Басты бет Әр қилы ҖОДИЛАНҒАН ӨЙ (Һекайә)

ҖОДИЛАНҒАН ӨЙ (Һекайә)

0
1,199

…Дилбәр йәңгәм сетивалған өйиниң тарлиғидин, «қериндашлириң написәтлик қилди», дәп йәнә башқиму дитқа сиғмайдиған гәпләрни оттуриға қоюп, ғайиванә налип, Абдирим акамниң бешини ағритип, женини йәп болған еди…

Абдирим акам көп қәвәтлик өйгә көчүп кәлгәндин буян арамини йоқатқан. У һәр күни иштин һерип келиду. Кечиси арам елиш үчүн йетип, көзи уйқиға кетиши билән аллиқандақ балиниң жиғисидин чөчүп оханди. Бу аваз қулақлириниң йенида шундақ җараңлаттики, униңға пәрва қилмай ухлашниң һеч имкани йоқ еди. Шунчилик һарғинлик болаттики, күн бойи уйқиси келип, аяқлирида зорға туратти. Алдинқи икки күн «Бу аваз хошниларниң өйидин аңлиниватиду!» дәп улардин өзичә хапа болуп, терикип жүрди. Амма арилирини бир там тосап турған хошниниң кичик балисиниң йоқлуғини билип, һәйран болди. Хотуни Дилбәр болса һәр күни йерим кечидә Абдиримниң ноқуп, охитишидин тойди.
– Сизгә қанчә рәт ейтимән, маңа һеч нәрсә аңланмайду. Әтә дохтурға берип, қулиғиңизни тәкшүритип көрүң. Әйнә, чоң апам нәччә күн «Немә шунчә шиңилдайду, өй үстидин су еқиватамду?» дәп жүргән еди. Қулиғини тәкшүрисә, чүмүлә кирип, чиқалмайватқан екән. Қулақниң ичидә чүмүлиниң авазиму дунияни һәләйкүмгә салидекән!- дәтти Дилбәр Абдиримдин рәнҗигинини йошурмай.
Абдиримни болса бу сирлиқ жиға ухлатматти, барғансири күчлигирәк азапқа салатти. У бу тепишмаққа җавап тепиш үчүн ахири хошнисидин бу һәққидә сориди:
– Биләлмидим, бу әтрапта яш балилиқ аилә йоқ. Бирлириниң қериндашлири келип, шундақ болмиса, – деди хошниси.
Униң бу сөзидин кейин Абдиримниң көңли хиҗил болди вә:
– Биздин бурун бу өйдә ким яшиған? Қандақ аилә еди? – дәп сориди.
– Бовай-момай яшатти, – деди хошниси униң соалидин йәнә һәҗәплинип. – Уларниң икки қизидин башқа һеч ким йоқ еди. Шуниң үчүн қерилар аләмдин өткәч, қизлар өйни сетип, пулини бөлүшүп алған. Улардин өйни алған адәм бу йәргә келип яшимиди. Елип-сатар адәмму, алдидә, дәрру силәргә сетивәтти. Умумән бовай-момайдин кейин бу өйдә адәм яшимиди.
– Һә, демәк…
Абдирим «Қериларниң әрваһи шундақ аваз чиқириватмиғанду?» дәветишкә азла қалди. Амма вақтида тилини чишлиди вә тили калвалишип:
– Демәк, бовай-момайниң өйи екәндә? – деди.
– Шундақ, Худа рәхмәт қилғурлар әҗайип, биригә зийини тәгмәйдиған мөмүн адәмләр еди. Авал момай, кейин бовай һаяттин өтти. Уларға нәврилири, қизлири новәт билән келип, қаришип туратти.
Абдирим һәр күни бу сирлиқ авазниң қәйәрдин чиқиватқанлиғини биләлмәй, диққәтчан болуп қалди. Амма түн йеримдин алқиған болсиму, балиниң жиғисидин сада йоқ еди. Жиғлаңғу бала бүгүн нәләргиду ғайип болған еди. Абдирим «Бирәр меһманниң балиси болса, кәткәндур», дегән ой билән уйқиға кәткән еди. Амма көп вақит өтмәй, бала шундақ чиқирап жиғлидики, Абдиримниң әс-һоши көккә учқан еди. У тәшвишлинип, әтрапқа бақти. Кейин өзини тохтитип, түн сүкүтигә қулақ салди. Бала бирдин җим болуп қалған еди. Абдирим әләм билән йәргә түкүрүп, бешини йотқанға пүркәп ятти. Шу мәзгилдә жиға жирақтин, интайин зәйиптә аңлинишқа башлиди. Бәрдашлиғи тамамән түгигән Абдирим датлиған бойи орнидин сәкрәп турди. Униң вақириғинидин хотуниму чөчүп оханди.
– Әтидин қалмай дохтурға бериң. Нерв дохтуриғиму, психиатрғиму, қисқиси, өзиңизни тәкшүритип көрүң!
– Немә, мени сараң дәп ойлаватамсән?
– Һеч кимгә аңланмиған аваз сизни ухлатмиса, дохтурға бармай немә қилиш керәк?
Бу сөзләрдин кейин Дилбәр йәнә уйқиға кәтти. Абдирим болса ятақ билән ашхана оттурисида у яқ-бу яққа меңип, вақитни өткүзди. Таң етиши билән дава издәп атисиниң өйигә жүгәрди. Дәрвазидин кириши билән анисиға дуч кәлди. Аниси униң уйқисизлиқтин көзлири қизирип кәткәнлигини көрүши билән:
– Саңа немә болди, Абдирим? – деди.
Абдирим анисиға болған вақиәләрни тәпсилий сөзләп бәрди. Бу гәпләр арисида өйниң алдинқи егилири бовай-момайниң қийнилип яшиғанлиғи, қизлири атисидин мирас мүлүкни сетип, пулини бөлүшүп алғанлириғичә ейтип бәрди.
– Болди, – Гүлсүм ана оғлиниң гәплиридин дәрру хуласә чиқарди. – Бовай-момай қизлиридин нарази болған. Уларниң әрваһи халимайду, оғлум. Бүгүн ишқа барвәргин! Бирәр молла тепип, өйүңгә елип баримән. Әгәр керәк болуп қалсаң, телефон қилимән.
Абдирим өйдә қалди. Аниси болса шәһәрдә даңлиқ болған рәмчиниң һозуриға маңди… Хәвәрдин вақип болған рәмчигә бу һаләт немишкиду тонуштәк көрүнди. Амма көңлидики шүбһисини сәздүрүп қоймаслиқ үчүн:
– Мән шу өйниму, у йәрдә яшайдиған балилириңизниму көрүшим керәк. Мән барғанда һәммиси өйдә болсун, – деди.
Улар Абдиримниң өйигә кәлгәндә пүтүн аилә жәм болуп туратти. Һәтта Абдиримниң мәктәптә оқуйдиған оғлини мәктәпкә әвәтмигән еди. Рәмчи хотун Дилбәрни көрүши билән әзайи өзгәргәндәк болди. Гүлсүм ана «палчи зати бәзи бирлирини халимайду. Келинимниңму бирәр һәрикити малал кәлтүргәнду», дәп ойлиди. Шуниңдин кейин рәмчи икки бөлмилик өйни түтүнгә толтирип ташлиди. У немиләрнидур көйдүрүп, дуга оқуп, дәм салатти. Ахири:
– Болди, әнди әрваһлар силәрни әнсизликкә салмайду, – дәп Дилбәргә мәналиқ қарап қойди.
– Вай, раслима? – деди Дилбәр немишкиду көңли толмиғандәк.
– Һә, рас, өргүләй. Хусусән, сиз хаватир болмаң. Ериңиз әнди йерим кечидә қорқуп оханмайду, – деди рәмчи.
Шу күни кәчкичә Гүлсүм ана иримларни толуқ бәҗирип, өзиму оғлиниң өйидә түнәп қалди. Абдиримниң көңли имин тепип, ятаққа кирди. Уни уйқа бесиши билән йәнә там арилиридин шу аччиқ чиқириған аваз аңлинишқа башлиди. Абдирим йәнә вақирап оханди. Әнди бу әрваһлардин қорқмайдиғандәк авазини баринчә көтирип сөкүнди. Дилбәр болса қорққинидин, орун-көрписини көтирип, балилириниң бөлмисигә чиқип кәтти. Уни көргән Гүлсүм ана:
– Һә, немә болди, балам?- деди.
Дилбәр әлимини қейинанисидин алмақчи болғандәк:
– Көрмәмсиз, оғлуңиз йәнә шу бовақни бәзләлмәй жүриду. Товва қилдим, худди баһанә кесәлгә охшайду. Апа, көңлүңизгә алмаң, лекин оғлуңизни палчиға әмәс, дохтурларға көрситиш керәк. Нервтин буниң һәммиси, апа, нервтин, – деди.
– Вай, бу немә дегиниңиз, келин?! Сиз шундақ десиңиз, башқилар немә демәйду? Адәм өз ери һәққидә шундақ ойға барамду?
– Андақта өзиңиз ейтиңа, булар әрваһ болса яки шуниңға охшаш бир балалар болса, пәқәт оғлуңизға чаплишаттиму? Йә маңа, йә нәврилириңизгә аңланмайду?
Гүлсүм ана оғлиниң алдиға киргәндә, у бөлмисидә бешини тутқан һалда олтиратти. Гүлсүмхан ана униңға бир аз босуғида қарап турдидә:
– Абдирим, немә болдуң?- деди.
Абдирим бешини көтирип:
– Сизниму аваригәрчиликкә салдимму немә? Хаватир болмаң, мән яхши. Келиниңизни билисизғу, һәр немә дәп валақлавериду, – деди.
Әтиси гүлсүмхан ана йәнә шу рәмчиниң өйигә барди. У Гүлсүмхан анини дәрваза босуғисидин қайтуруп:
– Оғлуңизға яшаватқан өйидин уни совутуш үчүн қилинған һәрикәт. Кетиң, әнди бу йәргә кәлмәң, – дәп қоғлавәтти. Гүлсүм ана техиму мискинләшти. Оғли һәқиқәтәнму қандақтур инис-җинисларға йолуқуп қалғиниға шүбһә кәлтүрмиди. «Әгәр, – дәп ойлиди у. – Келин дегәндәк дохтурлуқ кесәл болса, рәмчи маңа мундақ демәтти».
Гүлсүм ана шу кәби хияллар билән башқа бир рәмчиниң өйигә йол алди. Уму авал өйгә келип көрүш керәклигини, андин бирәр сөз ейтиши мүмкинлигини билдүрди. Ана уни өзигә көндүрүп, өзи билән елип кәлди. Рәмчи Абдиримниң өйигә келиши билән Дилбәргә узақ тикилип қалди. Кейин бөлмиләрни бир-бирләп көздин кәчүрүп:
– Оғлуңизниң қанчә пәрзәнди бар?- деди.
– Үч. Икки оғул, бир қиз, – деди Гүлсүм ана «Буниң немә алақиси бар?», дегән хаватир билән.
– Өзиңиз йолда келиветип, кәнҗә оғлум билән яшаймән, дедиңиз. Униң қанчә пәрзәнди бар?
– Униң бир оғул вә қизи бар! – техиму һәҗәплинип ейтти Гүлсүм ана.
– Һә-ә, – салмақлиқ билән давам қилди рәмчи. – Чоң оғлуңизға зулум көрситипсиздә. Униң икки оғли бар екән, әң болмиғанда үч ханилиқ өй елип бәрсиңиз болмамду?
– Абдиримниң өзи мошуни халиди. Силәр қийнилип жүрмәңлар, дәп, – деди Гүлсүм ана, әнди бу шунчилик ғевәт параңлар екәнлигигә ишинип.
– Һәммиңларниң алдида очуқ ейтимән, – деди палчи Дилбәргә бир мәналиқ қарап. – Оғлуңизға җода қилинған. Ким, немә үчүн, дәп соримаң, ейтимән. Мениң вәзипәм мүшкүлүңизни йениклитиш, адәмләрни дүшмән қилиш әмәс.
Шуниңдин кейин рәмчи чүшкичә ирим-сиримларни қилди. «Қилинған дугани йоқ қилдим», дәп вәдә бәрди вә:
– Сизгә бир мәслиһитим, – дәп Гүлсүм аниға қариди. – Қачан мүмкинчилигиңиз болса, бу өйни сетип, оғлуңизға йоғанирақ өй елип бериң. Йәнә жиғлаңғу әрваһлар йәнә қозғилип жүрмисун…
Рәмчиниң бу сөзи Дилбәргә қаритип ейтилғандәк болди. Буниңдин у нә қолай әһвалға чүшүп, чайни баһанә қилдидә, ашханиға чиқип кәтти…

Худавәди
МӘҢСҮРОВ

  • Ялғузниң яри…

    (Яки атиниң ағриған қәлби) (һекайә) У күн бойи, ай бойи, жил бойи ялғуз болуватқинини жүри…
  • Хәсийәткә толған мунбәт макан

    ЙЕҚИНДА ТАЛДИҚОРҒАНДА «ХӘСИЙӘТЛИК ҚАЗАҚСТАН» ҖУМҺУРИЙӘТЛИК ИЛМИЙ-ТӘТҚИҚАТ МӘРКИЗИНИҢ УЮШТУ…
  • ЙЕҢИ САНАӘТ – ДӘВИР ТӘЛИВИ

        Қазақстан дуниядики һәр хил синақларға тақабил туруп, сүръәт билән ихтисадий тәрәққият…

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

УНИҢ ҺАЯТИ ӘМГӘК БИЛӘН ЖУҒИРИЛҒАН

Кеңәш дәвридики өтмүшни әскә алидиған болсақ, түрлүк иш қойнида әмгәк әткән инсанларниң қи…