Яшна, Қазақстан!

0
809

Болсиму кәткән чәксиз дала-қойнуң,

Әсирләр жүрдүң ғәмкин қисип бойнуң.

Ишәшлик сөзләлмәстин өз тилиңда,

Бешида туралмидиң талай тойниң.

 

Унтулуп баратти һәм урпи-адәт,

Пәйтидә келип йәтти күткән амәт.

Қош дулдул қанат қақти әлтамғаңда,

Яришип Алитағдәк мәғрур қамәт.

 

Аләмгә яңрап кәтти хошал күлкәң,

Мустәқил әл болди дәп ахир өлкәм.

Басқачқа алға дадил қәдимиңни,

Барисән күндин-күнгә болуп көркәм.

 

Көк туғуң йәлпүлдәйду көктә әркин,

Қолуңда арман қилған бәхит-әркиң.

Сән билән шатлиғиңни тәң бөлүшүп,

Яшайду ижил-инақ барчә хәлқиң.

 

Мәдһийләп язсам азлиқ қилар дастан,

Чүнки биз томури бир дәрәқ-бостан.

Улашсун тоюң тойға мәңгү-әбәт,

Йәниму гүлләп, яшна, Қазақстан!

Патигүл МӘХСӘТОВА

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

МУСТӘҚИЛЛИК ПАРАВӘНЛИГИМИЗНИҢ АСАСИ

Әтә елимиз Қазақстан хәлқиниң «Жумһурийәт мәйрими» күни нишанлиниду. Мәзкүр сәрләвһә әтрап…