«Адәм яман болуп туғулмайду», дәйду. Әгәр шу гәп раст болса, демәк, мәнму әслидә яман болмиған. Йоқсизчилиқ, адәмләрниң камситиши, қурбилиримниң пәс нәзәр билән қариши, хулләс, әтрапимдики муһит тәсиридин қәлби қаттиқ, әләмзадә, берәһим болуп қалғанмән. Немишкиду, есимни билгәндин бери пәқәт бир нәрсини халаймән – адәмләр пәс нәзәр билән қаримаслиғини вә җәмийәттә өз орнум, бәхтияр һаятимниң болушини. Бу хаһишим күчлүк арзуға айлинип, мени …