Әрлик унтулмайду

0
344

Мустәқиллигимизниң 30 жиллиғи һарписида наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов наһийәлик китапхана имаритиниң конференция залида «Желтоқсан» вақиәсигә қатнашқучилар билән учрашти. 

– Бизниң наһийәдә «Желтоқсан» вақиәсигә қатнашқан, қанунлуқ ақлаш қәғизигә егә сәккиз жутдишимиз бар. Улар Нурдан Жүнисов, Қасен Акимбаев, Эрик Аңызбаев, Алия Қыстықбаева, Серик Оразалиев, Майисәм Идрисова, Улболсын Қаңтарбаева, Раушан Жумағуловалар. «Желтоқсан» вақиәсиниң иқбали билән кәлгән Мустәқилликниң биз үчүн орни бөләк. Шуңлашқиму биз Силәрниң әрлигиңларни һәр қачан үлгә тутимиз, – деди жиғинға модераторлиқ қилған Шөһрәт Турдахуноғли сөз бешида.

–…Бирликни шиар, инақлиқниң туғ қилған азат хәлқимиз мошу вақит арилиғида нурғунлиған утуқларға йәтти. Дөлитимизниң тез сүръәттә тәрәққий етиши турақлиқ сәясәт билән ички бирликниң нәтиҗиси. Мустәқил Қазақстан тарихида Елбасыниң әмгиги зор. Сәвәви алда арман қилған азатлиққа йәткән әлниң һулини тикләп, мәхсәткә йәткүзүш вәзиписи турди. Шу мәхсәткә йәткүзгән Елбасымиз Қазақстанни тәрәққий әткән 50 дөләтниң қатариға қошти. Чегаримиз қоршилип, Миллий волютимиз пайдилинишқа берилди. Асасий қанунимиз – Конституция қобул қилинди. Тарихимиз, тилимиз, динимиз, мәдәнийитимиз билән  дәстүримиз қайта йеңиланди. Бүгүнки Қазақстан – пүткүл аләм етирап қилған риқабәткә қабил дөләткә айланди.

Елимиздә бирлигимизни мустәһкәмләп, қут-бәриктимизни ашураверәйли. Йеңи мәхсәтләргә қол йәткүзүш үчүн өмлүктә әмгәк қилип, елимизниң тәрәққиятиға өз үлүшимизниң қошушимиз һаҗәт. Мустәқиллик мәйрими мубарәк болсун!

Андин наһийәдики «Желтоқсан» вақиәсигә қатнашқучилириға наһийә һакими аппарати билән наһийәлик ички сәясәт бөлүминиң уюштуруши, «Адам және қоғам» җәмийәтлик бирләшмисиниң һамийлиғи билән тәйярланған соғиларни тапшуруп бәрди һаким. Өз новитидә сөз алған наһийәлик Ветеранлар кеңишиниң рәиси Абляким Есуяновму көпчиликни Мустәқиллик мәйрими билән қизғин тәбрикләп, «Желтоқсан» вақиәсигә қатнашқучиларға миннәтдарлиқ билдүрди.

– 1986-жилниң декабридики  вақиәни әскә алсақ барчимизниң жүриги тәвриниду. У чағда биз әндила 16-17 яштики студентлар едуқ. Қаскелең шәһиридики педучилищениң иккинчи курсида оқуватқан пәйтимиз. Алмутидики вақиәни аңлап, патриотлуқ номусимиз ойғинип, «Қазақни қазақ башқуруши керәк!» дегән шиар билән Алмутиға йолға чиқишқа тәйярландуқ. Әтиси йүзгә йеқин студент шәһәргә апиридиған чоң йолға чиқип такси күтүп турғинимизда, йенимизға бир автобус келип «Қизлар нәгә барисиләр?» дәп сориди. Шәһәргә маңғинимизни ейтип, һечгуманланмай һелиқи автобусқа олтардуқ. Биз олтарған автобустикиләр ички ишлар бөлүминиң хадимлири болуп чиқти. Улар бизни бөлүмчигә елип келип қамап,  сорақниң астиға алди. Нәччә түрлүк амал-тәсилләрни қоллинип бизни қорқутти, чөчүтти. Мәсилимизниң жиғиндин жиғинға салди. «Комсомолдин кәтсун, оқуштин кәтсун!» дәп бизни милләтчи, дүшмән сүпитидә һақарәтлиди. Лекин кураторимизниң арқисида оқушумизниң давамлаштуруш имканийитигә егә болдуқ. Шундақ қилип миңбир җапалар билән кәсип егиләп чиқип, кейин курсдашлар һәр қайсимиз өз йолимиз билән кәттуқ. Мана шуниңдин бери 35 жил өтүпту.  Бийил, йәни 2021-жилниң 4-июнида биз ақлинип чиқтуқ. Қазақстан ахири өз мустәқиллигини алди. Бизниң арминимиз орунланди, – дәп бешидин өткән вақиәликни баян қилди М.Җәлилов намидики оттура мәктәпниң башланғуч синип муәллими, «Желтоқсан» вақиәсигә қатнашқучи Улболсин Сүлейменқизи. Дәл шундақ әслимилири билән бөлүшкән Серик Оразалиевму «Желтоқсан» вақиәсини унтумай, учришишқа чақирип һөрмәт көрсәткән наһийә һакими Шөһрәт Нурахуновға рәхмәт ейтти.

Китапханидики учришишқа наһийә һакиминиң орунабасари Қадиржан Бағбаев, наһийәлик ички сәясәт бөлүминиң башчиси Мақсат Мадамилов билән бир қатар җәмийәтлик тәшкиларниң рәислириму гува болди.

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

МУСТӘҚИЛЛИК ПАРАВӘНЛИГИМИЗНИҢ АСАСИ

Әтә елимиз Қазақстан хәлқиниң «Жумһурийәт мәйрими» күни нишанлиниду. Мәзкүр сәрләвһә әтрап…