Бийил биз үчүн улуқ мәйрәм – Мустәқил дөлитимизниң 30 жиллиғини нишанлаймиз. Һәммигә мәлум, 1991-жили «Дөләт мустәқиллиги тоғрилиқ» Конституциялик Қанун қобул қилинди. Биз буниңға мәмнунмиз. Мустәқиллик – һәр бир милләтниң армини, һәр қандақ мәмликәтниң пүтмәс-түгимәс байлиғи. Бу күнгә хәлиқләр түрлүк йоллар — миллий-азатлиқ һәрикәтләр, күрәшләр, инқилапларлар арқисида еришидиғанлиғи бәлгүлүк. Қазақстан шу мусапиләрни бесип өтти, нәтижидә мустәқил дөләткә айланди.
Бу йәрдә шуни алаһидә тәкитлигим келидуки, Мустәқиллик билән Елбасы – гезәктур. Чүнки Тунжа Президентимиз Н.Ә. Назарбаевниң дана сәясити, парасәтлик нишан иқбали Мустәқилликниң дәвран сүрүшигә бирдин-бир мәшъәл вә йөнилиш болди. Униң жәсуранә йетәкчилиги асасида Қазақстан жаһан миқиясида һәр тәрәптин муқумланған қудрәтлик, сүръәт билән тәрәққий әткән, йәни хәлиқ ара мәйданда етирап қилинған дөләткә айланди. Шуңа Мустәқиллик билән Елбасы уқумини бөләк-бөләк қарашқа болмайдиған, ажритип қоллинилмайдиған бирикмидур…
Көп милләтлик елимизда садир болған вақиәләрни биз һеч қачан тәпәккүримиздин сирт қалдуралмаймиз. У көплигән милләтпәрвәр, вәтәнпәрвәр оғлан вә қизлиримизниң жәсуранә қәһриманлиқлири түпәйли мәйданға кәлди: көп қан төкүлди, қамақларға елинди, сүргүн қилинди, һәтта вәһшиләрчә қийинчилиқларға дуч кәлди. Уларниң мустәқил дөләт қуруштики инқилавий иш-һәрикәтлирини бүгүнки әвлат дайим нәзәрдә тутуп яд әйлиши дәркардур.
Бүгүнки мустәқилликниң 30 жиллиғини нишанлаш һарписида Президентимиз Қ.Ж.Тоқаев Тунжа Президентимиз Н.Ә.Назарбаевниң көрсәтмилири асасида йеңи-йеңи режиләрни, мәктүбләрни, муражиәтләрни Қазақстан хәлқигә йоллап, милләтләрара пикирдашлиқни, тәңликни, бирликни намайиш қилип, уларниң роһий байлиғини, инақлиқ билән бәрикәт көридиғанлиғини паш етип, мәмликәтниң байлиғи – хәлиқләр достлуғи билән һәмкарлиқта екәнлигини тәшвиқат қилип кәлмәктә. Қ.Ж.Тоқаев 2021-жилни «Мустәқилликниң 30 жиллиғи жили» дәп елан қилди. Тәвәллуд болған бу жил ихтисадий ислаһатлар, рәқәмләштүрүш, балилар билән накаларни қоғдаш, экологиялик проблемиларни һәл қилиш асасида өтти. 2021-жилда Президент елан қилған демократик ислаһатларниң дәсләпки нәтижилири пәда болди. Йеза һакимлириниң сайлими өтти, Парламент Мәжлисиниң сайлими көп милләтлик системиниң әвзәллигини көрсәтти. Пандемия кесилини йоқитиш бойичә күрәш давамлашти вә һаказиләрни ейтсақ купайә. Қисқиси, мошуларниң һәммиси мустәқилликниң мевиси. Шуңа мустәқиллик шарапити болған бу улуқ мәйрәм мунасивти билән барлиқ хәлқимни сәмимий тәбрикләп, һурлуқта яшап, инақ-ижил өтүшини үмүт қилимән!
Худавәди МӘҢСҮРОВ,
Уйғур наһийәсиниң Пәхрий пухраси