Мустәқил әлниң әвлатлири

0
844

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев «Хәлиқ бирлиги вә системилиқ ислаһатлар – дөләтниң гүллинишиниң һули» намлиқ Мәктүбидә Мустәқиллик жилнамисиниң төртинчи он жиллиғиға қәдәм ташлаватқан елимизни алда техиму чоң синақлар күтүп турғанлиғини тәкитләп, тинмай издинип, дайим алға интилишимиз керәклигини қәйт қилди. Азатлиқ бизгә аз җапа билән кәлмиди. Ата-бовилиримиз әркинлик үчүн қошуқ қени қалғичә күрәшкән болса, әндики биздики мәхсәт кәң байтақ елимизни көзимизниң қаричуғидәк сақлап, әвлаттин әвлатқа йәткүзүш.

Шундақ, келәчәк – яш әвлатниң қолида. Демәк, балиларни кичигидин вәтәнпәрвәрликкә тәрбийиләш муһим вәзипә. Мустәқилликтин кейин елимиздә шәхсий балилар бағчилири ишқа қошулуп, гөдәклиримизгә заманға лайиқ тәлим-тәрбийә бериш вәзиписи билән шуғуллинип кәлмәктә. «Тәрбийә тал бөшүктин» демәкчи, балилар бағчидин көп нәрсә үгиниду. Тәрбийичиләр балиларни оюн арқилиқ зерәкликкә тәрбийиләйду. Өйдә әркә өскән бала, бағчигә келип дост тапиду, әқиллик болуп чоң болиду. Умумән, бүгүнки күндә балилар бағчилири җәмийитимизгә әң керәк мәһкимиләрниң бири һесаплиниду.

Гәпни узаққа созмай, өзәм хизмәт қиливатқан Арзигүл Саметова йетәкчилигидики «Сая» балилар бағчисигә тохталсам, бизниң бағчида төрт топ бар. Уларниң барлиғида җәми 85 бала тәрбийилиниватиду. Бағчимиз балиларниң тәлим-тәрбийиси билән чәклинип қалмай, мәйрәмләрдә һәрхил чарә-тәдбирләрни уюштуруш арқилиқ гөдәклиримизгә елимиздики мәрикилик күнләрниң әһмийитини уқтуриду. Мәсилән, Мустәқиллик күни  һарписида бағчимизда чоң чарә уюштурулуп, улуқ тойни жуқури дәриҗидә атап өттуқ. Балилар Вәтән, Қазақстан, Мустәқиллик тоғрилиқ шеирларни ядқа оқуп, патриотлуқ нахшиларни орунлап, бар һүнирини паш әтти. Бәхитлик балилиқ дәвриниң әң ярқин пәйтлирини бағчида өткүзидиған мустәқил әлниң әвлатлириға қарап зоқумиз кәлди. Хуласиләп кәлгәндә, әтики күнимизгә дегән ишәнчимиз улғийип, қәлбимиздә чоң үмүт пәйда болди.

Арзигүл СУЛАЙМАНОВА,

«Сая» балилар бағчисиниң баш мутәхәссиси

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

МУСТӘҚИЛЛИК ПАРАВӘНЛИГИМИЗНИҢ АСАСИ

Әтә елимиз Қазақстан хәлқиниң «Жумһурийәт мәйрими» күни нишанлиниду. Мәзкүр сәрләвһә әтрап…