ХХІ әсир – жирақни йеқин, шундақла, йеқинни жирақ қилидиған дәвир дәп ейтқан болар едим. Заманивий технологияләрниң ярдими билән алақә бағлашниң оңайға чүшкини хуш қилса, иккинчи бир тәрәптин бу мунисивәт инсанларниң арисини жирақлаштурди, йүзму-йүз көрүшүп, көзму-көз сөзлишиш азайди…
«Ватцап», «ВК», «Инстаграм», «Фейсбук» қатарлиқ тор бәтлири һәммимизни өзигә жипсиз бағлиди. Худди бизни бири мәҗбурлаватқандәк, күндики әһвалимиз, йегән-ичкинимиз, кийгән кийимимиз, олтарған-турғинимиз, қисқиси, һәр басқан қәдимимизни интернетқа киргүзүп һесап беридиған һаләткә йәттуқ. Бирақ бу немә үчүн яки ким үчүн?! Сүрәткә чүшүп, дәрру интернетқа киргүзүп қоюп, башқиларниң «лайк» бесишини, бәзән бир совап жиғиватқан адәмдәк күтүп, көк экранға тәлмүрүп олтирип, вақит өткүзимиз. Яхши пикир язғанларға рәхмәтни яғдуруп, төвән баһа бәргәнләрниң бир сөзигә он сөз қайтуруп йезип, сотлишимиз. Бир сүрәткә бола, ейтидиған гәп тола… Он бармақ бирдәк әмәс, һәммигә бирдәк күйә яқмақчи әмәсмән. Хулләс, адәмләргә әмәс, Алланиң алдида һесап беридиған күнниңму йетип келидиғанлиғини унтимиғинимиз әвзәлдур.
Дәрһәқиқәт, һазир интернетта олтармайдиғанлар камдин-кам болса керәк. Йәттә яштин йәтмиш яшниң һәммиси заман тәрәққиятиға илишип үлгәрди. Тән алимән, мәнму сүрәткә чүшимән, интернет хизмитидин пайдилинимән, күндә болмисиму, арилап-арилап һаятимдики әстин чиқмас дәқиқиләрниң ялдамиси ретидә бәзи бир рәсимлиримни интернетқа киргүзүп туримән. Бирақ, «лайк» жиғип, пикир-талаш һасил қилиш үчүн әмәс, әлвәттә. Пәқәт шу сүрәтләрдики тәсиратимни мениңдин жирақта жүргән интернеттики достлирим билән бөлүшимән. Йошурушниң һаҗити йоқ, өзәмму янтелефонимни қолумға алғинимда, вақитниң қандақ тез өтүп кәткәнлигини туймай қалимән.
«ВКонтакте»да олтиридиғанлар яхши билиду, онлайн болушиңға ян-яқтин «Өтүнүп қалай, мениң сүритимгә аваз бериңа…» дегән илтимас хәтләр бириниң кәйнидин бири тохтимай келиду. Қачанла кирмәң, «ВК»дики топларда фото мусабиқә уюштурулуп, бәлгүләнгән вақитниң ичидә әң көп аваз жиққан сүрәт ениқлиниду. Топни қурғучи «адәм» бу мусабиқидә йәңгән адәмниң сүритигә паланчи «лайк» жиғилидиғанлиғини ейтиду. «Лайк» кесилигә дучар болған яшлар, вақит ахирлашқичә интернеттики тонуш-натонуш адәмләрниң барлиғиға мошундақ хәтләрни йезип, аваз беришини өтүнүп сораш билән болиду. Қопал тилда ейтсам, уларниң тиләмчиләрдин немә пәрқи бар?! Кочилардики тиләмчиләрниң нан сориғини бир чәттә қалсун, «лайк» сорайдиған заманму йетип келәр дәп ким ойлиған дәйсиз?.. Шундақ қилип, сорап елинған аваз беришләр аяқлишип, топ әзалири йәңгән адәмниң сүритигә халисиму, халимисиму «лайк» басиду. Қаримаққа, бекарчиниң қилиғидәк билингән билән, һазир «лайкхумар» қиз-жигитләрниң вақти шундақ өтиду.
Қизлар мәйли, амма қизлардәк сүзүлүп, ишт-мөшүкниң қулақ-бурнини қоюп сүрәткә чүшиш жигитликкә яришидиған, оғул балиға хас қилиқму? Артуқ кәтсәм оқурмәнләрдин кәчүрүм сораймән, бирақ мана шундақ оғул балиларни Садир Палван, Ғени Батур, Лутпулла Мүтәллиптәк ғурурлуқ әзимәтлиримизниң әвлади дәп ейтишқа әрзәмду?! Йеқинда, бир тонуш бала «Сүритимгә аваз бериңа…» дәп хәт йезипту. Өзи чүшинидиғанду дәп, җавап қайтурмиведим, қайта-қайта йезип зитимға тәгди. Мошу әһвал, ушбу мақаләмни йезишимниң сәвәпчиси болди. «Келиним саңа ейтай, қизим сән тиңша», демәкчи бәзи бир «Лайк» сорайдиған интернеттики достлиримға гезит арқилиқ җавап йезишни тоғра көрдим.
«Ватцап», «Вк», «Инстаграм», «Фейсбук»ниң күндилик һаятта ярдими зор. Буниңға көз жуммаймән. Ейтмақчи болған оюм, шәхсий һаятимизни, һәр бир иш-һәрикитимизни аләмгә җар селишниң яки бирәсиниң өмрини бир парчә сүритигә қарап мулаһизә қилишниң нә һаҗити бар?! Шу қиммәтлик вақтимизни әтимиз үчүн керәк болған яхши бир ишқа ишләтсәқчу кашки… Бу дунияда интернетниң қули болуп, «лайк» жиғип өтәрмиз, лекин у дунияниң таразисиға салғанда, паланчи миңға йәткән «лайк»лардинму қилчилик пайда йоқ. Интернетта ялвуруп, өтүнүп жүрүп «лайк» сориғичә, һаятта соваплиқ иш қилип Алладин җәннәт сорисақмамду?!
Сүритидики «лайк»ни аброй санайдиғанларға ейтарим, һаяттиму шу «лайк»қа лайиқ болуң!
Сабирәм
ӘНВӘРОВА