» намлиқ сортлири учришиду. Хәлиқ «Александр» апортини «Алмута апорти» дәп атап кәткән. ХХ әсирниң бешида Верныйдики бағвәнчилик пәқәт Сибирдила әмәс, Россияниң барлиқ наһийәлиригә тарилип, 1900-жили Париж шәһиридә өткән Дунияйүзлүк көргәзмидә әң жуқури баһаға егә болған.

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

МУСТӘҚИЛЛИК ПАРАВӘНЛИГИМИЗНИҢ АСАСИ

Әтә елимиз Қазақстан хәлқиниң «Жумһурийәт мәйрими» күни нишанлиниду. Мәзкүр сәрләвһә әтрап…