«Адәм яман болуп туғулмайду», дәйду. Әгәр шу гәп раст болса, демәк, мәнму әслидә яман болмиған. Йоқсизчилиқ, адәмләрниң камситиши, қурбилиримниң пәс нәзәр билән қариши, хулләс, әтрапимдики муһит тәсиридин қәлби қаттиқ, әләмзадә, берәһим болуп қалғанмән. Немишкиду, есимни билгәндин бери пәқәт бир нәрсини халаймән – адәмләр пәс нәзәр билән қаримаслиғини вә җәмийәттә өз орнум, бәхтияр һаятимниң болушини. Бу хаһишим күчлүк арзуға айлинип, мени һәр ойға башлиди. Мән болсам әтрапимдикиләрни миң бир койға селип, қийнидим. Ақивәт… Бүгүн виждан әмри алдида өксүватқан қәлбимдин кечиватқан ойларни сиз билән бөлүшмәкчимән. Һә, «адәм тәптини адәм алиду», – дәйду. Йәнә бир һәқиқәт барки, гунаға пушайман қилишму товва һөкүмигә аит екән..
Бәхитсизлик – балилиқта туғулған арзу. Балилиғимни әслисәм, һәммисигә ата-анам әйипликтәк. Интайин кәмбәғәл аилидә дунияға келип, чоң болдум. Аилимиз көп балилиқ. Атам адәмләрниң ишигидә, қорасида болуп, етиз-ериқ ишлири билән мал-варанлириға қарап, үч-төрт тәңгә тепип келәтти. Биз сәккиз бала бир-биримизниң жиртиқ-ямақ кийимлиримизни новәт билән кийип, мәктәпкә берип келәттуқ. Кичик ука-сиңиллирим мәктәпкә берип, өзлирини әпләйдиған дәриҗигә йәткәндин кейин, анам адәмләрдин әски-түски кийимләрни бәзән әрзимигән баһада, бәзидә бекарға елип, базарда әски пурушлуқ (кона нәрсиләрни сатидиған адәм) қилишқа башлиди. Биз далаға берип, әпийүн отаттуқ, чөп жулуп, қой-қозиларни бақаттуқ. Амма немишкиду, қарғиш урғандәк, розғаримизға (аилимизгә) һеч қандақ бәрикәт кирмәтти. Шу мәзгилләрдә бирдин-бир арзуюм – бу йоқсул һаяттин қандақ қилип болсиму, халас болуш вә келәчәктә һаллиқ турмушта яйрап яшаш болди. Арзурум күчлүк хаһишқа айлинип, маңа течлиқ бәрмәтти. Бу арилиқта боюм йетип, бирәр бәдөләт адәмниң оғлиға турмушқа чиқиш арқилиқ мундақ еғир турмуштин қутулушим керәклигини ойлайдиған болдум…
Һәдәмниң жигитини йолдин урдум. Адәм неминиду қаттиқ арманлиса, тәғдир шу арманға еришишкә ярдәм беридекән. Бир күни һәдәм хошал болуп, хошна йезидики бир жигит билән учришип жүргәнлигини ейтти. Жигитниң кимлигини аңлап, жүригим йерилай деди. Һәдәм вилайитимиздә даңқи бар, иззәт-һөрмәтлик, шу заманларда әң даңлиқ колхоз рәисиниң оғли билән муһәббәтләшкән екән. Ичимни әләм көйдүрүп, һәс-һәскә салди.
– Һәдә, жигитиң билән мениму тонуштурғин. Келәчәк паччамни бир көрәй, – дедим. Һәдәм тәкливимни сәмимий қобул қилди вә бир күни учришишқа мениму елип чиқти. У чағларда жигит вә қиз арисидики ашиқ-мәшиқлиқ интайин чоң гуна һесаплинатти, бу нәрсиләрни очуқ-ашкарә көрситиш гуна билән баравәр еди. Улар йеза әтрапидики бир бағда учришар екән. Жигит маңа көп етиварму бәрмиди, әксичә, «үчинчи адәмни оттуриға тиққан» һәдәмгә малал болуп қариди. Мәнму уни анчә хуш көрмидим. Әпти-бәшириси, қәдди-қамити җайида болған билән, гәп-сөзидин һәдәмни әрмәк қилип жүргини очуқ сезиләтти. Бирақ мән буниңға әһмийәт бәрмидим. Жигитниң түндики бәширисигә қарап, уни тез арилиқта өзәмгә қаритиш, бәдөләт, абройлуқ рәисниң кәнҗисигә турмушқа чиқиш билән өзәмни бәхитсизлиқ торидин қутулуш реҗисини түзүшкә кириштим. Бу йолда һәтта бир туғулған һәдәмгиму рәһим қилмидим. Рәисниң кәнҗиси һәдәмгә өйләнмәслигигә көзүм йетәтти. Тәбиитидин саддә, ишәнчиси күчлүк, көңли таза һәдәм жигитниң вақит өткүзүш үчүн өзидин пайдилиниватқинини муһәббәт дәп һесаплап, арзуларға берилип жүргән еди. Мән бир тәрәптин жигитни өзәмгә қаритип, уларниң «муһәббитини» бузуш билән һәдәмни ялғанчиниң чаңгилидин қутулдуруп қалдим. Бәхтимгә, йезимиздин ата-аниси бурун өтүп кетип, кичик дадилириниң қолида чоң болған жигиттин һәдәмгә әлчиләр кәлдидә, у байвәччә жигиттин қуруқ қалған сәвәвини билип-билмәй, турмушқа чиқип кәтти…
Нейитимгә еришиштә төһмәт ярдәм бәрди. Жигит билән мунасивитимиз хелә йеқинлашти. Аридин жиллар өтти, мәктәпни тамамлидим. У жигит институтқа оқушқа кирди. Шундиму униң арқисидин көләңгүчтәк қалмай әгишип, һәр қәдимини назарәт қилдим. Жигит оқушини түгитип, йеқинлири уни өйләндүрүш тәрәддутиға чүшкинини аңлап, тепирлап кәттим. Униңдин өйүмизгә әлчи әвәтишни тәләп қилдим. Тәбиийки, иззәт-абройлуқ өй әзалири кәнҗисини кәмбәғәл, җәмийәттә һеч қандақ орни вә мәвқәси болмиған адәмниң қизиға өйлинишини халиматти. Жигитниң маңа болған мунасивити муһәббәт әмәс, әйтәвир үгиниш екәнлигини биләттим. Шу сәвәптин уму йеқинлириниң изида меңип, маңа өйләнмәсликни мақул көрәтти. Ғурурумни бир тәрәпкә сүрүп, жигитниң өйигә кирип бардим. Униң ака-һәдилири, атисиға (аниси бәш жил бурун вапат болған):
– Мән оғлуңиздин һамилдар! Маңа өйләнмисә қамитип ташлаймән, һәммиңлар шәрмәндә болисиләр! – дедим. Жигит мениң төһмитимни инкар қилалмай қалди. Тоғриси, мунасивәтлиримиз зина дәриҗисигә бармиған еди. Лекин анисиниң вапатидин кейин байвәччә кәнҗитайни тәргәйдиған адәм болмай, бир күн һошияр болса, үч күн мәс болуп жүрәтти.
Бу ялған сөзүмгә һәммә ишәнди. Музлиған аштәк арзу-һәвәссиз той болуп өтти. Тойдин кейинму «һәдилиримниң» бирдин-бир мәхсити укиси билән мени аҗритиветиш еди. Амма әләм вә йоқсуллуқ җан-җенимдин өтүп кәткәнлиги үчүн мән уларниң миш-миш параңлириға пәрва қилмай, аиләмни сақлап қелиш вә ғәмсиз яшашқа тириштим. Бу арида қериғинида ғәмхорсиз қалған қейинатамниң һөрмити пәсийип, у өйдә мени тохтитидиған адәм йоқ еди. Еримға яхши көрүнүшкә һәрикәт қилип, қериндашлирини яманлаш, улар билән дүшмәнләштүрүш маңа хелә пайда кәлтүрди. Бу қилмишлирим ақиветидә, нака қейинакам вә ағриқчан йәңгәмни яш балилири билән кочиға һайдап чиқардим. Қейинатам бизни алаһидә чақирип, қейинакамни өзиниң өйидә елип қелишни режиләштүргән екән. Мениң «Ата өйдә кәнҗә қелиши керәк!» дегән қуралим билән қорған болған җәң-җаллирим билән питнә-пасатлиримға, бир мәзгилләрдә қариши билән пүтүн йезини қахшатқан қейинатамму қаршилиқ қилалмиди. Ағриқчан қейинакамниң аилиси, яш балилири билән дөләт тәрипидин берилгән өйләрниң биригә орунлашти…
Һаллиқ һаят көрдим, һалавәт тапмидим. Һашәмәтлик өй, өзәм халиғандәк шахзадә һаятқа ериштим. Бирақ шуниң билән течланмидим. Қериған қейинатамни һөрмәт қилмай, йеши йәткинидә ялғузлитип, иссиқ-соғидин хәвәрму алматтим. Қейинатам рәһмәтликни дәрваза алдидики кичиккинә бир бөлмигә чиқардим. Бир күни йәңгәм келип, қейинатамни өзлириниң өйигә елип кәтти. Бу мениң үчүн әйни муддиа еди…
Ойлисам, шу пәйткичә қосиғим тоқ, үстүм пүтүн яшаптимән, лекин һеч қачан хатирҗәмлик көрмәптимән. Һаллиқ күнләрдики дәврим явуз ойлирим дәстидин пәқәт тәшвиштә екән. Һәтта бүгүн өзәмму қерилиқ йешиға йеқинлишип қалсамму, һалавитим йоқ. «Пәрзәнтлирим мән қилған хаталарни тәкрарлимисекән», дегән ой течлиқ бәрмәтти. Икки оғул, икки қизим бар. Чоң қизимни арзу-һәвәс билән яхши бир аилигә узаттуқ. Иккинчи қизим болса өзидин бир нәччә яш кичик жигит билән муһәббәтлишип, турмуш қурди. Ериниң йеқинлири қизимниң күйоғулдин чоңлиғини билмәйду. Икки оғлум болса, бир-бири билән чиқишалмайду. Қериндашлирини бир-биригә дүшмән көрситип, гөшни сүйәктин айришқа урунғанлиғим үчүн Яратқанниң маңа атиған жазасиму бу? Қизимниң ялған билән башланған өзәмниң төһмәт ярдимидә аилә қурушимниң җавабиму? Қерип күчидин қалған, балилириниң қолиға қариған қейинатамни хор қилғиним, чарисиз қейинакамни яш гөдәклири билән кочида қалдурғиним үчүн бир өмүр виждан азавида яшаймәнму?..
Йү-зүм йоруқ боларму? Әстаидил товва-тәзәрру қилсам, Алланиң, қейината-қейинанамниң роһи, еримниң қериндашлири алдида йүзүм йоруқ боларму? Мәйли, бешимға қандақ сәвдалар чүшсә, разимән, чидаймән. Амма мән қилған гуналарни пәрзәнтлиримниң тәкрарлишини, балилиримму анисидәк бир өмүр виждан азави отида көйүшини халимаймән. Халимаймән!..
Аялниң надамәтлирини хәткә чүшәргән
Худавәди МӘҢСҮРОВ