Басты бет Әр қилы АНИЛАРҒА БЕРӘҺИМЛИК ЯРАШМАС…

АНИЛАРҒА БЕРӘҺИМЛИК ЯРАШМАС…

0
1,943

Адәм һаятқа келип, бәлгүлүк зиминда олтурақлишип өмүр көрүп, жут бәна қилишиду. Бир-биригә арилишип, меһриванлиқ туйғуларни ойғитишиду. Һаятлиқниң қисмити билән хислитини, хошаллиғи билән қайғусини биллә тартишип өмүрдин өтүшиду.

Әл бирләшкән маканда той-тамашә, өлүм-житим, нәзирә-чирақ кәби вақиәләр садир болуп, һәммини бир җайға топлайду. Һәр бир вақиә-һадисиниң өз алдиға қаидә-рәсими болиду. Мана шу әҗдатлиримиз мирас қилған вәсийәтләрни әмәлдә тоғра пайдиланмай, алаһидә көрүнүштә болуп туридиған, йәни дилимизни азаплайдиған җәриянларни көрүп бәрдашлиқ берәлмәй қалисиз. Көпирәк мундақ ишларға сәвәпчи болуватқан яшанғанларниң бәзи иш-һәрикәтлирини көрдим. Мән бу мақаләмни йеқинда «Қарадала тынысы – Қарадала нәпәси» гезитида бесилған Худавәди Мәңсүровниң «Маңа пакет бәргин» сәрләвһәлик мақалисидин әр кишиләргә ярашмайдиған, налайиқ вақиәләрни оқуғандин кейин, шундақ әхлақтики қисмән аниларниңму орунсиз иш-һәрикитини көрүп вә әпсуслинип, улар һәққидә йезип, көпчилик билән пикирлишишни нийәт қилдим.
Йеқинда кочимиздики бир аилиниң чаңғириғи чайқилип, паҗиәлик вақиә болди. Урпи-адәткә маслаштуруп, аилә әзалири мәрһумниң йәттисини (нәзирини) бәрди. Нәзирдә төрдә олтарған кочимизниң әң чоң ақ башлиқ момийи Сархан ана (исми өзгәртилгән) өзиниң өйдин алаһидә елип кәлгән пакетини янчуғидин чиқардидә, техи ечилмиған дәстиханниң бир тәрипидики назу-немәт, саңзиларни селиветип: «Өйгә барғанда нәврилирим қолумға қарайду әмәсму» дәп җозидикиләрни жиғиштуруши һәмминиң ғиҗиғини кәлтүрди. Шуниси ениқки, бу аниниң нәврилири аллиқачан вайиға йәткән, чоң болуп кәткән…
Мошу нәзирниң немә үчүн бериливатқинини, йәни қирчиндәк икки наресидиниң йол һалакитигә учрап, гүлдәк һаятиниң ғунчиси ечилмай тозаң болуватқинини, өйдики ата-анисиниң қан жиғлап видалишиватқинини, бир өйдин, бир мәзгилдә икки мурдиниң чиқириливатқинини немишкә билмәйду, мошу анам? Яки мундақ инсанлар шундақ нәзирә-чирақниң көпләп болушини тақәтсиз күтүшкә адәтләнгәнму?! Мундақ атилар билән анилардин қандақму миллий дәстүрни, болмиса инсаний хисләтни сезинидиған әвлатни күтүшкә болиду?! Бу тоғрилиқ гезит бәтлиридә қанчиму йезиливатиду. Мениң ейтмақчи болғиним, мундақ әһвалдики мусибәтлик дәмләрдә қолиға-қол, путиға-пут болуп, қайғусиға һисдашлиқ билдүрүп, сәвирликкә үндәшниң орниға, худди булаңчилардәк җозидики немәтләргә «һуҗум» ясиғинимиз әдәптин яки адимийлик инсаптин болмиса керәк… Немишкә мошундақ әһвалларни рояпқа чиқириватқан «мәмәданә» аниларға, өз ғеминиң койида жүргән момиларға, миллий әдәп-әхлақтин мәһрум жүргән қериндашларға пәнди-несиһәтләр йетишмәйду?!Әлвәттә, бу җәриянлардин миллитимизниң җан көйәрлири вақип болуп жиғинларда, җамаәтлик сорунларда, һәтта гезит бәтлиридә урпи-адәт, меһир-шәпқәт вә дәстүрлиримизни мәдһийиләп йезип, мәйданға чиққанлар барчилиқ.
Һәр қандақ сорунда, җамаәтлик орунларда — бир сөз билән ейтқанда, һәр қандақ вәзийәттә тәқвадар, мәмәданә, меһир-шәпқәтсиз момилар билән анилар көпийип, миллий дәстүрлиримизгә намунасип «еқидиләрни» мәйданға кәлтүрүп, дилимизға сиғмайдиған әнъәниләрни яшлиримизға үгитип, қелиплаштуриватқандәк. Шу биз ишәш билдүрүп сайлиған жигитбашлиримиз билән ханим-қизлиримиз қәдрийәтлиримизгә налайиқ ишларни қиливатқан жуқуридики әһвалдики «бечарә» болувалған аниларға тик туруп, әймәнмәй, үзигә бесип ейтмиса, дилимиз йорумай, шу әлпазда күнүмиз өтүвериду. Рәһбәрликкә сайланған ханим-қизлиримиз һеч иккиләнмәй, миллий дәстүрләрни риваҗландуруш үчүн хизмәт қилип, жуқарқи әхлақсиз һәрикәтләрдин қутулушниң чарилирини ясап, рәткә кәлтүрүшлири мәхсәткә мувапиқтур, қериндашлар! Бу пикримгә сиз немә дәйсиз, оқурмән?

Аблимит МӘРДАНОВ
ЧОНҖА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

УНИҢ ҺАЯТИ ӘМГӘК БИЛӘН ЖУҒИРИЛҒАН

Кеңәш дәвридики өтмүшни әскә алидиған болсақ, түрлүк иш қойнида әмгәк әткән инсанларниң қи…