Басты бет Әр қилы ИНСАНҒА СӘВИРЛИК КЕРӘК

ИНСАНҒА СӘВИРЛИК КЕРӘК

0
1,730

Ачқучсиз қулупниң ясалмиғинидәк, йешими йоқ қийинчилиқ болмайду. Инсан һаятида әйнә шундақ синақлардин савақ елип яшайду. Өмүр атлиқ қамчиниң сепидәк қисқа йолда, иссиқниму, соғниму баштин кәчүриду. Бирдә путлишиду, бирдә адишиду. Һаят мана шуниси билән қизиқ… Қийинчилиқлар бизни төзүмлүк болушқа, келәчәккә ишинишкә, қолда бар бәхитниң қәдригә йетишкә тәрбийиләйду. Ямғурдин кейин һаман күн чиққинидәк, қайғулуқ күнләрниң ахири хошаллиқ билән аяқлишиду. Әң муһими сәвир сақлаш. Өмүрдин үмүт үзмәслик. Түгмидәк қийинчилиқни тағдәк азапқа тәңшәп, йоруқ дуниядин ваз кечиш наданниң иши.  Өз өмрүңгә өз қолуң билән палта чепиштин авал ойлан, бу дунияда һәр қандақ туюқтин чиқидиған йол бар, лекин һаятқа қайта келиш мүмкин әмәс… Қийинчилиқтин қутулушниң йолини өлүмдин әмәс, өмүрдин издә.

 

Бир дәмлик аччиқни дәп, өз өмрүңгә қол селиш әң еғир гуна. Сени тоққуз ай, тоққуз күн қосиғида көтирип, бу йоруқ дунияға елип кәлгән анаң, сениң туғулушиңни тақәтсизлик билән күткән атаң, саңа нанни чайнап жутушни, сөзләшни, меңишни, өмүр сүрүшни үгәтти. Барини саңа атап, чәксиз меһир-муһәббитигә бөләп чоң қилди. Сән үчүн җенини беришкә тәйяр инсанларниң тартқан әҗир-җапалири, сениң келәчигиңдин күткән арзу-арманлири зор. Улар һәр күни Алладин сениң аманлиғиңни сорайду, бәхитлик болушуң үчүн һәр қандақ қийинчилиққа бәрдашлиқ бериду. Гәрчә қийналсиму, сениң йүзүңдин тәбәссүм көрсә, барчә мәшәқәтни унутуп, Яратқанға шүкри ейтиду. Бирақ, сениң кичик бир тосалғуни дәп, һаятқа ләнәт ейтишиң дурусму? Сән үчүн пүткүл өмрини беғишлиған инсанлар, тағдәк тиригиң, йөләнчиң ата-анаң барда өмүрдин үмүт үзгидәк сәвәп барму? Житимлар үчүн «ана», «ата» дәп чақиришниң өзи орунланмас арман. Лекин Алла саңа мана шундақ бәхитни несип қилди, әмәсму?!
Сениң он икки мүчәң сақ. Сән өмрүңдин ваз кечишни ойлисаң, бәзи инсанлар үчүн бу аләмни бир көрүш, бәзиләр үчүн бир еғиз сөз қилиш, меңиш, һәтта шамалниң, суниң ширилдиған авазини аңлашниң өзи чоң бәхит. Амма, көплигән инсанлар үчүн бу мүмкин әмәс… Яратқучи сени мошундақ бәхитлик бир җан қилип яратти. Шундақ болсиму, йәнә һаятиңдин рази әмәсму сән? Ойлан… Қанчә миңлиған инсан ағриғиниң шипасини тапалмай һәләк, лекин сән сақ-саламәт тән-сақлиғиңға миң мәртә шүкри ейтишниң орниға, өзәңгә өлүм тилигиниң дурусму? Көксимиздики муштумдәк жүригимизниң қачанғичә соқидиғанлиғи бир Аллаға аян, шуңа һәр атқан таң һәммимиз үчүн һаятимизни өзгәртишкә йеңи бир башланма, йеңи пурсәт, йеңи бир мүмкинчиликтур.
Бүгүн саңа чоң бир қийинчилиқ елип кәлгән мәсилә, әтики күни кичик бир түгүндәк билиниду. Улуқ Алла инсанға көтирәлмәйдиған азап салмайду. Пәқәт сәвир қил. Һаятиң техи алда. Сени бәхитлик күнләр, парлақ келәчәк күтмәктә. Ишинимәнки, техи талай чоққиларни беқиндурисән, бәрдашлиқ болсаңла, барлиқ иш оңушлуқ аяқлишиду. Унтима, Алла әң сөйүмлүк бәндисигә синақ йоллайду вә қийин йол билән уни әң чоң бәхиткә башлап бариду. Демәк, һазирқи қийинчилиғиңниң кәйнидә, сени чоң бир хошаллиқ күтмәктә дәп бил. Тәкрарлаймән, қийинчилиқтин чиқишниң йолини өлүмдин әмәс, өмүрдин издә…
Мана бу сөзләрни мән суицидқа бармақчи болған яшларға қаритип ейтқан болар едим. Әпсуски, бүгүнки күндә җәмийәттә «суицид» дегән дәһшәтлик дәрт пәйда болғандин бери, он гүлиниң бири ечилмиған талай яшларниң өмри қийилди. Қанчилигән аилиләр қайғудин қан жутуп, көплигән өйләрниң бәхит чириғи сөнди.
Ечинарлиғи, һазир «Өзи өмрини қийипту» дегән шум хәвәрни көп аңлайдиған болдуқ. Һәҗәва, бүгүнки күндә өмүр шунчилик әтиварсиз болуп кетип барамду яки оттәк йенип турған яшларниң үмүт чириғини сөндүрүп, һаяттин ваз кечидиғандәк һаләткә дуч қилған қандақ мәсилә?.. Бу һәққидә ойлап-ойлап, хияллирим чигишләнди. Һәттаки урушниң қийин жиллирида, бир өйдә он-он бәш бала бир күн тоқ, бир күн ач яшисиму өмүр үчүн күрәшкән, әмәсму. Әнди, һазир тоққузи түгәл, баяшат заманда яшаватқан яшларға өмүр сүрүш үчүн йәнә немә йетишмәйдиғанду?.. Шүбһисизки, һәр биримизниң өзимизгә йетәрлик қийинчилиқлиримиз бар. Лекин һаятниң салған синақлирини йеңип, алға интилишниң орниға, парлақ келәчктин баш тартип, қара йәргә көмүлүш туюқлиғидин чиқидиған йол әмәс. Бәлки кәчүрүлмәс гуна, дозаққа башлап барар йол.
Суицид – психологиялик ағриқ. Суицид термини итальян психологи Г.Дэзен 1947-жили илимға киргүзүп, уни «өзини-өзи өлтүрүшкә һәрикәт қилиш» дәп чүшәндүриду. Пүткүл аләмлик саламәтликни сақлаш тәшкилатиниң бәргән мәлуматлириға асаслансақ, дуния йүзидә жил бойи 500 миң адәм өз өмригә қәст қилидекән. Әң жуқарқи суицид көрсәткүчи Германия, Австралия, Швецария, Венгрия, Чехославакия болса, әң төвән көрсәткүч Болгария, Ирландия вә Һиндстанда. Қазақстан 2014-жил бойичә яш өсмүрләр арисида өзини-өзи өлтүрүш дәриҗиси бойичә аләмдә 100 миң адәмгә чаққанда 25,6 яш өлүп, 4-орунға чиққан.
Бала балағәт йешиға йәткән дәвирдә суициаллиқ һәрикитиниң асасий сәвиви – балиниң ата-аниси вә устазлири билән тил тепишалмаслиғиниң ақиветидиндур. Суицидниң әң көп учришидиған дәври 15-24 яш арилиғи екән.
Өмүр қиммәт… Униң баһаси йоқ. У гоя бир әтиргүл кәби. Шундақ гөзәл, хуш пурақ, һеч бир инсан униң ләззитигә тоймаду. Өмүрму қийинчилиқсиз өтмәйду. Әтиргүл тикәнлири билән әтиварлиқ болса, өмүр қийинчилиқлири билән әһмийәтликтур. Хулләс, әгәр бешимизға күн чүшмисә, биз һаятниң қәдир-қиммитини чүшинип йәтмигән болар едуқ.
Мәзкүр мақаләмни жуқуридики шеир қурлири билән тамамлашни тоғра көрдим:

ҚАНАӘТ ҚИЛ

Ата-анаң болса әгәр қешиңда…
Демәк, бәхтиң, таҗу-тәхтиң бешиңда.
Сән қәдригә йәтмәй жүргән чеғиңда,
Бу бир арман орунланмас житимға.
Нәмә сәвәп, шунчә дәрду-йешиңға?!

Күрмиң кийимиң болсиму гәр үстиңдә,
«Кийәрим йоқ» дәп кайийсән һәр күндә.
Кәмбәғәлләр тохсән ямап кийгәнгә…
Шүкри ейтип, рази болуп жүргәндә,
Наләң барму йәнә ейтар һей, бәндә?!

Дәстиханда турсиму һә, ақ нениң,
Қуруқ нанму, бу мән үчүн аз дедиң.
Тиләмчиләр йәрдин тәрсә угиғин…
Сән пүтүнни көзүңгиму илмидиң.
Азму саңа тоқчилиқта жүргиниң?..

Баш панаң бар, қалғиниң йоқ талада,
Шундақ туруп рәхмитиң йоқ Аллаға.
Кәң һойлиму таркән көңли гадайға,
Мусапир боп яшимақта талайлар,
Тоймаслиқтин кор боп қалма авайла…

«Машинам йоқ» дәп зарланма өмрүңгә,
Йәр басқидәк мағдир болса тениңдә.
Көзүң билән йоруқ дуния көргәндә,
Чәт әлләрни көрмидим дәп ғәшләнмә.
Әң чоң байлиқ тән-сақлиғиң бар сәндә.

Мал-дунияни байлиқкән дәп ойлима,
Бейип қалсаң, коз-коз қилип тойлима.
Қанаәт қил, қолуңдики бариңға,
Билмәйсәнғу, нә синақ бар алдиңда.
Һәтта суниң сориғи бар алдирима…

Қисилмиғин, тар болсиму өйүңдин,
Җул-җул кийим кийгән яки түрүңдин.
«Бисмилла» дәп йегин рисқа-нениңдин.
Ата-анаң айрилмиғай йениңдин…
Бәхитлик җан йоқтур шунда сениңдин.

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

УНИҢ ҺАЯТИ ӘМГӘК БИЛӘН ЖУҒИРИЛҒАН

Кеңәш дәвридики өтмүшни әскә алидиған болсақ, түрлүк иш қойнида әмгәк әткән инсанларниң қи…