Мустәқиллик тәңтушлири

0
706

         Әгәр мустәқиллигимиз болмиса, бүгүнки бәхитлик һаятимизму болмиған болар еди. Әркинликниң қәдир-қиммитини чүшинидиған һәрбир вәтәндаш бу күнни тақәтсизлик билән күтиду. Мана шундақ, дилимиз шатлиққа бөлинип, димиғимизға мәйрәмниң һидди келиватқан пәйттә наһийәлик китапханида «Мустәқиллик тәңтушлири» билән учришиш өтти.

Наһийәлик ички сәясәт бөлүминиң уюштуруши билән өткән учришишқа наһийә һакиминиң орунбасари Қадиржан Бағбаев модераторлиқ қилди. У авал яшларни Мустәқиллигимизниң 30 жиллиғи билән тәбрикләп, ушбу оттуз жилда Қазақстанниң қолға кәлтүргән утуқлириға қисқичә тохталди. Андин наһийәлик ички сәясәт бөлүминиң баш мутәхссиси Қундуз Сабырбай билән бирликтә учришишқа тәклип қилинған мустәқиллик тәңтушлириға «Адам және қоғам» җәмийәтлик бирләшмисиниң һамийлиғида тәйярланған соғиларни тапшурди.

Кейин мәйрәмлик тәбригини йәткүзүш үчүн оттуриға чиққан наһийәлик Яшлар ресурслуқ мәркизиниң йетәкчиси Талант Ахметов елимиз тәрәққиятидики яшларниң үлүши һәққидә гәп қозғиди. Өз новитидә сөз алған мустәқиллик тәңтуши, наһийәлик мәслиһәтниң депутати Нурсултан Болатоғлиму учришиш қатнашқучилирини улуқ мәйрәм билән тәбрикләп, мустәқиллик тәңтуши болғанлиғидин мәғрурлинидиғанлиғини ейтти. Дүгләк үстәл әтрапида өткән учришишта яшлар өз ой-пикирлири билән бөлүшүп, елимизниң парлақ келәчиги үчүн бар күчини селип хизмәт қилидиғанлиғиға ишәндүрди.

Сабирәм БӘХИТҖАНҚИЗИ

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

МУСТӘҚИЛЛИК ПАРАВӘНЛИГИМИЗНИҢ АСАСИ

Әтә елимиз Қазақстан хәлқиниң «Жумһурийәт мәйрими» күни нишанлиниду. Мәзкүр сәрләвһә әтрап…