Наһийәмиздә Президентимизниң «Бәш иҗтимаий тәшәббус» намлиқ мураҗиити сәяситиниң һарписида йүксәлгән елимиз һәққидә ейтиливатқан вә әмәлгә ашуруливатқан җәриянлар һәммини мәмнун қилмақта. Қазақстан Җумһурийити җаһан көзи билән қариғанда йәр шаридики әң қудрәтлик қуруқлуқниң тәңдашсиз жүриги болуп уруп турғанлиғидин мәмнунмиз. Баһадур әҗдатлиримиз бешидин қара булутниң кәтмәй, қолидин қурали чүшмәй қоғдап қалған шу кәңликниң төридә бүгүнки күндә әсирләр билән дәвирниң мәшъилидәк парлап көрүнгән шәһиримиз билән махтинимиз. Мошундақ йемишлик жилларни көз билән көрүп, қол билән тутушқа зор мүмкинчилик ясап келиватқан бизниң Көч башчимиз Н.Назарбаевниң зор әмгиги билән маңлай тәриниң нәмунисидур. Һәр жили реҗилик түрдә тәрәққиятқа қарап қәдәм бесишни әнъәнигә айландурған Президент бийилқи жилиму программа вә мураҗиитини йоллап, келәчәккә баридиған йолумизни көрситип бериватқинини оқуп һәм көрүп йүксилип келиватимиз..
Президентимизниң йоллиған бу тәшәббуси «Һәр бир аилигә башпана елишниң йеңи мүмкинчиликлирини бериш» бойичә наһийә пухралирини турушлуқ өй билән тәминләшни реҗилигән ишларни бәлгүлигәнлиги һәммини хурсән қилди. Шундақла иккинчи тәшәббус «Мааши төвән ишчиларниң айлиқ һәққини көпәйтиш үчүн уларниң селиқлирини азайтиш» асасида наһийәмиздики қолға елинған ишлар көпчилик көңлидин чиқмақта. Алий билим елишниң әһмийити билән сүпитини ашуруп, ятақхана билән тәминләшниң өзи келәчигимиз үчүн қилиниватқан ишларниң ярқин испатидур. Төртинчи тәшәббус «Ихчам несийә беришни көпәйти» асасида әмгәк билән өзини-өзи тәминлигән вә ишсиз пухраларниң арисидин умумий ишләп чиқиришниң тәрәққиятиға ихчам несийә хелила үлүш қошуватқанлиғи, мошу жили уларға ихчам несийә бериш қараштурулғанлиғини оқуп наһайити хошал болдуқ. Шундақла ахирқи тәшәббус «Тәвәмизни газ билән тәминләш» хусусидики мәсилә болса, наһийәмиз хәлқиниң күн санап илгириләватқанлиғиниң испати болмақ, йәни наһийә мәркизи Чонҗа йезисиниң мошу жили газ билән толуқ тәминлиниши тоғрилиқ хәвәр роһимизни йәнә бир рәт көтиривәтти.
Президентимизниң жуқурида аталған бәш иҗтимаий тәшәббусидики тапшуруқларни толуқ әмәлгә ашуруп орунлап, наһиәмизниң иҗтимаий-ихтисадий әһвалини көтиришкә барлиқ күч-жигәримизни салимиз дегән наһийә рәһбири Шөһрәт Турдахун оғлиниң сөзи бизгиму зор күч вә һөзүр беғишлиди. Умумән, бу муражиәткә наһийә, округ рәһбәрликлири билән мәһкимә һәм тиҗарәт билән шуғулланғучи шәхсләрниң, шундақла җәмийәтлик тәшкилатларниң илғар мәпкүрилири шәрһийилинип, мәхсәткә қаритилған.
Бу мәхсәттә иш жүргүзүп келиватқан башқиму мәмликәтлик программилар барчилиқ. Хусусән, «Нур Отан» партияси Президентимизниң дана сәясити арқисида мәмликитимизниң риваҗлинип, алға қарап илгириләп келиватқанлиғини махтиниш билән мәдһийиләп, тәрғибат-тәшвиқат ишлирини җанландуруп кәлмәктә.
Шу нуқтәий нәзәрдин қариғанда, Президентимизниң бу йоллиған мураҗиити пәқәт хәлиқниң паравәнлик муһитида мәдәнийәтлик, парасәтлик вә сәвийәлик яшап, һаят кәчүрүши үчүн ясиливатқан алаһидә бир тәвриниш екәнлигидин далаләт бериду. Мән ойлаймән, наһийә җамаәтчилиги бу муқум ишләнгән Мураҗиәттики тәшәббуслар билән мәхсәтләргә мунасивәтлик әһвалларни иҗабий изаһлап, хошаллиқ билән қоллайдиғанлиғиға ишәнчим камил.
Президентимизниң йоллиған бәш иҗтимаий тәшәббусиниң аяқсиз қелиши мүмкин әмәс. Шундақ екән, Йеңи һаятқа йеңичә қувәт бәргән иҗтимаий бәш тәшәббусниң һаятийлиғиға , хусусән, баш пана мәсилисиниң иҗабий һәл болидиғанлиғиға, мааш мөлчәриниң ашидиғанлиғиға пухраларму яхши нийәтлири вә ақ пейили билән күч селишиду. Қисқартип ейтқанда, Президентниң хәлиқ үчүн ясиған үлгилик тәшәббусиниң яхшилиғини бирликтә көрәйлуқ һәм қоллап-қувәтләп, инақлиқта илгири басайлуқ.
Худавәди
МӘҢСҮРОВ