Мустәқиллик күни һарписида, ениғирақ ейтсақ 15-декабрь күни Чонҗа йезисида йәнә бир йеңи объектниң ечилиш мәрасими болуп өтти. Наһийә мәркизидин йәнә бир барбершоп салони ечилди. Хош, «салон», «гөзәллик салони» дегән сөзләр һәммимизгә яхши тонуш. Әнди «барбершоп салони» дегән сөз қулиғимизға ят уқум. Чүнки бу пәқәт йезилардила әмәс, бәлки елимиздә йеңидин тәрәққий етиватқан кәсип түри һесаплиниду. Барбершоп дегинимиз – әрләр чач яситидиған, …