Қиш ғемини язда ойла…

0
900

«Чонҗиға газ
кирмәкчи», дегән хәвәрни аңлиған пәйттин етиварән, гезитимизда бу мавзу қизғин
муһакимигә чүшти. Газға мунасивәтлик ахирқи йеңилиқларни үзлүксиз аһалигә
йәткүзүш билән бәнт болдуқ. «Чонҗиға йәнә газ кирмәкчи, мана газ кирмәкчи» дәп
жүрүп, әйтәвир, көптин күткән күнму йетип кәлди.Техи йеқинда вилайәт һакими Амандық
Баталовниң қатнишиши билән наһийәмиздә газниң ечилиш мәрасими болуп өтүп, аз
вақит ичидә ушбу йеқимлиқ йеңилиқ көпкә тарап, чонҗилиқларниң хошаллиғиға
ортақлашқанларниң санида чәк  болмиди.

          «Алматы облысын
2007-2015 жылдары және болашақта 2020 жылға дейінгі кешенді газдандыру»  өлкилик программисини әмәлгә ашуруш мәхситидә
«Азия Газ Шонжы»  җавапкәрлиги чәкләнгән
йолдашлиғи бүгүнки күндә 164 чақирим газ системисини орнитип, Чонҗа йезисиниң
3500 турғун өйини газ билән тәмин етиш үчүн 
иш елип бармақта. Әнди ахирқи мәлуматларға асаслансақ, һазирқи вақитта йеза
турғунлиридин газ системисиға қошулушқа 200дин ошуқ өтүнүш келип чүшсә, бүгүнгә
қәдәр униң ичидә 137 турғунниң өтүнүши қобул қилинип, келишим шәрт ясалған. Һә,
бүгүнки күндә  Чонҗа йезисида 30дин ошуқ
турғун газ билән тәмин етилипту. Шуларниң бири, Ашим Арзиев кочисиниң турғуни –
Тамарахан  Рашитова.

         Тамарахан ана – пенсионер. У Закир Минамов кочисидики көп
қәвәтлик өйләрниң биридә яшайду. Қишичә отун-көмүр тошуп, күл чиқирип һәләйкүмгә
чүшидиған мөтивәр Чонҗиға газ тартилишини тәшналиқ билән күткән турғунларниң
қатаридин.

         – Чонҗиға газ кирди дегән пәйттә хошаллиқтин бешим көккә
йәткәндәк болди. Шуңлашқиму, дәсләпкиләрниң қатарида өйүмгә газ қошқуздум. Газниң
печкисини 200 миң тәңгигә нәқ ахчиға сетивалдим. Әнди газ қошқузуш хизмитигә
қолму-қол 105 миң тәңгә төләп, қалған 240 миң тәңгини 6 айға несийә бөлгүзүп,
ейиға 40 миңдин  төләватимән. Барлиғини
қошқанда газ қошқузуш үчүн җәми 620 миң тәңгә сәрип қилдим.  Өйүмгә газ киргүзүп, худди зиммәмдин бир еғир
жүк чүшкәндәк болди.

         Қишта 5 тонна көмүр һәм униңға қошумчә отун-яғач сетивалаттим.
Болупму, бултур көмүрниң баһаси асманға чиқти. Қишниң қаттиқ соғлирида
отун-көмүр тошуп, күл чиқармақ биздәк мөтивәрләргә чоң аваригәрчилик. Мана әнди
һөкүмәтниң яхшилиғи билән газ қошқузуп, бизму шәһәрләрниң турғунлиридәк
яшайдиған болдуқ, – деди Тамарахан ана шатлиғини йошуралмай.

Мәлумки,
Елбасы-Тунҗа Президентимиз Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң «Бәш иҗтимаий
тәшәббус» намлиқ қазақстанлиқларға йоллиған мураҗиитидә алға қоюлған асасий
вәзипиләрниң бири – әлни газ билән тәминләш мәсилиси болған еди. Мәзкүр
мураҗиитидә Елбасы бүгүнки күндә қазақстанлиқларниң 50 пайизи газ билән
тәминлинип, җумһурийәт бойичә 9 вилайәткә газ трубилири тартилғанлиғини
тәкитлигән. Аталмиш 9 вилайәтниң қатарида Алмута вилайити болғини билән,  Уйғур наһийәсидә буниңғичә газ болмиған…
Бирақ, әндиликтә бу мәсилә аста-аста оң йешимини тапмақта. Бүгүн наһийә мәркизи
һесаплинидиған Чонҗа йезисиға газ киргән болса, келәчәктә дияримиздики өзгә
жутларғиму сөзсиз газ киргүзилидиған болиду.

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Ауданның инвестициялық жағдайы

Елбасы Нұрсұлтан Назарбаевтың бес бастамасы халықтың әл-ауқатын көтеруге бағытталғандығын …