Барбершоп салони ечилди

0
900

Мустәқиллик күни һарписида, ениғирақ ейтсақ 15-декабрь күни Чонҗа йезисида йәнә бир йеңи объектниң ечилиш мәрасими болуп өтти.  Наһийә мәркизидин йәнә бир барбершоп салони ечилди.  Хош, «салон», «гөзәллик салони» дегән сөзләр һәммимизгә яхши тонуш. Әнди «барбершоп салони» дегән сөз қулиғимизға ят уқум. Чүнки бу пәқәт йезилардила әмәс, бәлки елимиздә  йеңидин тәрәққий етиватқан кәсип түри һесаплиниду.

Барбершоп дегинимиз – әрләр чач яситидиған, сақал-бурутлирини алдуридиған салон. Башта тәкитлигинимиздәк, бу бизнесниң елимизгә кәлгинигә анчә көп вақит болғини йоқ. Һә, чәт әлләрдә буниңға гөзәллик салонидин бөләк, жигитләрниң сөһбәт қуридиған клуби сүпитидә қарайду. Шундақла, чәт әлләрдә йешиға, шәхсигә қаримастин барбершопқа әр кишиләрниң барлиғи бариду. Бир сөз билән ейтқанда, барбершоп – әрләргә беғишланған аммибап сатрашхана. Наһийәмиздә ханим-қизлиримизға беғишланған гөзәллик салонлириниң санида чәк йоқ. Әнди барбершоп салонлириниң сани санақлиқла. Шуни нәзәрдә тутқан яш тиҗарәтчи Назар Махмутов мустәқиллик мәйрими һарписида «NN STYLE» намлиқ барбершоп салонини ишқа қошти.

Наһийә мәркизидики йеңи мәркәзниң ечилиш мәрасимиға наһийәлик мәслиһәтниң кативи Нурәким Есжан, наһийә һакиминиң орунбасари Қадиржан Бағбаевлар иштрак қилди. Сөз башлиған наһийәлик «Атамекен» тиҗарәтчиләр палатисиниң директори Муслим Амангелди жиғилған җамаәтни келиватқан Мустәқиллик күни билән тәбрикләп, яш тиҗарәтчиниң йеңи башланмисиға утуқлар тилиди. Андин наһийә һакиминиң орунбасари Қадиржан Бағбаевқа сөз бәрди.

Қош хошаллиқ билән тәбриклигән наһийә һакиминиң орунбасари үлгилик аилидин чиққан Назарниң һәр қачан үлгилик яшларниң қатарида болуп, Мустәқил елимизниң гүллиниши үчүн әмгәк қилишиға тиләкдашлиқ билдүрди. Наһийәлик мәслиһәтниң кативи Нурәким Есенбайоғли болса, елимизниң бүгүнки тәрәққиятида, дөләт сәяситини жүргүзүштә мустәқилликтин кейин қурулған Мәслиһәт билән «Nur Otan» партиясиниң роли зор болғанлиғини алға сүрүп, Қазақстанниң бүгүнги мәртивиси барчә қазақстанлиқларниң ортақ утуғи екәнлигини қәйт қилди. Мошундақ тәбрикләрни яш тиҗарәтчиниң момилири давамлаштуруп, нәврисиниң келәчигидин зор үмүт күтидиғанлиғини ейтти. Андин жуқурида исми аталған инсанлар тәнтәнилик түрдә салониниң лентисини қийип, «бисмилла» дәп босуғисидин атлиди. Заманивий стильда, тәләпләргә мувапиқ ясалған мәркәз бирдин көпчиликниң көңлидин чиқти.

         Хуласә:    

          «Атамекен» тиҗарәтчиләр палатисиниң директори Муслим Амангелдиниң ейтишичә, «Бастау бизнес» лайиһәси арқилиқ тиҗарәтчилик йолиға қәдәм ташлаватқан яшларниң сани бойичә наһийәмиз бир қатар наһийәләрдин алда келиветипту. Демисиму шундақ, бүгүнки күндә наһийәдики яшларниң сани 14881ни тәшкил қилса, униң ичидә чоң вә оттура тиҗарәтчилик билән шуғулланғучи яшларни сани – 218. Һә өзини-өзи иш билән тәминлигүчи яшларниң сани 4209ға йетипту. Шуларниң қатарида кәсип башлаш үчүн «Еңбек» программиси арқилиқ 6% мөлчәрлимиси  билән һөкүмәттин  5,5 миллион тәңгә несийә алған Назар Нодәрҗаноғли барбершоп салонида һазирқи вақитта икки адәмни иш билән тәминләпту. Келәчәктә йәнә икки адәмни ишқа елип, кәспини кәңәйтишни планлиған яш жигитниң алға қойған мәхсәт-планлири нурғун. Сөз ахирида бизму яш тиҗарәтчини кәсип йолидики дәсләпки қәдими билән тәбрикләп, ақ йол тиләймиз!

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

МУСТӘҚИЛЛИК ПАРАВӘНЛИГИМИЗНИҢ АСАСИ

Әтә елимиз Қазақстан хәлқиниң «Жумһурийәт мәйрими» күни нишанлиниду. Мәзкүр сәрләвһә әтрап…