Наһийәлик «Jas Otan», Яшлар ресурслуқ мәркизиниң уюштуруши билән өткән «Желтоқсан ызғары» намлиқ тәнтәнилик чаригә наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов вә униң орунбасарлири, «Nur Otan» партияси наһийәлик шөбиси рәисиниң биринчи орунбасари Мәулен Нуров һәм наһийәдики бир қатар бөлүм вә мәһкимиләрниң башчилири қатнашти.
Риясәтчиниң сөзидин кейин пүткүл зал орнидин туруп, бир минут үнсизлик сақлап мустәқиллик йолида шейит болғанларни әскә алди. Чарә 1986-жилқи вақиәи падиләнгән сәһнилик көрүнүштин башланди. Азатлиқниң оңай йол билән кәлмигәнлигини тәсвирләйдиған көрүнүш көпчиликтә чоңқур тәсират қалдурди. Кейин сөһнә төригә чиққан наһийә һакими Шөһрәт Турдахуноғли мәйрәмлик тәбригини йоллиди.
– Тунҗа Президентимиз-Елбасы Нурсултан Әбишоғли Назарбаевниң яшларни қоллап-қувәтлиши түпәйли түрлүк программа вә лайиһәләр җумһурийәт даирисидә әмәлгә ашмақта. Елбасымизниң яшларға көрсәткән ғәмхорлиғини Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев давамлаштуруп, яшларға беғишланған программиларға мәбләғ бөлүшкә көңүл бөлүватиду. Бу дегинимиз, келәчәк – яшларниң қолида екәнлигини, яшларға жуқури җавапкәрчилик жүкләнгәнлигидин далаләт бериду. Наһийәмиздә «Жасыл ел», «Дипломмен ауылға», «Жастар практикасы», «Серпін», «Бизнес бастау» вә башқиму чоң лайиһәләр әмәлгә ашурулмақта. Келәчигимизниң парлақ, мустәқиллигимизниң мәңгүлүк болуши – бүгүнки яшларға бағлиқ!, – деди наһийә һакими өз нуқтида.
Андин тәнтәнилик түрдә наһийәдә һәр саһа бойичә үлгилик хизмәт қилип, елимизниң тәрәққиятиға үлүш қошуватқан жигирмигә йеқин яш мутәхәссискә Уйғур наһийәси һакиминиң «Жыл үздігі – 2021» яшлар мукапитини тапшурди. Мукапатлаш мәрасимидин кейин һаким маддий вә мәнивий соғилар билән мукапатланған яшлар билән хатирә сүрәткә чүшти.
Чарә давамида 14 йеза округиниң методист-йетәкчилири патриотлуқ нахшиларни орунлап, Мустәқиллик, Вәтән, Қазақстан тоғрилиқ шеир-монологларни оқуди. Болупму, Чонҗа политехникилиқ колледжиниң студентлири «Алға Қазақстан!» намлиқ флешмоби билән сәһнини техиму җанландуривәтти. Көтирәңкү роһ, хуш кәйпият бәхш әткән тәнтәнилик чарә Руфат Сәйдалимовниң орунлишидики «Елім менің» нахшиси билән йәкүнләнди.
Сабирәм ӘНВӘРОВА