«Чонҗиға газ кирмәкчи», дегән хәвәрни аңлиған пәйттин етиварән, гезитимизда бу мавзу қизғин муһакимигә чүшти. Газға мунасивәтлик ахирқи йеңилиқларни үзлүксиз аһалигә йәткүзүш билән бәнт болдуқ. «Чонҗиға йәнә газ кирмәкчи, мана газ кирмәкчи» дәп жүрүп, әйтәвир, көптин күткән күнму йетип кәлди.Техи йеқинда вилайәт һакими Амандық Баталовниң қатнишиши билән наһийәмиздә газниң ечилиш мәрасими болуп өтүп, аз вақит ичидә ушбу йеқимлиқ йеңилиқ көпкә тарап, …