«Әй, һөкүмдар, сәйяһларниң һекайәтлирини камситмиғин, уларниң тәптишлиридә йәр шариниң нериқи чеккисидин елип кәлгән билимләрниң нурлуқ зәррилири бар».
Вашингтон Ирвинг Милләтниң тәсвири – әң авал ана тилида өз ипадисини тапиду.
Билимләрниң нурлуқ зәррилири сәвийәмиздә ана тилимиз арқилиқ орун алиду. Әйнә шу қутлуқ дәвримизниң ғәзниси болмиш сөзлири арқилиқ тәпәккүримиз кәңийиду. Һеч иккиләнмәй ейталаймизки, тилимиз интайин бай. Әйни мәзгилдә, нәзәримдә, уйғур тили синоним вә омонимларға байлиғи билән пәриқлинип туриду. «Бизниң тилимиз дуниядики әң бай тиллар билән бемалал бәллишәләйду» дәп пәхирлиниш билән ейталаймиз.
Очуғи, ана тилимизму хәлқимиз вә миллитимиз охшаш бешидин не бир қара күнләрни кәчүрмиди. Амма мустәқиллик қәдимини басқан дөләт тили, йәни қазақ тили билән бир қатарда тәрәққий етип келиватқиниға чарәк әсир болди. Әгәр буни образлиқ қилип ейтидиған болсақ, әйнән ширғулан йешиға йәтти, дейиш мүмкин. Шу җәриянда чарәк әсир уйғур хәлқи өз тилида йезиватиду, түрлүк хилдики жиғин вә мәҗлисләрниң минбиридин туруп, пәхир вә ғурур билән өз мәвқәсини ейтип кәлмәктә.
Дәрһәқиқәт, ана тили – һәр бир инсанниң миллий қияпити, ғурури вә иптиһари. Милләтләрниң өзлиги билән көрүнүши дәсләп ана тилида өз ипадисини тапиду. Бир пәс хәлқимизни уйғур тилисиз тәсаввур қилип көрүңа. Уйғур миллитини қедимий Вәтинисиз, өсүп йетиливатқан Вәтини Қазақстансиз тәсаввур қилиштәк сөз әмәсму бу? Чүнки йәр-йүзидә уйғурлар көп, амма тәрәққий етиватқан Вәтини Қазақстан бирла. У тәнһа вә йәккилиги билән хәлқимизгә бөшүк һәм ана жуттур.
Шуни тәкитләш лазимки, милләт вә тил – йилтиз һәм йопурмақ. Һаятлиқ — шуларниң арисидин өткән «қизил жип». Милләт вә тил һәққидә көңлүмдин кәчкәнләрни қәғәзгә чүшириватқанда, йеқин өтмүштә болған бир вақиә ядимға келиду. Сабиқ Кеңәш түзүминиң һөкүмран пәйтлиридики жиғилишлардин биридә, журналистлар билән қандақту бир мавзуда соал-җавап болувататти. Әпсуслинарлиқ тәрипи шуниңдики, соалларму, бериливатқан җавапларму рус тилида. Рус тилида раван сөзләлмәйдиған мәһәллий милләткә мәнсүп журналистлар болса, еғир вә көңли сүкүттә. Шунда бир кәсипдешимиз чидап туралмиди. Әл туйғуси, милләт ғурури көңлигә азар бәрдиму, уйғур тилида – өз ана тилида — җавап бәрди. Президиумда олтарған «рәһбәрләрниң» толиси өзимизниң миллитигә мәнсүп болсиму, өз ана тилида сөзлишиштин номусландиму яки йенида турған рус шерикләрдин әймәндиму, соалға чүшәнмигәндәк, униңға бир аз мәсхирә көрүнүштә қарап турди вә новәттики рус тилида берилгән соалға җавап қайтурди. Шунда бирәр адәм бу учришиш өтүватқан җай Қазақстан екәнлигини ядиға елишни хияллириғиму кәлтүрүшмиди.
Рус тилини яхши билмигән журналистлар йерилмиған чилгидәк дәртлири ичидә болди. Ваһаләнки, үч миң жиллиқ, бәлки униңдинму көпирәк дөләтчилик тарихиға егә болған хәлиқниң әвлади – пәрзәнтлири еди булар. Дәрт үстигә , дәрт дегәндәк, йәнә келип өз ана Вәтәнлиридә, өз өйлиридә…
Шуниңға мунасивәтлик ана тилиға муһәббәт туйғуси дилниң қетиға чоңқурирақ сиңиши дәркар. Чүнки өз тарихини билиш, өзлүкни көрүш, дунияни тонуш, өз миллити вә ана тилидин пәхирлиниш туйғусида пидаийлиқ, йүксәк мәрипәт ятиду.
Ана тилим – ана хәлқим өзлиги,
Миллитим ғурури, бирла сөзлиги.
Өтмүшим, бүгүним, әтики, тилим,
Сәнсиз илһам қайда, ечилмас дилим.
Ана тилимиз билән хәлқимиз бешида айланған қара булутларни тарқитиш оңай болғини йоқ, әлвәттә. Бу тоғрилиқ қандақ вақиәләрниң кәчкәнлиги хусусида мәтбуатларда нурғун йезилғанлиғи үчүн буни тәкрарлап йезиштин өзәмни тийдим. Миллитимизниң жиллар арманлиған Истиқлали бизниң дәрдимизгә мәлһәм болди. Җаһан хәлиқлириниң тиллири сепидин орун алған қазақ тили билән қатар ана тилимиз бүгүн тағларниң қиран бүркити охшаш пәрвазини бәләнт қилмақта.
Ваһаләнки, бәзи бир мулаһизиләрниму ейтип өтүшим керәк. Ана тилимиз билән униң байлиғини улуқлап, иптиһар билән сөзлишимиз вә улуқвар туйғулар һарписида мәмнун болумиз. Миң әпсуски, әтрапимизға әқил көзи билән нәзәр ташлисақ, төвәнки учурларда дилимизда қандақту ғериплиқ пәйда болиду. Шәһәр вә йезилардики һашамәтлик ресторан-кафелар вә сода дуканлириниң маңлийидики түрлүк хилда йезилған чәт әл аталғулири, хата йезиқлири җениңизға тегип, дилиңизда ағриқ пәйда қилиду. Мән кәспим тәқазиси билән бир нәччә жил оттура мәктәптә оқутқучилиқ қилған. Һәр қандақ вәзийәттә иқтидари үстүн болған, ана тилни мукәммәл билгән бир мәмликәтлик рәһбәрни яхши билимиз. У өзи мустәқил рәвиштә бәш тилни рус, әрәп, хәнзу, инглиз, қазақ тиллирини билгән. У шу қабилийити түпәйли көплигән байқаш-конкурсларниң ғалиби аталған екән. Униң шу тәдбирчанлиғи истиқлал жиллирида алий лавазимларда ишләшкә йетәклигән. У жилларда бүгүнкидәк техникилиқ васитилар, қолайлиқлар адәмләрниң йәттә ухлисиму чүшигә кирмигән еди…
Тилимиз тәғдиригә бағлиқ мисалларни көпләп кәлтүрүш мүмкин. Шуни очуқ ейталаймизки, өзимиздин башқа һеч ким ана тилимиз үчүн қайғурмайду, көйүнмәйду. Япониядә тәшкилат рәһбири яки бирәр кишигә йезилған хәттә имла яки услубий хата болса, мәктүб алған адәм өзини һақарәтләнгән һесаплап, уни сотқа беридекән. Биздә болса лайәқәтсизлик вә бепәрвалиқ ақиветидин мундақ нуқсанлар «балилап» көпийип, адәттики һалға айлинип бармақта, десәм натоғра болмас.
Демәк, ана тилимиз – миллий паспортимиз екән, униң келәчәк тәғдириму өз қолумизда. Бу җәриянда өтмүшкә бир нәзәр ташлайлуқ. Милләт дәрдигә дәрман болмақ үчүн җәңгивар бовилардин бири Әмир Темур илим-мәрипәткә һакимийлиқ қилишқа, һәзрәт Наваий «түрк елини қәләм тутушқа» өзлириниң мубарәк өмүрлирини пида қилғанлар. Әҗдатлар қәлбигә қувәт әта қилған бу өлмәс туйғулар авази бүгүн йәнә тилимизда өзгичә җараңлайду. Түнүгүнла ишқа кириш үчүн йезилидиған аддий әризә рус тилида болуши сәвәплик, мәсъул лавазимлар ишиги мәһәллий кадрлар үчүн қаттиқ йепиқ еди. Шуларни ойлиғинимда ана тилимизда йезиш, чоң минбәрләрдә нутуқ сөзләш бәхтигә муйәссәр болған бу күнләр немитидин көңлүм упуқлири етиватқан таң мисали йоруп кәлмәктә. Шундақ сәргүзәштиләр илһамида ана тилимни мәдһийиләш үчүн қолға қәләм алимән:
Ана тилим – ана әлләй ейтқан тил,
Көзлиримгә сүртәй һәр бир сөзүңни.
Сән барсән, дунияда уйғур дегән әл,
Күйләп яшавәр «қара көзүмни».
һә, қериндаш, шуни бил, тил — дилниң тәрҗиманидур.
Худавәди
МӘҢСҮРОВ