Жил мәзгиллириниң ичидики әң сехи, бәрикәтлик мәзгил у – күз. Ана тәбиәт рәңму-рәң йопурмақларға пүркинип, етизларда сериқ буғдай йәлпүнүп, түрлүк-түмән мевиләр мәй болуп йетилип, һәммә қишниң тәрәддутиға көчүп, иш раса қизийдиған пәйт. Болупму, бу пәсилниң йеза хәлқи үчүн орни алаһидә. Етиз чапқан дехан, бағ пәрвиш қилған бағвән, көчүп-қонуп мал баққан малчиму күздә әмгигиниң йемишини йәйду. Хәлқимиз күзлүк оқәт аяқлашқандин кейин қурал-сайманлирини бир йәргә җәмләп, баш қошуп, ишниң ахирлашқанлиғини тойлиған. Буни «Саман той» дәп атиған. Саман той – молчилиқ, тоқчилиқниң, өмлүк-бирликниң ипадиси болған. Бирақ немишкиду, әҗдатлиримизниң қениға сиңгән шу дәстүримиз жиллар өткәнсири кона заманниң қучиғида қелип, аста-аста унтилип кетип барғандәк…
Ават йезилиқ аяллар кеңишиниң рәиси болуп сайланғиниға техи бир нәччә күнниң йүзи болған Зорәм Саттарова ишқа җиддий киришип, жут ичини һәқиқий тойға айландуривәтти. Ават йезисидила әмәс, наһийә бойичә дәсләп мошундақ иш-чарини уюштуруп, хәлиқниң көңлидин чиқти. Мәктәпләрдә «Алтун күз» көрүгиниң һәр жили болуп туридиғанлиғини яхши билимиз, лекин жут көләмидә, кочиларниң мусабиқигә чүшүп тойлиши биринчи қетим. Мәйрәмлик кәйпиятта риясәтчиләр Ғалия Нақысбекова, Рано Розахунова иш-чарини елип маңди. Ават йезисиниң бүгүнки нәпәсигә қисқичә тохтилип, сөзни йезилиқ округ һакими Равиль Анадуллаевқа тапшурди. Сөз алған йеза һакими бүгүнкидәк чарини уюштурғучи Зорәм Саттароваға миннәтдарлиғини йәткүзүп, буниңдин кейинму йезида мошундақ иш-чариләрниң изчил давамлишишиға тиләкдашлиқ билдүрди. Мошундақ изгү инкасларни йеза имами Иминҗан Розибақиев, жигитбеши Абдусатар Зайнидинов, йезилиқ ақсақаллар кеңишиниң рәиси Исмайил Ақмоллаевларму тилға алди. Кейин йеза турғунлири коча бойича нахша ейтип, уссул ойнап, бар һүнәрлирини көрситип мусабиқигә чүшти.
Атап йетиш керәкки, жутниң аброй-инавәтлик, һәр хил саһада үнүмлүк хизмәт қилидиған турғунлири Майнурәм Сонурова, Абдусатар Зайиндинов, Шахадәт Мушрапилова, Арчагүл Сарқытбекова, Алмаз Василовлар нәқ мәйданда сайлинип, мусабиқигә қазилиқ қилди. Улар һәр кочиниң көрсәткән һүнири, тәйярлиған көргәзмисини көрүп чиқти. Йеңиш болған йәрдә йеңилишму болуши шәрт. Ундақ болмиса, мусабиқиниң һеч қизиғи йоқ… Дәрһәқиқәт, пухта тәйярланған турғунларниң әмгигидин шуниси ениқ болдики, уларға кочиларни орунға бөлүш оңайға чүшмиди.
Қазилар адил баһасини чиқарғичә, Зорәм Саттарова жутқа дәстихан йейип, зияпәт көрсәтти. Йеза имами житқа қуръан оқуп, һәммә жутниң течлиғи, бәрикити, бүгүнкидәк бирлиги үчүн дуга қилди. Кейин көптин күткән пәйтму йетип келип, мукапатлаш мәрасими болуп өтти. Шундақ қилип, топ ярған Р.Ғаниев кочиси, Қудуқ участкиси Баш мукапатқа еришти, Т.Сопиев, Һ.Искәндәров кочилири биринчи орунға, Х.Амәт кочисиниң жуқури һәм төвини, С.Палван кочилири иккинчи орунға муйәссәр болса, Р.Бақиева, Бейбітшілік, Рахат, Х.Сетиев, Һ.Зайнаудинова, И.Розахунов, А.Розибақиев кочилири үчинчи орунға сазавәр болуп, қатнашқан топларниң барлиғи ахчилиқ соғилар билән мукапатланди.
Һөрмәтлик дәм елишқа чиққан ақ халат егиси Зорәм Саттарованиң ейтишичә, у дохтурханида ишләп жүргән чағлиридинла өз ойида жутта мошундақ иш-чариләр уюштурулса дәп ойлаттекән. Ойға алған ишини қолға елип, аз вақит тәйярлиқниң ичидә, йәнә келип биринчи қетим мошундақ чоң чарини уюштуруши болсиму, әң муһими, барлиғи жуқури дәриҗидә өткүзүлди.
Сабирәм
ӘНВӘРОВА