Бу көлни аңлиған, лекин издәп тапалмай жүргәнләр қанчилик. Алтун қирғақлиқ, асман рәңлик су бетигә шолиси чүшкән көк майсә көзни тартиду. Һә, бу бошлуқни өмүрниң түрлүк тавушлири жәлип қилиду: каккук кимниңду саатини санайду, булбуллар дил риштини ипадиләп сайрайду, суда қайсиду бир тирикчилик егилири җивирлайду, қомучлуқтин көзгә көрүнмигән аллинемиләр шивирлишиду. Әгәр яғач болса – күчлүк четинлар. Әгәр қум болса – җәнупқа қарап чекинмәй илгирилигән зор қумлуқ төпиләр. Әгәр қомуч болса – ишт тумшуғи кирмәйдиған қелин ғор қомучлуқ.
«Яғач көл» Чарин дәриясиниң сол қирғақлирида орунлашқан болуп, мәнзирилик дәрәқләр, қомучлуқлар вә қумлар билән йошурунуп турған җай. Униңға йол тепип бериш оңайға чүшмәйду.
Бу көл тәхминән он тоққузинчи әсирниң ахири, жигирминчи әсирниң башлирида тепилған болуп, қатар аққан Чарин билән Или дәриялириниң кона өстәңлириниң қийилишидин пәйда болған болуши керәк. Қумлуқ чөлидики қум арқилиқ өтүп, әгимәч болуп аққан өстәң билән еқип келип, асасий дәрия билән бағлинишини үзидудә, қолтуқ һасил қилип, өстәң билән кона ериқ яки тармақ дәп атилидиған туғанларни ясайду. Мундақ туюқланған көлләр бу йәрдики чөлгә дуч келип, аләмниң санақлиқ өсүмлүклири билән жаниварлар дуниясиниң бәрикәтлик маканиға айланған. Қедимийда көлниң орнида Соғди четини билән һәр түрлүк йопурмақлиқ тораңғу чактқилиниң болғанлиғи бәлгүлүк. Қедимийдики яғачлар бүгүнки күнгичә чоңқур суниң түвидә чайқилип туриду. Қирғақлиридики шехиллиқ төпиләрдин қумға көмүлгән яғач томурлири көзгә челиқиду.
«Тақа» дәп атилидиған әң чоңқур йериниң өлчими бәлгүсиз – көлгә чүшкән үзгүчиләргә бу чоңқурниң түвигә йетиш мүмкин болмиған.
«Яғач көлни» қумлуқ, әркин чомулуш җайлирини йейилип өскән қомуч қаплиған. Шипалиқ хәсийәтлик сүйи билән аптиви уни шипалиқ дәп баһалайдиған йәрлик хәлиқниң арисида тонулушқа башлиған. Бу су дуниясида Чарин билән Или дәриялирини маканлайдиған белиқлар бар. Осман охшаш яки салмиғи 200 килограммғичә сазанларму бар. Қомучлуғи қелин җайларда явайи чошқилар яшайду. Тораңғу терәклириниң арисида борсуқлар, тошқанлар, түлкиләр, еликләр билән ондатралар учришиду. Өткән әсирниң 30-жиллириғичә Или вә Чарин дәриялириниң қомучлири билән тораңғуси арисида «туран» йолвиси маканлиғанлиғи бәлгүлүк. У «Яғач көлниң» бойлирида яшиған. Бешиңниң үстидин аққулар, көк қанатлиқлар, қиранлар билән чайкилар хәтәрсиз учуп жүривериду.
Әнди кона өстәң билән тармақлириниң өмри мәңгүлүк әмәс. Дәрия вадисини аста-аста өзгәртип, униң қирғиғини йоқитип туриду. Шундақла «Яғач көлниң» өмриму мәңгүлүк әмәс, пәқәт униң йоқилишиға қум сәвәп болмақ. Чөл қуми көлни аста-аста йоқатмақта. Жиллар өтүп, көл йоқилидудә, орниға өстәңләрдә қумға көмүлгән қуриған томарлар қалиду. Буни болса, тәбиий апәтниң тәсиридин дәп билимиз.