Бийил биз үчүн улуқ мәйрәм – Мустәқил дөлитимизниң 30 жиллиғини нишанлаймиз. Һәммигә мәлум, 1991-жили «Дөләт мустәқиллиги тоғрилиқ» Конституциялик Қанун қобул қилинди. Биз буниңға мәмнунмиз. Мустәқиллик – һәр бир милләтниң армини, һәр қандақ мәмликәтниң пүтмәс-түгимәс байлиғи. Бу күнгә хәлиқләр түрлүк йоллар — миллий-азатлиқ һәрикәтләр, күрәшләр, инқилапларлар арқисида еришидиғанлиғи бәлгүлүк. Қазақстан шу мусапиләрни бесип өтти, нәтижидә мустәқил дөләткә айланди. Бу йәрдә шуни …