Басты бет Әр қилы ТИЙИН САНАТҚАН ТАМАКА…

ТИЙИН САНАТҚАН ТАМАКА…

0
1,264

Бүгүнкидәк күн көрүш қийинға чүшкән, қиммәтчилик заманда җан беқиш асан әмәс. Йүз миң тәңгә мааш һәққи алимән дегән һаләттиму, озуқ-түлүк, кийим-кечәк, йоруқ-су, отун-көмүргә хәшләнгән хираҗәттин ашқинини несийәгә төләп (йошуридиғини йоқ, һазир иккиниң бириниң бешида несийә бар), кейинки мааш һәққи қолға тәккичә қәризгә петип, беши қетип жүргәнләр тола. Әнди, 40-50 миң тәңгигә күн көрүватқанларниң әһвалини ейтмисамму чүшинишлик. Бар тапқан-тәргининиң йетишмисә йетишмәйдуки, һәргиз ешип-тешип кәтмәйду. Өлгәнгә тәпмәк дегәндәк, йезида өмүр сүрсәкму гөшниң баһаси қиммәтлиди, бензинниң 5-10 тәңгигә қиммәтлигини банә болуп, йол һәққиму көтирилди,  йәнә келип, отун-көмүрниң баһасиму ғулачлап өскән. Бечарә хәлиқ башта кайип қойғини билән, буниңғиму көнди. Ағзиңни ечип қалсаң болди, сетиқчиларниң берәр җавави тәйяр.

Һазир дуканларда базири әң иштик, бир әмәс, икки нанниң баһасида болғиниға қаримай, тез сетилидиған, әң ямини, баһасиға чушлуқ пайдиси йоқ, зийини көп бир нәрсә бар. Көңлүңиз туюп турғинидәк у– тамака. Һазир он өйниң тоққузида йоқ дегәндә бир адәм тамака чекиду десәм хаталашмисам керәк. Шуниң үчүнму, бүгүн тамакиға болған муһтаҗлиққа, чай-туз сетивалғандәк қарайдиғандәк болдуқ, әмәсму. Көк истин ләззәт елип, хумарини қандуридиғанларниң ичидә ақ чачлиқ чоңларму, бөшүктин бели чиқмиған яшларму, һәтта «ана» дегән улуқ намға лайиқ көргән қиз-келинләрму бар. Қанчә йәрдин ейтилип, йезилип келиватсиму, тамака мәсилиси яхши нәтиҗә көрситәр әмәс. Әксичә бара-бара, җәмийәттә тамакиниң түр-түри билән униң истималчилириниң қатари көпийип келиватиду, халас. Һәтта, баһасиниң көтирилишиму бу зиянлиқ адәттин хали болушқа тосқунлуқ қилалмиди. Әгәр һәқиқәткә кәлсәк, инсанлар ахча төләп, сақ тенигә ағриқ сетивалмақта.
Кочиларда тамакини икки бармиғиға қисип, ағзидин көк ис чиқирип, уни мәнсәп санап, керилип маңидиғанларға қарап маңа бир ой кәлди. Шу көрүнүшидин улар өзлирини худди бир урушқа қатнишип медаль таққан “қәһриманлардәк” сезинәмдекин. Әйтәвир, үлгилик бир иш қиливатқандәк һали йәр-көккә патмайду. Мана шундақ наданларниң иш-һәрикитигә алданған, ағзидин ана сүти кәтмигән балиларму ақивәттә яман йолға чүшмәктә. Тамакиниң тәмини бир қетим тартқандин кейин, ақ түтүнидә адишип, чиқарға йол тапалмай қийналмақта…
Һәммимизгә мәлумки, тамака – қануний түрдә пайдилинишқа болидиған нәшә түри. Униң тәркивидә 30дин ошуқ оғулуқ қошулмилар бар, шу түпәйли у көплигән ағриқларға дучар қилиду. Униң бир қанчисини атап ейтар болсақ:
• Ашқазан ағриқлирини пәйда қилиду;
• Чишни сарғайтип, ағизни сеситиду;
• Ләв, тил вә өңәч ракиға йол ачиду;
• Нәпәс елишни начарлитиду;
• Нәпәс елиш йоллириниң созулма кесилигә елип келиду;
• Өпкә ракиға гриптар болғучиларниң 90 пайизиниң сәвәви тамакидин;
• Қан айлинимини бузиду;
• Қол-пут, мейә томурлири зәхимгә учрайду;
• Жүрәк ағриқлири пәйда болиду (инфарк);
• Әстә сақлаш қабилийитини начарлитиду;
• Уйқини қачуриду;
• Үзгә тез қоруқ чүшириду вә башқилар.
Бу пәқәт тамакиниң инсан саламәтлигигә зийини, әнди униң тәбиәткә, экологиягә кәлтүриватқан сәлбий тәсириму аз әмәслиги ениқ. Бир қизиғи, мошуниң барлиғиға қаримастин, тамака – дуния йүзидики әң өтүмлүк мәһсулат. Һәр жили һәр түрлүк әлләрдә 1 триллиондәк тамака сетилидекән. АҚШтики тамака ишләп чиқиришниң тапавәт йоли – уни экспортлаш, йәни сиртқа сетиш. Өз елигә нисбәтән, башқа әлләрдә америкида ишләнгән тамакилар бир қәдәр нурғун. Пүткүл аләмлик саламәтликни сақлаш тәшкилатиниң мәлуматлириға қариғанда, сетилимға чиққан тамакиниң 25 пайизи нусха екән. Демәк, бизниң елимизнила әмәс, тамака мәсилиси пүткүл дуния йүзини вәһимигә салмақта һәм бу дәрттин қутулушниң талай чарә-тәдбрилири қараштурулуп, бир мунчә йоллири қолға елинмақта. Шуниң бир дәлили, 20-ноябрь – пүткүл аләмлик тамакидин баш тартиш күни болуп бәлгүләнгәнлигидур.
Һәрбир чекилгән тамака инсан өмрини 15 минутқа қисқартиду. Һәр 13 секундта, тамака чекиш ақиветидин пәйда болидиған ағриқтин аләмдә бир адәм көз жумиду. Әнди бир жилда – 2,5 миллион адәм вапат болиду. Тамакиниң зиянлиқ тәрәплирини ейтип түгитиш мүмкин әмәстур. Бу тоғрилиқ ейтиливатқан сөзләр адәмләрниң оң қулиғидин кирип, сол қулиғидин чиқип кетип барамду, бәзиләрниң аң-сәвийәсидә «Зиян болса һөкүмәт немә үчүн чиқириветипту. Униң үстигә тамака чекиватқан бирла мән әмәсқу…» дегән пикир мөр басқандәк қелиплишип қалған. Мәйли, униң зиянлиқ йеқини бир чәткә иштирип қояйли, лекин униңға хәшлиниватқан чиқимға көз жумуп қараш мүмкин әмәсқу?!
Бүгүнки күндә елимиздики әң әрзән тамака (BOND) 330 тәңгә туриду. Күнигә бир адәмгә бир қепидин һесаплиғанда, ейиға 9900 тәңгә, жилиға 120 450 тәңгә кетиду. Бу пәқәт әң әрзинини, йәнә келип пәқәт бир қепини һесаплиғанда, әлвәттә. Әнди ахчисиға ечинмай яхшисини таллайдиғанлар, 5 минутта бир күнигә бир әмәс, бир нәччә қап тамакини чекип ташлайдиғанларчу?! Ейиға кетидиған шу 10000 тәңгигә бир қап ун, 5 литр суюқ май, бир айға йәткүдәк чай-туз сетивалғили болидиғанлиғини ойлисаң, ичиң көйүдиғанлиғи сөзсиз.
Тамака ташлаш тәс, лекин бүгүнки заманда пул тепиш униңдинму тәс. Шуни әстин чиқармаслиғимиз әвзәлдур. Пулму сизниңки, саламәтликму сизниңки, әндики таллашму өзиңиздә, оқурмән…

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

УНИҢ ҺАЯТИ ӘМГӘК БИЛӘН ЖУҒИРИЛҒАН

Кеңәш дәвридики өтмүшни әскә алидиған болсақ, түрлүк иш қойнида әмгәк әткән инсанларниң қи…