ДЕПУТАТ БИЛӘН УЧРАШТИ

0
1,329

Оқурмәнләргә мәлумки, дөләт рәһбиримизниң «Бәш иҗтимаий тәшәббус» дәп атилидиған мураҗиити йолланғандин бу ян, шуниңға бағлиқ һәр хил мәнадики мақалилар гезитимиз бетидә үзмәй йоруқ көрүватиду. Жиғинларда ейтилип, гезит-журналларға йезилған билән,  5 тәшәббус аддий йеза хәлқигә қанчилик чүшинишлик болди, у йеқи бизгә намәлум еди. Чүнки телевизордин көрүп, гезиттин оқуған һаләттиму, бу чоң мәсилини хәлиқ билән йүзму-йүз көрүшүп оттуриға қоюп, көпчиликниң пикрини тиңшап, жуқуриға йәткүзидиған адәм керәк. Сәвәви, хәлиқниң қоллап-қувәтлиши билән нәтиҗә беридиған мәсилә.

Җүмлидин, Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати Шаһимәрдан Нурумовниң наһийәмизгә қилған иш сәпири ушбу бошлуқниң орнини толтарғандәк болди. Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов Довун, Ғалҗат, Кичик Дехан йезилирида болуп, аһали билән учришиш өткәзди. Парламент Мәҗлисиниң депутати башлиған топта ҖУЭМ бирләшмиси рәисиниң орунбасари Н.Палтахунов, Җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов һәм баш муһәррирниң орунбасари Бәхитшат Сопиевлар болди. Аталғанлардин сирт, учришишқа наһийәмиздин «Нұр Отан» партияси наһийәлик филиали рәисиниң биринчи орунбасари Мәулен Нуров, наһийәлик уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Мирзәхмәт Җәмиевларму қатнашти.
Мәзкүр йезиларда өткүзүлгән учришишларда Ш.Нурумов Президентимиз мураҗиити һәққидә тәпсилий тохтилип. Һәр тәшәббусқа айрим-айрим тохтилип, униңдики реҗиләнгән ишларниң пәқәт әлдики турақлиқ, хәлиқләр арисидики инақлиқ, йәни бирлик, болғандила әмәлгә ашидиғанлиғини тәкитләп, наһийә турғунлирини өмлүк билән тирикчилик қилишқа чақирди. Довундики баш қошушта, Ардолата йезисиниң жигитбеши М.Бушаров йезиға яшлар үчүн спорт зали һаҗәтлигини қәйт қилса, Довун йезисиниң турғуни, пешқәдәм устаз С.Тохтахунов Чонҗа-Ғалҗат таш йолиғичә болған 7 чақирим йолниң мурәккәп җөндәшни тәләп қилидиғанлиғини ейтти. Шундақла, йеза егилик рәиси М.Марипов «Довун – 1» көлини җөндәшкә ярдәм беришини сориса, Шуңқар йезисиниң жигитбеши Б.Бектурсунов Шуңқар йезисиниң Дардамту йезилиқ округи тәркивидин бөлүнүп чиқса дегән ойини йәткүзди. Әнди, Дардамту оттура мәктивиниң мудири Ваһитҗан Усманов Довун, Дардамту йезилириға йеңи клуб имарити керәклигини тилға алди.
Ғалҗат йезисида өткән учришишта дохтурлуқ амбулаторияниң баш дохтури Савутахун Масутов таза ичимлик су мәсилисини қозғиса, Ғалжат оттура мәктивиниң муәллимии Җанәм Гульярова аялларниң пенсия йешиға мунасивәт наразилиғини билдүрүп, йеза билән шәһәрлик аялларниң пәриқлинидиғанлиғини сөз қилди.
Кичик Дехан йезисидики жиғинға кәлсәк, бу йәрдиму хәлиқ көңлидикини ейтти. Сөзгә чиққан Е.Ильясов биринчидин мәзкүр учришишни өткүзиватқан Мәҗлис депутатиға йеза турғунлири намидин миннәтдарлиғини йәткүзүп, кейин, йезилиқ округтики интернет системисидики илдамлиқниң төвәнлигини, оттура мәктәпниң мурәккәп җөндәшни тәләп қилидиғанлиғини қәйт қилип, мүмкин болса, йеңи мәктәп имарити селинса дегән ойини йәткүзүп, аталған мәсилиләрниң һәл қилинишиға көңүл бөлүшини сориди.
Қоюлған соалларға бенаән Шаһимәрдан Нурумов тегишлик җавап қайтурди. Йешилмәйдиған мәсилә йоқ екәнлигини тәкитләп, тирикчилик, иш болған йәрдә қийинчилиқниңму қатар жүридиғанлиғини уқтуруп, ейтилған мәсилиләрни мүмкинчиликниң баринчә һәл қилип беридиғанлиғиға ишәндүрди.

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Қиш ғемини язда ойла…

«Чонҗиға газ кирмәкчи», дегән хәвәрни аңлиған пәйттин етиварән, гезитимизда бу мавзу қизғи…