Мәлумки, 15-норуз күни елимиздә йеңи Конституцияси бойичә җумһурийәтлик референдум өтиду. Ушбу сәясий чарә-тәдбиргә тәйярлиқ һарписида Чонҗа йезисидики наһийәлик Мәдәнийәт өйидә Алмута вилайәтлик территориялик сайлам комиссиясиниң башланмиси билән сайлам комиссия әзалириға беғишланған чоң семинар уюштурулди.
Чарә-тәдбир референдумни уюштуруш вә өткүзүш җәриянида қанун тәләплирини ениқ чүшәндүрүш мәхситидә әмәлгә ашурулди. Бу күни қатнашқучилар референдумни өткүзүш тәртиви, аваз бериш күнидики иш-һәрикәт алгоритмлири, назарәтчиләр билән ишләш вә қануний нормиларни сақлаш мәсилилири һәққидә тәпсилий әхбаратқа егә болди.
– Бу оқутуш ишлирини биз Президент йенидики Мәмликәтлик башқуруш академиясиниң Алмута вилайити бойичә шөбиси билән бирләшкән һалда әмәлгә ашуриватимиз. Һазирқи вақитта биз тоққуз наһийә вә икки шәһәр бойичә иккинчи басқучини уюштуруватимиз. Бүгүнки күнгә қәдәр мошундақ семинарлар Кеген вә Райымбек наһийәлиридә өтти, –деди Алмута вилайәтлик территориялик сайлам комиссиясиниң рәиси Мейрамгүл Айтова.
Тәкитләш лазимки, мәзкүр семинар теориялик бөлүм билән қатар тәҗрибилик тапшурмиларниму өз ичигә алди. Сайлам участкилирида пәйда болуши еһтимал һәрхил вәзийәтләр мисалға кәлтүрүлүп, уюштурғучилар вә қатнашқучилар тәрипидин ян-яқлиқ муһакимиләнди. Комиссия әзалириға аваз бериш мәхпийәтлигини сақлап, һөҗҗәтләрни дурус рәсимләп, қануний қаидиләргә риайә қилиши керәклиги әтраплиқ чүшәндүрүлди.
Сабирәм ӘНВӘРОВА
