Әгәр мустәқиллигимиз болмиса, бүгүнки бәхитлик һаятимизму болмиған болар еди. Әркинликниң қәдир-қиммитини чүшинидиған һәрбир вәтәндаш бу күнни тақәтсизлик билән күтиду. Мана шундақ, дилимиз шатлиққа бөлинип, димиғимизға мәйрәмниң һидди келиватқан пәйттә наһийәлик китапханида «Мустәқиллик тәңтушлири» билән учришиш өтти. Наһийәлик ички сәясәт бөлүминиң уюштуруши билән өткән учришишқа наһийә һакиминиң орунбасари Қадиржан Бағбаев модераторлиқ қилди. У авал яшларни Мустәқиллигимизниң 30 жиллиғи билән тәбрикләп, …