Мән хошнилирим билән йеқинда шипаханидин чиққан Айлихан һәдәмни йоқлап кирдим. У айиғини аяп бесип, һойла-арамни бесиқтуриватқан екән. Киришимизгила маңа алаһидә қарап, әпти-бәширисини бирдин өзгәртти. Униң бу көрүнүшиниң сәвәвини мән яхши билимән. Униң бирәр адәмдин дили яки көңли қалса, балағәткә толмиған балиларниң қилиғини қилип домсийивалидиған хошнам, бу дөрән мени соғла қарши алди. Мән һеч немә болмиғандәк, елип киргән «соғамни» дәстихан үстигә қойдум.
– Бу әкиргиниң немә?
– Хошнидарлиқ иззитим.
– Немә қилған иззәт?
– Қанчә жил хошна болуп яшаватимиз. Бирәр қетимму «сән-пәнгә» кәлмәй инақ-иҗил туруп келимиз. Бу новәт биздин убданла бир нәрсә өтүп кәткән охшайду. Рәнҗишни билмәй, кәчүргиниңизгә рәхмитимни ейтип кирдим, – дедим, бир қизирип, бирдә дудуқлап Айлихан һәдәмни бағримға бесип.
– Һой, һаясиз хошна, силәрни техи һеч ким кәчүргини йоқ. Иззәт-икрамлиқ хошнидарчилиқ һаятимиз әнди башлиниду… Шүкүр дегин, һелима әву қаңғиған иштиңға мениң дучар болғинимни қаримамсә. Әгәр мениң орнумда Әквәр акамниң төрт яшлиқ нәвриси болса, шунда көридиғиниңлар бар еди. Һәр нәрсини чишләп үгәнгән ишт, һеч қачан адитини ташлимайду. Иштиңниң көрүнүши худди ширдәк сүрлүк. Пәхәс болмисаң, сени чишләвелип, ағзида талқан ясайду. Униңдин қутулуш мүмкин әмәс, – дәп өкчәйлик қилип, кәскин өз ойини вайсап йәткүзди Айлихан һәдәм.
– Оғлум бу есил нәсиллик иштни қиммәт баһаға шәһәрдин сетип әкәлгән. Келәчәктә буниң күчүклирини убдан баһаға сетип, дарамәт қилмақчи. Белканиң көрүнүши сүрлүк болған билән интайин меһриван. Биләмсиз, у техи күчүк. Мону келишмәсликни қараң, сизма шу күни бизниң һойлиға кирипсиз. Бәхиткә қарши, күндә бағлақлиқ туридиған күчүк, йешилип кетипту. Һойла-арамни күзәт қилиш һәр қандақ иштниң қенида бар әмәсму. Белкаму шу принципқа әмәл қилип, бизниң өйгә «оғри» кирди дәп етилған болса керәк. Күчүк болғанлиқтин епи йоқ екән. Болмиса нәсиллик иштлар чишлигән йерини оңайлиқчә қоюп бәрмәй, олҗисини һалсизландуруп, өлүшини күтиду.
Айлихан һәдәмниң путидин бу күчүк чишләвапту. Һәқиқәтән, униң чишлириниң изи хелә патқан. Қеришқандәк, әшу күни Белка қойилип кетип, күндә бағлақлиқ болғини үчүн зерикип кәткән болса керәк, һойлида у яқ-бу яққа жүгрәп жүргән екән. Өйдики һәммимиз түркниң «Султан Сулайман» киносиға берилип кетиптимиз. Айлихан һәдәм кәчлик тамиғини ичип болуп, бир аз мениң билән муңдашқини кириптекән. Шу чағда һойлиға ят кишиниң киргәнлигини көргән күчүк, өз маканини муһапизәт қилмақчи болуп униңға етилипту. Вар-җурдин кейин барлиғимиз сиртқа етилип чиқтуқ. Айлихан һәдәм билән күчүгимизниң шу күндики әлпазиси техичә көз алдимда. Улар худди бир-бири билән җәң мәйданида күришиватқан палванларға охшатти. Арилиқта һәммимиз етилип берип, Белканиң ағзидин Айлихан һәдәмни бошитивалдуқ. Дәрру «Тез ярдәм – 103» машинисиға хәвәр берип, шипаханиға ятқузуп қойдуқ.
Хошнам он күн шипаханида даваланди. Шу он күндә, күнигә икки-үч рәт һалини сорап, йоқлап турдум. Айлихан һәдәмниң рәнҗип жүргәнлигини көргән оғлум, бу арман қилип алған қиммәт баһалиқ нәсиллик иштидин айрилип қелиштин қорқти. У хошәмәтлик қилип Айлихан һәдәмгә: «Чапсанирақ сақийип, аман-есән өйүңизгә келиң…», – дәп һаҗәтлик «соғиларниму» берип турдуқ. Шу соғилиримиздин кейин Айлихан һәдәм бир аз аччиғидин қайтқандәк болди.
Амма Айлихан һәдәм Белка билән болған «җеңини» техи тохтатмиған екән. Оғлум шәһәрдин иштларниң түрлүк ағриқлириға ишлитидиған дора-дәрмәкләрниң һәммисини әкәлгинигә қаримай, Һәдимиз һаҗәтлик орунларға шикайәт қилишни башлиған екән. У шикайәтләргә бағлиқ келиватқан адәмләрниң айиғи үзүлмәйдиған болди. Айлихан йәңгимизниң рәнҗиши шунчиликки, һәр қандақ муқумлуқ ишларға мениңсиз кетиду, барған йеридә, бәәйни мени биринчи рәт көрүватқан мисали, чәкчийип қарап, теләтини пүрүштүрүп, башқа яққа қаравалидиған қилиқларниму чиқарди.
Бир жилға йеқин созулған бу мәнтиқисиз, үнсиз күрәш нәтиҗиси Айлихан һәдәмниң пайдисиға йешилди. Оғлум арзу билән беқиватқан Белкани, шәһәрдики йеқин ағинилириниң биригә апириветип, теч болди. Сәвәви, күндә келидиған назарәт-тәкшүрүшләрдин, Айлихан һәдәмниң түрлүк қарғишлиридин вә мүҗәзидин толиму зерикип кәткән едуқ.
Шу җәрияндин кейин кочида жүргән егисиз ишларни көрдим. Улар йенимдин һавшуп өткәндә, һаяҗанлинип, худди тирик һәйкәл боп қетип қалимән. Айлихан һәдәмниң Белка күчүгимизни шәһәргә «палиғузиветиштә» көрсәткән «иштлиқлириниң» бекар болмиғиниға кейин көзүм йәтти.
Һә, «ишт вападар…» дәйдекәнмиз, қандақла болмисун, иштларму заман еқимиға қарап рәң түзәп, өзгириватқандәк. Һәтта бәзи бир ишт мүҗәзсимақлар ғалҗирлишип кетиватқандәк. Айлихан һәдәмниң бир гепи ядимға кәлди: «Әгәр иштиң ғалҗирлишиватқан болса, һеч йәргә қошмай, өйдә бағлап бақмамсиләр»,-дегини. Һәқиқәттә, бәзи бирлири иштлирини әттәйләп, пулға тикип, ғалҗир қилип тәрбийиләйдекән. Бәзилири болса, «Иштим ғалҗир болса, өйгә оғри кирмәйду», дәп ойлап, һайванниң мүҗәзини бузидекән…
Һә, биз адәмләр беваситә болған һайванларниң касапитидин адавәт сақлап, жиртқучлар қатаридин көрүнүп жүрмәй, хошнидарлиқ вә адимийлик хислитимизгә мувапиқ иш тутқанға немә йәтсун. Һәммимиз бу дунияға бир дәқиқә меһман екәнмизғу!..
Худавәди
МӘҢСҮРОВ